Хитай олимпик таварлирини ишләп чиқиридиған карханиларда әмгәк һоқуқини дәпсәндә қилиш билән әйибләнди
2007.06.11
Хәлқара ишчилар уюшмилири бирләшмиси алдинқи күни доклат елан қилип, 2008 - йили өткүзүлидиған бейҗиң олимпик мусабиқиси үчүн мәһсулат ишләпчиқириш рухсәтнамиси берилгән хитай карханилирини, өсмүрләрни әмгәккә селиш вә әмгәкчиләр һоқуқини еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиш билән әйиблиди. Бейҗиң олимпик мусабиқисини тәшкиллигүчи орган, ишчилар һоқуқини қоғдиғучи хәлқара тәшкилатниң бесими астида өсмүрләрни ишләткән яки әң төвән иш һәққи түзүмигә хилаплиқ қилғучи карханилар байқалса, мәһсулат заказ қилиш тохтамнамиси бикар қилинидиғанлиқини агаһландурди.
Олимпик мәһсулатлири бала ишчилар тәрипидин ишләпчиқирилмақта
Хәлқара ишчилар уюшмилири бирләшмисиниң 10 - июн күни елан қилған йеңи доклатида, бейҗиң олимпик мусабиқисида сетилидиған таварлар заказ қилинған бәзи хитай карханилирида бала ишчиларни ишлитиш, ишчиларға интайин төвән сәвийидә мааш бериш қатарлиқ ишчилар һоқуқини дәпсәндә қилидиған олимпик роһиға хилап әһвалларниң еғир икәнликини оттуриға қойди вә бу әһваллар олимпик роһиға қилинған һақарәт, дәп көрсәтти.
Доклатта, олимпик таварлирини ишләпчиқириш рухсәтнамисиға еришкән хитай карханилирида 12 - 13 яшлардики бала ишчиларни ишлитиш әһвали мәвҗут болупла қалмай, ишчиларниң мааши пәвқуладдә төвәнлики, әмгәк вақти узун, ишчиларниң күнигә 12 вә 13 саәт, һәптидә 7 күн ишләшкә мәҗбурлинидиғанлиқини, ишчиларниң саламәтлики вә бихәтәрлики нәзәрдә тутулмайдиғанлиқини тәнқид қилди.
Доклатта әскәртишичә, хәлқара ишчилар уюшмилири бирләшмиси 2006 - йилдин башлап бейҗиң олимпик таварлирини ишләпчиқарғучи хитай карханилирини тәкшүрүшкә башлиған болуп, гуаңдоңдики 4 ширкәтни йәни фейда ширкити, фейда баш кийим ширкити, йиңге вә суҗеңчаң ширкәтлирини тәкшүргән. Җуңго әмгәк учурлири мәҗмуәсиниң франсийидики вәкили сәй зоңгониң әскәртишичә, хитайда бала ишчиларни ишлитиш әһвали омумйүзлүк мәвҗут болупла қалмай, бәлки йеқинқи 2 йилдин бери техиму еғирлашмақта
У, "олимпик мусабиқисида бала ишчилар ишләпчиқарған мәһсулатларни ишлитиш олимпик роһиға тоғра кәлмәйду. Җуңго әмгәк учурлири йеқинда йоллиған бир доклатида бу әһвални оттуриға қоюп, җуңгода бала ишчиларни ишлитиш әһвалиниң наһайити еғирлиқини, болупму йеқинқи бир нәччә йилдин бери техиму көпийиватқанлиқини тәкитлиди. Җуңго һөкүмити бу әһвалниң җуңгодики мәктәптин қелиш хаһиши билән мунасивәтлик икәнликидин әнсиримәктә," дәйду.
Хәлқара вә һәр қайси дөләт ишчилар уюшмилириниң хитайдики әмгәк һоқуқи мәсилисини мушу мәзгилдә тәнқид қилғанлиқи кишиләрни әҗәпләндүрмәслики керәк, дәп тәкитлигән сәй зоңго, бу тәшкилатлар 2008 - йилдики бейҗиң олимпик мусабиқисини пурсәт билип, җуңго һөкүмитини ишчилар мәсилисигә көңүл бөлүшкә, б д т ниң иқтисади, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқи һәққидики әһдинамисини һәқиқи түрдә әмәлийләштүрүшкә вә хәлқара әмгәк һоқуқи өлчәмлиригә риайә қилишқа мәҗбурлимақчи, дәп көрсәтти.
"Уйғур қизлириму пәвқуладдә төвән мааш вә начар шараитта ишләшкә мәҗбурланмақта"
Мәркизи вашингтондики америка уйғур җәмийити уйғур қизлирини ичкиридики завут -карханиларда мәҗбури ишлитишкә қарши хәлқара һәрикәт қозғимақчи боливатқан тәшкилатларниң биридур. Мәзкур тәшкилатниң баш катипи алим сейтоф, "уйғур қизлирини пәвқуладдә төвән мааш вә начар шараитта ишләшкә мәҗбурлаш мунасивәтлик хәлқара әһдинамилар вә олимпик роһиға хилап қилмишларниң бири," дәп көрсәтти.
Мәркизи билгийиниң брюссел шәһиридики хәлқара ишчилар уюшмилири бирләшмиси 2006 - йили хәлқара әркин ишчилар уюшмилири иттипақи билән хәлқара християн ишчилар уюшмилири иттипақи, дәйдиған икки тәшкилатниң бирлишишидин қурулған хәлқаралиқ орган болуп, мәзкур органға әза 150 нәччә дөләттики 300 дин артуқ ишчилар уюшмиси бар.
Хәлқара ишчилар уюшмилири бирләшмисиниң "ишчилар һоқуқи медали болмиған олимпик," дегән мавзудики мәзкур доклати, хәлқара олимпик комитети 2012 - йилдики олимпик мусабиқисини өткүзүшкә илтимас қилған намзат шәһәрләрниң бири лондонда йиғин ачмақчи боливатқан мәзгилдә елан қилинди.
Бейҗиң олимпик йиғини 1936 - йили натсестлар германийидә өткүзгән олимпик мусабиқисидин кейин, дуняда әң көп талаш - тартиш қозғиған олимпик мусабиқиси
Хәлқара ишчилар уюшмилири бирләшмисиниң доклати елан қилинғандин кейин, бейҗиң олимпик мусабиқисини тәшкиллигүчи орган дүшәнбә күни буниңға тез инкас қайтуруп, бала ишчиларни ишләткән яки әң төвән мааш бәлгилимисигә хилаплиқ қилған ширкәтләр байқалса, улар билән түзгән тохтамнамә бикар қилинидиғанлиқини җакарлиди.
Бейҗиң олимпик мусабиқисини тәшкилләш комитетиниң муавин рәиси җаң шавйүй, дүшәнбә күни хоңкоңдики чәтәллик мухбирлар кулубида бәргән баянатида "әгәр бу карханилар бизниң бәлгилимимизгә хилаплиқ қилса, биз буни қаттиқ бир тәрәп қилимиз. Әгәр бәлгилимигә еғир дәриҗидә хилаплиқ қилғанлар байқалса, улар билән түзгән тохтамлиримизни бикар қилишимиз мүмкин," дәйду.
Мәркизи шветсарийидики хәлқара олимпик комитети олимпик мәһсулатлирини бивастә контрол қилиш һоқуқи йоқлиқини, лекин мәзкур органниң әмгәк һоқуқи өлчимигә риайә қилиш һәққидики сиясити барлиқини шундақла саһибхан дөләтләр вә олимпик таварлирини ишләпчиқарғучи карханилар бу бәлгилимигә риайә қилишини үмид қилди.
Бейҗиң олимпик йиғини 1936 - йили натсестлар германийидә өткүзгән олимпик мусабиқисидин кейин, дуняда әң көп талаш - тартиш қозғиған олимпик мусабиқиси болуп қалди. Бәзи тәшкилатлар бейҗиң олимпик мусабиқисини натсестлар германийисидә өткүзүлгән олимпик мусабиқисиға охшатмақта. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Компартийиниң 17 - қурултийиға "шинҗаң"дин кимләр қатнишиду ?
- 2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши чуқан күчәймәктә
- Шинҗаң иқтисад гезитиниң уйғур мухбири алинур билән сөһбәт (2)
- Шинҗаң иқтисад гезитиниң уйғур мухбири алинур билән сөһбәт (1)
- Тийәнҗиндики уйғур ишчи қизларни хитай сот хадими назарәт қилмақта
- Текәс наһийисидин қазақ яшлири чиңдавға ишләшкә әвәтилди
- Бейҗиңда, йүзлигән уйғур әрздарлар қамап қоюлған
- Дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмиси хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң мәхпий һөҗҗити һәққидә инкас билдүрди
- Қәшқәрлик содигәр: "у қизлар тйәнҗингә мәҗбурий елип келингән..."
- Тийәнҗиндики уйғур содигәрләр,"- уйғур қизлиримизни қутқузуп қелиңлар...."
- Уйғур зиялийлири уйғур қизлириниң тәқдиридин әндишә қилмақта
- Бейҗиң олимпик йиғини вә униң бихәтәрлик мәсилиси