Җеңҗу университетидики оқуғучилар исян көтүрүп намайиш қилмақта


2006.06.23

Өткән пәйшәнбә күнидин башлап, хитайдики җеңҗу университетиға қарашлиқ шенда институтиниң 5000ға йеқин оқуғучиси мәктәп пүттүрүш дипломи мәсилиси түпәйлидин мәктәп рәһбәрлиригә қаттиқ наразилиқ билдүрүп исян көтүрүшкә башлиған. Ғәзәпләнгән оқуғучилар пәқәт мәктәп ичидила әмәс, бәлки кочиларға чиқип намайиш қилған шундақла тәртип башқурушқа кәлгән сақчилар билән қаттиқ тоқунушқан.

Хитай даирилири вәқәни йошурушқа тиришмақта

Гәрчә исян көтүрүватқан оқуғучилар хитайдики мәтбуат орунлириға телефон қилип уларниң мәзкур мәктәпкә келип зиярәт қилишини тәләп қилған болсиму, хитай даирилири бу һәқтә һечқандақ мәлумат бәрмигән. Һәтта зияритимизни қобул қилған мәктәп әтрапидики сақчи башқармисиниң адәмлири интайин қопал һалда өзлириниң бу һәқтә һечқандақ мәлумат берәлмәйдиғанлиқини һәмдә бериш зорөрийитиниңму йоқ икәнликини билдүргән.

Зияритимизни қобул қилған мәзкур мәктәп башқарма ишханисидики хадимларму "ундақ иш йоқ, биз һазир оқуғучилардин имтиһан еливатимиз, оқуғучилар имтиһан бериватиду" дәп йүз бериватқан вәқәликни йошурушқа урунған.

Вәдисидә турмаслиқ вәқәгә сәвәбчи болған

Җеңҗу университети хитайдики даңлиқ мәктәпләрниң бири болуп, униңға қарашлиқ шенда институти иккинчи дәриҗилик институт болуп һесаблинидикән. Лекин мәзкур институтниң оқуғучи қобул қилиш низамнамисида 'мәзкур институтини пүттүргән оқуғучилар мәктәп пүттүргәндә җеңҗу университетини пүттүрди дегән дипломға еришиду' дәп көрситилгән. Лекин мәзкур низамнамисиға қол қойған мәктәп рәһбәрлири өз вәдисидә турмай, оқуғучилар мәктәп пүттүргәндә, уларға 'җеңҗу университетини пүттүрди' дегән диплом әмәс бәлки ' иккинчи дәриҗилик институтини пүттүрди ' дегән диплом бериш қарарини чиқарған. Шуниң билән бу иш оқуғучиларниң қаттиқ нәпритини қозғиған болуп, улар "мәктәп рәһбәрлири 3 йилдин буян бизни алдап, әхмәқ қилип кәлди " дәп намайиш қилишқа башлиған.

Гәрчә хитайдики мәтбуат орунлири бу һәқтә һечқандақ мәлумат бәрмигән болсиму, оқуғучиларниң күндин -күнгә күчийиватқан наразилиқ билдүрүш һәрикити бейҗиң маарип министирлиқиниң диққитини қозғиған. Улар мәзкур мәктәпкә адәм әвәтип, әһвал игилимәкчи болған. Лекин шуниң билән бир вақитта нәччә йүзлигән сақчи мәктәп әтрапини қоршивелип дәрс ташлап наразилиқ билдүрүватқан оқуғучиларни қаттиқ назарәт қилған вә чарә көрүшкә тәйяр болған.

Ахбарат орунлириниң зиярәт қилиши рәт қилинған

Зияритимизни қобул қилған мәзкур мәктәптики бир оқуғучи өткән пәйшәнбә күни башланған намайишниң та һазирғичә давамлишип келиватқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, юқириниң мәзкур мәктәп мудирини әмәлдин қалдуруп, униң орниға йеңи бир мудир тәйинлигәнликини, лекин диплом тоғрулуқ техичә ениқ ипадә билдүрмәйватқанлиқини мәлум қилди.

Зияритимизни қобул қилған бу оқуғучи бу қетимқи оқуғучиларниң мәктәп рәһбәрлиригә наразилиқ билдүрүп намайиш қиливатқанлиқи һәққидики һәрқандақ учурниң қаттиқ контрол қиливатқанлиқини тәкитләп, һәтта зиярәт қилмақчи болуп кәлгән шинхуа агентлиқиниң мухбирлириму мәктәп тәрипидин рәт қилинғанлиқини һәмдә оқуғучиларниң бу һәқтә өз алдиға пикир баян қилишиғиму қәтий йол қоюлмайватқанлиқини көрсәтти:

"Зиярәт қилсақ дәп кәлгәнләр бар, лекин мәктәп уларниң бу һәқтә мәлумат беришигә рухсәт қилмиди. Һәтта рәсимгә тартишқиму йол қоймиди. Шинхуа агентлиқиниң мухбирлириму зиярәт қилимиз дәп кәлгән иди. Лекин мәктәп уларниң зиярәт қилишини рәт қилди. Мәктәпниң тор бетидики муназирә мәйданида баян қилинған пикирләрму у яқтин чиқса бу яқтин елип ташлиниватиду ".

Зияритимизни қобул қилған оқуғучиларниң мәлум қилишичә, мәзкур институтта оқуватқан оқуғучиларниң көп сандикиси деһқан балилири болуп, улар җенҗу университетиниң дипломиға еришиш үчүн йилиға 10 миң йүәндин оқуш пули тапшуруп кәлгән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.