Нур бәкриниң сөзлири қазақистандики уйғурларниң наразилиқини қозғиди


2007.01.11

Хитайниң уйғур елиға тиклигән әмәлдарлириниң бири нур бәкриниң уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир һәққидә ейтқан сөзлири йәни униң "рабийә қадирни уйғурларниң мәниви аниси" дейишкә қарши чиқиши чәтәлләрдики уйғурларниң наразилиқ инкаслирини қозғиди.

Уйғур тәшкилатлири вә уйғур җамаити нур бәкрини уйғур хәлқи сайлимиған , пәқәт хитай һөкүмити тиклигән әмәлдар икәнлики билән униң уйғурларға вәкиллик қилалмайдиғанлиқини оттуриға қоюшти.

Қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулла қазақистан уйғурлири арисида мәвҗут инкаслардин мәлумат бериду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.