Унтулған австралийә пуқраси ‏- нурполат


2006.12.15

Австралийә пуқраси уйғур нурполат абдулла 2000‏- йили өктәбир ейидин бери қазақистан түрмисидә йетиватиду. 2000‏- Йили өктәбир ейида алма-атада икки қазақ сақчиси өлтүрүлгән болуп, қазақ даирилири бу икки сақчиниң уйғурлар тәрипидин өлтүрүлгәнликини илгири сүрмәктә. Бу вәқәдин кейин қазақ сақчилири тәрипидин уйғурларға қарита кәң көләмлик тутуш һәрикити башланған болуп, нурполат мушу һәрикәт җәрянида қазақ сақчилириниң қолиға чүшүп қалған тәләйсиз йүз уйғурниң бири иди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң ейтишичә, қазақситан һөкүмити мәс бир шаһитни сөзлитиш, сақта испатлар ойдуруп чиқиш һәмдә мәҗбурий иқрар қилдуруш арқилиқ нурполат үстидин террорлуқ паалийәтлиригә қатнашқан дәп дело турғузуп уни 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған.

Йеқинда, австралийидә чиқидиған Herald Sun гезитидә елан қилинған бир мақалә уйғурларға, хәлқара җамаәт һәмдә у пуқраси болған австралийә һөкүмитигә, нурполатни вә униң һелиму қазақ түрмисидә давамлишиватқан мушәққәтлик һаятини қайтидин әсләтти.

Нурполат аилисиниң үмиди азайған

Марк дун тәрипидин австралийидә чиқидиған Herald Sun гезитидә елан қилинған мақалида, 36 яштики нурполатниң 6 йилидин бери қазақситан түрмисидә йетиватқанлиқи, әгәр қазақситан һөкүмити униң қоюп бериш тоғрисидики әрзини қобул қилинмиса, нурполатниң йәнә тоққуз йил қазақ түрмисидә ятидиғанлиқи, билдүрүлгән.

Мақалисида нурполатниң аилисидә униң қоюп берилишигә болған үмидварлиқниң азайғанлиқини вә австралийә һөкүмитиниң униң түрмидики вәзийитидин қайғуриватқанлиқини тәкитлигән марк дон мақалисини давамлаштуруп мундақ дәйду,

"Мәс бир шаһит, мәқсәтлик көмүп қоюлған бир испат, мәҗбури иқрар қилдуруш вә осама бин ладин билән мунасивәт тоғрисида тоқуп чиқилған ялған һекайә бир австралийә пуқрасниң 6 йилдин бери қазақситан түрмисдә йетишиға сәвәб болмақта. "

Қарилиништа пакит толуқ әмәс

Нурполатниң сиңлисиниң ейтишичә, қазақ һөкүмәт даирилири нор полатни әйибләп, униң артилған боһтанни испатлаш үчүн үч шаһит оттуриға чиқарған. Лекин сотқа шаһитләрниң бери нурполатниң террорлуқ билән мунасивити йоқлиқини ипадилигән, иккинчи шаһит мәс икән, үчүнчи шаһит болса һечқачан сотқа кәлмигән. "

Нурполатниң аялиниң ейтишичә, нурполат қазақ сақчилири тәрипидин тутулғанда нимә ишлар болуватқанлиқидин һәтта қандақ җинайәт билән әйибләнгәнликидин хәвәр тапалмиған. У қандақ җинайәт билән әйибләнгәнликидин сот мәһкимисидә хәвәр дар болған.

Қазақ сақчилири нурполатни тутқандин кейин уни қаттиқ уруп, қийниған һәмдә уни иқрарнамигә қол қоюшқа мәҗбурлиған. Лекин у қол қоюшни рәт қилған. Нурполат бешиға йегән таяқ зәрбилиридин әқлини йоқитип қоюшқа аз қалған. Қазақ сақчилири ахирида нурполатниң бармақ изини иқрарнамигә басқан. Буниңдин бир күн кейин қазақистан сақчилири униң бармақ изиниң һойлисида тепилған бир қол бомбисида көрөлгәнликини илгири сүрүп буни дәлил сүпитидә сотқа сунған. "

Нурполатниң аяли, тунҗи қетимқи сотқа сотчи сақчиларға бу наһайитиму аҗиз бир испат. я маңа башқа дәлилләр тепип келиңлар яки мән уни қоюп беримән, дегәнликини билдүрмәктә.

Ахирида, дәйду марк дун австралийидә чиқдиған Herald Sun гезитидә елан қилған мақалисида, "нурполат абдулла 2001‏- йили өктәбир ейида террорлуқ паалийәтлиригә қатнашқан дегән җинайәт билән әйиблинип, йепиқ сотта 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Қазақ һөкүмити һәтта австралийә әлчиханиси хадимлириниң сотқа қатнишишиға рухсәт бәрмигән. "

Нурполатниң түрмидики һаяти мушәққәтлик

Нурполатниң қазақ даирилири тәрипидин тутулуши вә 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниши америкида 11‏- сентәбир террорлуқ вәқәлиридин кейин йүз бәргән болуп, нурполатниң аилисиниң ейтишичә, қазақистан һөкүмити уйғур паалийәтчилирини бастуруш үчүн террорчилиққа қарши уруштин пайдиланған.

Мақалисида, нурполатниң аилисиниң австралийә һөкүмитидин униң қоюп берилиши үчүн қазақситан һөкүмитигә сунған әрзини қоллап- қуввәтлишини тәләп қиливатқанлиқини тәкитлигән марк дун, нурполат униңға берилгән қамақ җазасиниң үчтә бир қисмини түгәткәнлики үчүн, униң қоюп берилиш еһтималлиқи барлиқини билдүрмәктә.

Марк ду мақалисидә, нурполатниң қазақситанниң қарагандай райониға җайлашқан долинка түрмисидики мушәққәтлик һаяти үстидиму тохтилип мундақ дәйду:

"Түрмидә парихорлуқ вә таяқ мәһбуслар һәр күн дегүдәк дуч келидиған иш. Нурполат түрмидики йемәк- ичмәк қатарлиқ иһтяҗлирини қамдаш үчүн түрмә йеқинидики бир көмүрканида ишлиши керәк. Районда һава шәртлири наһайти начар һәмдә қаттиқ соғақ. Һава булғиниши наһайти еғир болуп һәтта қарниң рәңгиму қара. "

Марк дон, унтулған австралийә пуқраси мәһбус намлиқ бу мақалиси арқилиқ, австралийә һөкүмитигә вә австралийә хәлқиғә бир австралийә пуқрасиниң қазақситан түрмисидики ечинишлиқ әһвалини әсләткән. Шундқла мақалисидә, дуня уйғур қурултийи һәмдә австралийә түркистан җәмийити қатарлиқ уйғур тәшкилатлириниң нурполатниң түрмидин қоюп берилиши үчүн елип барған паалийәтлирини хатирлитиш арқилиқ, дунядики уйғур тәшкилатлириға шундақла уйғур җаматигә, қазақистанда һәқсиз түрмидә йетиватқан уйғур мәһбуси нурполатниң әһвалиға көңүл бөлүшини әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.