Норвегийидә путбол достлуқ мусабиқиси өткүзүлди
Мухбиримиз айгул йүсүп
2009.05.06
2009.05.06
RFA Photo / Aygul Yusup
Норвигийә уйғур путбол командиси 2008 - йили 8 - айда норвегийидики уйғур яшлириниң қизғин тәлипи вә арзусиға бинаән уларни бир ариға җәм қилиш, инақ вә достанә болған яшлар топини шәкилләндуруш мәқситидә қурулған болуп, норвегийә уйғур комитетиниң мадди вә мәниви җәһәттин зор дәриҗидә ярдимигә еришти.
Команда қурулған бир йилға йеқин вақит ичидә путбол команда әзалири йетәкчи теринирлардин мутәллип әпәнди вә һәбибул әпәндиләрниң тиришип тәшкиллиши билән коп қетим өз - ара мусабиқә елип бериш билән биллә йәнә, норвегийидики бир қисим йәрлик командилар билән топ мусабиқиси елип берип яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтуруп, уйғурларни норвегийидики һәр қайси милләт хәлқлиригә тонуштуруш ролини ойнап кәлди.
Йеқинда норвегийә уйғур путбол командиси билән шивитсийә уйғур путбол командиси норвегийидә бирләшмә мусабиқә өткүзүшни қарар қилған болуп, мусабиқә 2 - май куни саәт учтә достанә кәйпият ичидә башлинип 90 минут наһайити җиддий һалда елип берилди.
Шивитсийә уйғур комитети путбол командисиниң теринири муса ака, норвегийә уйғур комитетиниң баш тәптиши ниғмәт әпәнди, өмәрҗан ака қатарлиқлар мусабиқә тоғрисида һаяҗанлирини ипадиләп өтти.
Шивитсийә уйғур комитетиниң муавин рәиси пәрһат әпәнди, яшлар болуминиң мәсули абдуршит әпәндиләрму комитетқа вакалитә мусабиқиғә қатнишип өз йүрәк сөзлирини изһар қилип өтти.
Мусабиқә қизғин вә достанә кәйпият ичидә шу күни саәт 5 ләргә йеқин ғәлибилик ахирлашти. Мусабиқидин кейин һәр икки тәрәпниң путболчилири наһайити хушал - хорам һалда улар учун тәйярланған мол назу - нимәтләргә еғиз тәккәч, икки дөләттики уйғур қериндашларниң вә путболчиларниң алақисини қандақ қилғанда яхши күчәйткили болидиғанлиғини вә путбол арқилиқму вәтән дәваси елип барғили болидиғанлиғи һәққидә кәң - кушадә пикир қилишип өз ара тәҗрибә алмаштурди. Кәч саәт 8 гә йеқин шивитсийидин кәлгән меһманлар қизғин достлуқ риштиси ичидә узутуп қуюлди.