Норвегийидә тибәт вә уйғурлар намайиш өткүзди


2008.03.12

2008 - Йили 3 - айниң10 - күни норвегийиниң пайтәхти осло шәһиридики хитай баш әлчиханисиниң алдида наразилиқ намайиши өткүзүлди. Бу қетимқи намайишни норвегийә тибәт комитети оюштурған болуп норвегийә уйғур комитети, кишилик һоқуқ органлири вә бир қисим норвеглар тәклипкә бинаән намайишқа иштирак қилди.

Бундин 49 йил илгирики мушу күнләрдә тибәт хәлқи хитай һөкүмитиниң таҗавузчилиқиға қарши кәң көләмлик қозғилаң елип барған болсиму, лекин қозғилаң қанлиқ бастурулған вә нәтиҗидә тибәтләрниң диний даһийси далай лама һиндистанға кетип муһаҗирәттә яшашқа мәҗбур болған иди. Мушу мунасивәт билән дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан тибәтликләр һәр йили мушу күндә хитай әлчиханилириниң алдида намайиш өткүзүш қатарлиқ һәр хил паалийәтләрни уюштуруп бу күнни хатириләйду.

Норвегийә тибәт комитетиниң башлиқи чондак ханим мухбирниң зияритини қобул қилип мундақ деди:бу күн тибәт хәлқиниң хитай таҗавузчилирини тибәттин қоғлап чиқириш үчүн қозғилаң көтәргән күн болуп дуняниң һәммә җайлиридики тибәтләр бу күнни хатириләш үчүн намайиш қилиду.

Намайишқа қатнашқан бир норвег яш мухбирниң бүгүн немә үчүн бу намайишқа қатнаштиңиз дегән соалиға мундақ җаваб бәрди: "мән тибәт хәлқиниң хитайларниң таҗавузчилиқиға қарши һәрикитини қоллаш үчүн бу намайишқа қатнаштим. Тибәтләр өз һәқ - һоқуқлириға еришишкә һоқуқлуқ."

Чүштин кейин саәт 5 тә башланған тинчлиқ намайиши дөләт марши оқуш,нутуқ сөзләш, җараңлиқ шуарларни товлаш қатарлиқ түрлүк шәкилдә елип берилип саәт 6 дә ғәлибилик ахирлашти. (Айгүл йүсүп)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.