Норвегийидә хәлқара иҗадийәт әркинлик мукапати тарқитилди


2008.03.10

2008- Йили 3-айниң 8-күни норвегийиниң пайтәхти осло шәһиридә норвегийә язғучилар бирләшмиси оюштурған хәлқара иҗадийәт әркинлик мукапати тарқитиш мурасими өткүзүлди. Бу қетимқи мурасимға норвегийиниң һәр қайси җайлиридин кәлгән даңлиқ язғучилар, кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә бу мукапатниң баш саһиби болған тибәт аял язғучиси сүрәтниң йолдиши ваң лишуң қатарлиқ кишиләр қатнашти.

Йезиқчилиқ әркинлик мукапати норвегийә язғучилар бирләшмиси тәрипидин тәсис қилинған хәлқаралиқ мукапат болуп, һәр йили бир қетим дуняниң һәр қайси җайлиридики инсан һоқуқлири учун күрәш қилғучи шаир, язғучиларға берилиду.

Бу қетим мәзкур мукапат һазир хитайниң бейҗиң шәһиридә яшаватқан тибәтлик аял язғучиси сөрән ханимға берилгән болуп, у коп йиллардин бери коммунист хитай һакимийитиниң тибәткә йүргүзгән сиясити һәққидә һәр хил темиларда әсәр язған болуп, мушу түпәйлидин у түрлүк сиясий вә иқтисадий бесимларға дуч кәлгән вә ери билән биллә назарәт астида яшашқа мәҗбур қилинған һәм һәр иккийлән хизмитидин һәйдәлгән иди.

Бу қетим хитай һөкүмити униң норвегийигә келишигә рухсәт қилмиған болуп, униңға вакалитән мәзкур мукапатни тапшуруп елиш учун норвегийигә йетип кәлгән ваң лишуң мукапат тарқитиш мурасимида аялиниң келәлмәсликиниң сәвәби һәққидә тохтилип мундақ деди: " мән келәлидим, лекин әсли бу йәргә келишкә тигишлик болған аялим келәлмиди. Буниң сәвәби мән хитай болғанлиғим үчүн паспорт елип келәлидим, лекин аялим тибәт миллитидин болғанлиғи учун келәлмиди. Мән буни буниңдин артуқ чүшәндүрүп берәлмәймән. Паспорт гәрчә һазирқи заманивий дуняда бир инсанниң кимликини билдүридиған адди бир нәрсә болсиму, лекин җуңго һөкүмити тибәт, уйғур қатарлиқ милләтләрниң бунчилик адди һоқуқиниму тартип алған."

Ахирида норвегийә -тибәт комитетиниң башлиқи чондак ханим язғучи сөрән ханимға вакалитән униң рәһмәт хетини оқуп өтти: "мән норвегийә язғучилар бирләшмисиниң 2007-йиллиқ хәлқара йезиқчилиқ әркинлик мукапатиға еришкинимдин интайин тәсирләндим. Бу мунасивәт билән мән норвегийә язғучилар бирләшмисигә көп рәһмәтләр ейтимән. Мениң бу әркинлик мукапатиға еришкәнликим норвегийә һөкүмитиниң йәнила тибәт мәсилисигә интайин әһмийәт бәргәнликини вә тибәт хәлқиниң йәнила асарәт астида яшаватқанлиқини испатлап бериду. Әркинлик дегән бу аталғу инсанниң сөзләш,пикир қилиш вә йезиш қатарлиқ барлиқ һоқуқлириниң һәқиқий капаләткә еришишини тәләп қилиду. Өзиниң һәқиқий әркинликигә еришәлмигән инсанлар мәйли дуняниң қәйиридила яшисун, у мәңгү өз әркинликини издәйду вә уни тепиш учун күрәш қилиду вә тинимсиз издиниду." (Айгүл йүсүп)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.