Нурсултан назарбайеф қәсәмяд мурасими өткүзди


2006.01.11

11-январ күни қазақистан пайтәхти астанидики ақ ордида қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң вәзипә тапшурувелиш мурасими өткүзүлди.

Әнәнә бойичә өткүзүлгән қәсәмят мурасими дөләт геми "мениң қазақистаним" иҗрасидин кейин, ақ кигиз йейилған ақ ординиң алдида дағдуғилиқ өткүзүлди.

Мурасимда йәттә йиллиқ президентлиқ вәзиписини тапшуруп алған назарбайеф хәлқниң демократийиси вә әркинликигә капаләтлик қилидиғанлиқини билдүрди.

Мәзкур мурасим һәққидики тәпсили мәлуматларни, қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулладин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.