Норвегийидики уйғурлар норуз байримини тәбриклиди
2008.03.24
2008 - Йили 3 - айниң 22 - күни норвегийиниң пайтәхти осло шәһиридә норвегийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән норуз паалийити өткүзүлди.
Бу қетимқи паалийәттә алди билән норвегийә уйғур комитетиниң 2007 - йиллиқ хизмәтлири хуласилап өтүлди вә илгирики йилларда вәзипидә олтурған бир қисим сабиқ рәһбәрләр вә тәшкилат хизмитидә алаһидә нәтиҗә яратқанлар гүл вә хатирә буюм билән мукапатланди. Мукапатлаш ахирлашқанда , тәшкилатниң рәис, муавин рәислири .Катип ,боғалтир , кассирлири вә һәйәт әзалири толуқлап сайланди. Сәмәт абла қайтидин рәисликкә ,пәрһат яқуп катиплиққа сайланди.
Йиғиндин кейин норуз паалийити хушнава нахша - музика ичидә башланди. Норвегийиниң һәр қайси шәһәрлиридин кәлгән икки йүзгә йеқин уйғурлар чирайлиқ безәлгән залда өз - ара саламлишип , ханимлар етип әкәлгән түрлүк уйғурчә таамлардин һозурланғач сәнәт номурлирини көрди.
Кичик достлар орундиған искирипка вә пиано музикиси, қизлар орунлиған йәккә усуллар ,тәхсә усуллири,йигитләрдин тәшкил тапқан музика әтрити орунлиған муңлуқ нахшилар зал ичини ләрзигә салди. Норузнамә вә башқа мәзмундики шеирлар дикламатсийә қилинди. Үч яшлиқ омақ қиз әқидәниң чүчүк тили билән ейтқан мениң вәтиним шәрқий туркистан дегән сөзи вә балилар қошақлири норузға қатнашқан меһманларни һаяҗанға салди.
Чүш саәт иккидә башланған норуз паалийити мәмнунийәт вә хушаллиқ алқишлири ичидә кәч саәт йәттидә ахирлашти. (Айгүл йүсүп)
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидики уйғурлар норуз байримини тәнтәнилик тәбриклимәктә
- Уйғурларниң миллий салаһийәт байрими норуз
- Норвегийидә тибәт вә уйғурлар намайиш өткүзди
- Норвегийидә тибәт вә уйғур мәсилиси буйичә йиғин ечилди
- Норвегийидә хәлқара иҗадийәт әркинлик мукапати тарқитилди
- Бешкәктики уйғурлар норуз һазирлиқлирини башливәтти
- Америкидики уйғурлар йеңи йилни тәбриклиди
- Истанбулда яшаватқан уйғур җамаити қурбан һейт байримини тәбрикләшти
- Нобел тинчлиқ мукапати америкиниң сабиқ муавин президенти ал горға берилди
- Уйғурларда роза һейт байрими өткүзүш әнәниси
- Д у қ вәкили сәуди әрәбистанда рабийә қадир ханимниң паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди
- Норвигийидики уйғурлар нобил сарийида өткүзүлгән паалийәткә иштирак қилди