Бешкәк түрмисигә соланған обулқасим кесәл сәвәбидин һаятидин айрилди
2006.09.08
Қирғизистанниң бешкәк шәһиридики түрмисигә соланған обулқасим һаҗим 7 - сентәбир күни рак кесили сәвәбидин қаза қилған. Обулқасим һаҗим, ахирқи нәписигичә өзиниң наһәқ түрмигә ташланғанлиқини билдүргән. Игилигән мәлуматларға қариғанда, обулқасим һаҗим һечқандақ давалашқа еришәлмигәнлики үчүн кесәл әһвали наһайити тез тәрәққи қилип, наһайити қисқа вақит ичидила һаятидин айрилған.
Бу һәқтики мәлуматларни, бешкәктә турушлуқ ихтияри мухбиримиз турсун исламдин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia