Норвегийә мәтбуатлирида 2008-йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш тоғрисидики муназириләр давам қилмақта


2006.12.07
rabiye-rafto200.jpg
Ноябирниң бешида рабийә қадир ханим рафто фонди җәмийитиниң 20 йиллиқи мунасивити билән норвегийигә барғанда рафто фондиниң йиғинида. RFA/Абдусәмәт

Уйғурларниң мәниви аниси, уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, бу йил 10-айниң ахири вә 11-айниң башлирида норвегийини зиярәт қилиш давамида гезит мухбирлириниң зияритини қобул қилип, 2008-йиллиқ хәлқара олимпик тәнһәрикәт йиғининиң өткүзуш һоқуқиниң хитайдәк кишлик һоқуқни әң дәпсәндә қиливатқан бир мустәбит дөләткә берилишиниң хата болғанлиқини тәкитләш билән биргә, норвегийә тәнһәрикәтчилириниң 2008-йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнашмаслиқини, бу арқилиқ хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичилики қилмишлириға болған наразилиқини ипадиләшни тәшәббус қилған иди.

Әйни чағда бу тәшәббус норвегийидики һәрқайси кишлик һоқуқ органлири, сиайсәтчиләр, тәнһәрикәт хадимлири вә һәр саһә кишилири арисида күчлүк ғулғула пәйда қилип, ахбарат саһәсидиму бу һәқтики һәрхил көз қараш вә пикирләр әкс әттүрүлгән көплигән мақалиләр елан қилинди. Нөвәттә норвегийә мәтбуатлиридики бу хил бәс-муназирә йәнила қизғин давам қилмақта.

Рабийә қадир қийин-қистақларға дучар боливатқан уйғур миллитиниң вәкили

Норвегийидики әң чоң йәрлик гезитләрдин бири болған "бергин вақит гезити" ниң 1-дәкабир санида "норвегийә тәнһәрикәтчилири олимпикни байқут қилиш керәк" қилинди. Мақалә аптори, "христиан хәлқ партийиси" Hordaland вилайәтлик яшлар бөлүминиң башлиқи Tor Øyvind Westbye болуп, у мақалисидә мунуларни оттуриға қойған:

"2-Ноябир норвегийидә зиярәттә боливатқан рафто кишлик һоқуқ мукапатиниң саһиби рабийә қадир җуңгода кәм-көләмдә садир боливатқан кишлик һоқуқ дәпсәндичилики қилмишлири сәвәблик норвегийиниң 2008-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинидин чекинип чиқиши тәләп қилған иди. Рабийә қадир өзи әшу коммунист дөләттин кәлгән болуп, униң қаришичә җуңго нөвәттә дунядики әң зораван дөләт икән. У бизниң мушундақ бир мустәбит дөләтниң олимпик мусабиқисиниң өткүзушигә мақул болушимиздин толиму һәйранлиқ һис қиливатқанлиқини баян қилғанти. Дәрвәқә җуңгода бир қисим аз санлиқ милләтләр вә диний гуруппилар назарәт вә бесим астида турмақта. Рабийә қадир болса җуңго һөкүмити тәрипидин ирқий тазлаш, мәқсәтлик қолға елиниш вә түрлук қийин-қистақларға дучар боливатқан уйғур миллитиниң вәкили".

"Тәнһәрикәтчиләр өз виҗдани билән ойлап көрүши керәк"

Әгәр норвегийә тәнһәрикәтчиләр уюшмиси олимпикни байқут қилишқа қошулмиса, у һалда һәр бир тәнһәрикәтчи 2008-йиллиқ бейҗиң олимпик йиғиниға қатнишишниң кишлик һоқуқни қопал рәвиштә дәпсәндә қиливатқан җуңгодәк бир мустәбит коммунист дөләтни қоллаштин дерәк беридиғанлиқини өз виҗдани билән ойлап көрүши керәк.

Мақалиниң давамида, норвегийә тәнһәрикәт саһәсидики бир қисим мәсул әрбапларниң "гәрчә байқут қилиш тәшәббусиниң сәвәблирини яхши чүшәнсәкму, байқут қилишни бирдин-бир тоғра йол дәп қариғили болмайду" дегән сөзлири нәқил елинған вә өзиниң бу һәқтики тәнқиди пикрини мундақ ипадә қилған:

"Тәнтәрбийә җәмийәтниң бир қисми, шундақ икән уму җәмийәттики иҗтимаий мәсилиләрдин өзини қачурмаслиқи керәк, тәнһәрикәтчиләр болса һәм иҗтимаий пуқра, уларниңму қайси дөләттә өткүзүлгән, қайси хил тәнһәрикәт паалийитигә қатнашса мувапиқ болидиғанлиқи һәққидә оз алдиға қарар қилиш һоқуқи вә мәсулийти бар. Әгәр норвегийә тәнһәрикәтчиләр уюшмиси олимпикни байқут қилишқа қошулмиса, у һалда һәр бир тәнһәрикәтчи 2008-йиллиқ бейҗиң олимпик йиғиниға қатнишишниң кишлик һоқуқни қопал рәвиштә дәпсәндә қиливатқан җуңгодәк бир мустәбит коммунист дөләтни қоллаштин дерәк беридиғанлиқини өз виҗдани билән ойлап көрүши керәк".

Мақалә төвәндики җүмлиләр билән ахирлашқан: "норвегийиниң бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнишиши, җуңго һакимийитини васитилик рәвиштә қолаш болуп һесаблиниду. Җуңго болса бир қизил диктатор, шуңа норвегийә тәнһәрикәтчилири чоқум 2008-йиллиқ олимпикни байқут қилиши керәк!"

"Норвегийә олимпикни байқут қилиши керәк"

Бундин башқа норвегийидики әң чоң гезитләрдин бири болған, "кәчлик гезит" ниң 26-ноябир санида норвегийилик язғучи Espen Stueland ниң "норвегийә олимпикни байқут қилиши керәк" намлиқ чоң һәҗимлик мақалиси бесилди. Мақала мундақ сөзләр билән башланған:

"Норвегийә чоқум 2008-йиллиқ бәй җиң олимпик йиғиниға қатнишишни байқут қилиши керәк. Бундақ қилиш бир тәрәптин җуңго һөкүмити йүргүзүватқан назарәт астиға елиш, бесим, қийин-қистақ вә өлум җазалириға қарши турғанлиқ, йәнә бир тәрәптин мушу хил зораванлиқниң қурбанлириға болған һесдашлиқимизни ипадиләшниң әң яхши имканийәтлириидн биридур".

Мақалә "тәнтәрбийә вә сияси" дегән кичик тема астида давам қилип, алди билән олимпикни байқут қилиш тәшәббусиниң рабийә қадир ханим тәрипидин оттуриға қоюлғанлиқи алаһидә әскәртилип, "рабийә қадирниң бу тәшәббусиға чоқум қулақ селиш вә уни қоллаш керәк" дейилгән. Андин аптор тәнтәрбийә билән сиясиниң озара бағлинишини мундақ изаһлиған:

"Бәзиләр тәнтәрбийә сиясидин, иҗтимаийәттин айрилған айрим бир саһә болиши керәк дәпму қарайду, лекин мениңчә тәнтәрбийә билән сияси озара бир-биригә бағлиниши керәк. Әмәлийәттиму бу хил бағлиниш вә озара арилишиш бурундинла мәвҗут. Мениң рабийә қадирниң тәшәббусиға қошумчә қилидиғиним, байқут қилиш ялғуз тәнһәрикәтчилириниң виҗдани иши дәп қаралмастин бәлки, бу бир рәсмий принсиплиқ аммиви мәсилә вә бир дөләтниң мәсилиси дәп қарилиши һәм шу бойичә муамилә қилиниши лазим".

Мақалидә йәнә, хитай һөкүмитиниң олимпик мусабиқисини өткүзуш һоқуқиға еришиш үчүн кишлик һоқуқ вәзийитини яхшилаш һәққидә дуня җамаәтчиликигә көплигән вәдиләрни бәргән болсиму, җәмийәттә һазир у вәдилиригә қилчә әмәл қилмайватқанлиқини, һәммә нәрсини сияси назарәт астиға елиш, қийин-қистақ вә сияси мәһбусларға өлум җазаси бериш, һәтта өлүмгә һокум қилинған мәһбусларниң ички әзалириниң тавар орнида сетилип, бәзи дохтурханиларниң қошумчә кирим мәнбәси қилинғанлиқидәк қилмишларниң йәнә давамлиқ садир болуватқанлиқи кәчүрүм тәшкилати тәминлигән пакитлар асасида бирму бир паш қилинған. (Абдусәмәт)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.