Президент бушниң рәсмий вәзипә тапшурувелиш мурасимида сөзлигән нутқи


2005.01.21
INAUGURATION_BUSH_OATH_.jpg

20 - январ күни америкиниң пайтәхти вашингтон шәһиридә җорҗ вакәр бушниң иккинчи қетим америка президентлиқ вәзиписини тапшурувелиш мурасими өткүзүлди.

Иккинчи қетим америка президенти болуп сайланған җорҗ буш, вашингтон вақти чүштин бурун саәт 11 дин 56 минут өткәндә сол қолини " инҗил" ниң үстигә қоюп туруп рәсмий қәсәмят қилди. Арқидин у рәсмий вәзипә тапшурувелиш нутқи сөзлиди .

Өлүмгә учраватқан, түрмидә йетиватқан вә сүргүндә яшаватқан демократик ислаһатчилар! америка силәрни, хәлқиңларниң вә кәлгүсидики әркин дөләтлириңларниң рәһбәрлири дәп қарайду.

Америка президентлириниң рәсмий вәзипә тапшурувелиш мурасимида сөзләйдиған нутқи, мурасимниң муһим бир қисми болуп, йеңи сайланған президентниң келәрки төт йил ичидә елип баридиған ички вә ташқи сияситиниң асаслиқ йөнилишини бәлгиләйду.

Мушу сәвәбтин президент бушниң пәйшәнбә күни рәсмий вәзипә тапшурувелиш мурасимида сөзлигән нутқи муһим әһмийәткә игә иди.

Президент бушниң нутқини тәһлил қилған анализчилар, җорҗ бушниң нутқи америка һөкүмитиниң келәрки төт йилда болупму ташқи мунасивәттә, өткән төт йилдин пүтүнләй пәрқлиқ бир сиясәт елип баридиғанлиқини көрситиду дейишмәктә.

Кишилик һоқуқ, әркинлик вә демократийә

Сиясий анализчилар, бушниң нутқи америка һөкүмитиниң келәрки төт йил ичидә кишилик һоқуқ, әркинлик вә демократийә байриқини игиз көтүрүп, башқа дөләтләр билән болған мунасивитини , юқирида тилға елинған уқумларға көрситидиған һөрмитигә қарап бәлгиләйдиғанлиқиниң бишарити һесаблиниду дәп көрсәтмәктә .

Һечким башқа биравниң хоҗайини қилип яритилмиғандәк, һечким қул болуп яралмиған.

Бәзи сиясий анализчиларниң билдүрүшичә, президент бушниң рәсмий вәзипә тапшурувелиш мурасимида сөзлигән нутқи, хитай, иран, шималий корийә вә сәуди әрәбистан қатарлиқ диктатор дөләтләр үчүн бир агаһландуруш һесаблинидикән.

Президент буш иккинчи қетим америка прездентлиқ вәзиписни тапшурувелиш мурасимида сөзлигән нотқида мундақ дигән:

"Вәқәләр вә омумий саваттин биз бир хуласә чиқардуқ. Әркинликниң бизниң дөлитимиздә изчил давамлишиши барғансири әркинликниң башқа дөләтләрдә ғәлибә қилиши билән зич мунасивәтлик болмақта. Тинчлиқниң бизниң дунямизда давамлишишиниң әң яхши йоли азадлиқиниң пүтүн дуняға кеңийишидин ибарәт. Биз узун йиллардин бери өзини- өзи идарә қилишниң әһмийитини тәкитләп келиватимиз. Чүнки һечким башқа биравниң хоҗайини қилип яритилмиғандәк, һечким қул болуп яралмиған. Бундақ идийиләрни илгири сүрүш бизниң улуғ дөлитимизниң вәзиписидур".

Әркинлик идийисини қоллаш вә қоғдаш

Истибдат түзүмләрниң һакимийити астида үмидсизлик ичидә яшаватқан хәлқләр шуни билиңларки, америка силәрниң әһвалиңларни көрмәсликкә салмайду һәмдә силәргә зулум қиливатқанларни һәргизму кәчүрмәйду. Силәр қачан әркинлик үчүн йеңиңларни түрсәңлар америка силәрниң йениңларда болиду

Президент буш рәсмий вәзипә тапшурувелиш мурасимида сөзлигән нутқида, әркинлик идийисини қоллаш вә қоғдашниң нөвәттә америка миллий бихәтәрлики үчүн бир еһтияҗ вә вақитниң тәққазасиға айланғанлиқини тәкитләп мундақ диди:

"Шуниң үчүн, дуняда мустәбит түзүмләрни йоқитиш мәқсидидә һәрқайси дөләтләрдә демократик һәрикәтләрниң вә демократик органларниң күчийишини қоллап- қуввәтләш америкиниң дөләт сияситидур.

Гәрчә биз өзимизни вә достлиримизни қорал күчи билән қоғдашқа тәйяр болсақму, әмма бу пәқәт қорал күчи билән қилидиған иш әмәс. Әркинликни пуқралар өзлири таллап қоғдайду шундақла у қанун һөкүмранлиқи астида вә аз санлиқ милләтләрни қоғдаш арқилиқ давамлишиду.

Америка силәрниң йениңларда

Нутқида, америкиниң һәрқайси дөләтләргә пәқәт өз хәлқиғә адаләтлик муамилә қилғандила америка билән яхши мунасивәт қуралайдиғанлиқини чүшәндүрүш арқилиқ, бу дөләтләрни ислаһат елип биришқа риғбәтләндүридиғанлиқини тәкитлигән президент буш мундақ диди:

"Истибдат түзүмләрниң һакимийити астида үмидсизлик ичидә яшаватқан хәлқләр шуни билиңларки, америка силәрниң әһвалиңларни көрмәсликкә салмайду һәмдә силәргә зулум қиливатқанларни һәргизму кәчүрмәйду. Силәр қачан әркинлик үчүн йеңиңларни түрсәңлар америка силәрниң йениңларда болиду"

"Биз истибдат түзүмләрниң давамлиқ мәвҗут болуп турушини қобул қилалмаймиз. Чүнки биз қуллуқниң адаққичә давамлишишини қобул қилмаймиз.

Нутқида әркинликни сөйгән кишиләр чоқум әркинликкә еришиду дәп тәкитлигән президент җорҗ буш, өз вәтини ичидә вәяки вәтән сиртида хәлқиниң әркинлики үчүн күрәш қиливатқан паалийәтчиләргә сөз қилип мундақ диди

"Өлүмгә учраватқан, түрмидә йетиватқан вә сүргүндә яшаватқан демократик ислаһатчилар! америка силәрни, хәлқиңларниң вә кәлгүсидики әркин дөләтлириңларниң рәһбәрлири дәп қарайду. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.