Хәлқара кәчүрүм тәшкилати ақсарай алдида бейҗиң олимпик йиғини мунасивити билән күч көрсәтти
2008.02.11
Бейҗиң олимпик йиғининиң вақит қәрәли йеқинлишишиға әгишип, бейҗиң һөкүмити хәлқара тәшкилатларниң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилаш һәққидики бесимиға учрапла қалмай, америка президенти җорҗ бушму бейҗиң рәһбәрлирини хитай кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашқа һәйдәкчилик қилиш һәққидики бесимға учримақта. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бу тоғрисида президент бушқа хәт язди вә ақсарай алдида йиғилиш өткүзди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, америка уйғур җәмийити, хәлқара тибәт һәрикити, чегрисиз мухбирлар тәшкилати қатарлиқлар дүшәнбә күни ақсарай алдида йиғилиш өткүзүп, ақсарайни хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә диққәт қилиш, президент бушни хитай кишилик һоқуқ хатирисини тәнқидләшкә чақирди вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати вашингтон ишханисиниң мәсули т. Кумар мәзкур тәшкилатниң рәһбири ларий коксниң америка президентиға язған бу һәқтики хетини ақсарай даирилиригә тапшурди.
Олимпик хитай пуқралириниң асасий әркинликини қоғдаш пурсити
Шавқун сүрәнсиз, тәртиплик өткүзүлгән ақсарай алдидики йиғилиш җәрянида намайишчилар хитай даирилирини " кишилик һоқуқни қоғдиғучиларни" азат қилиш, һөкүмәтниң интернет чәклимисини бикар қилиш, мәһбусларни адиланә сотлаш, өлүм җазасини бикар қилишқа чақиридиған шуарларни товлиди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң иҗраийә мудири ларий кокс хетидә президент буштин бейҗиң олимпик йиғиниға қатнашса олимпик мусабиқисини көрүш билән чәклинипла қалмай, хитай рәһбәрлиригә кишилик һоқуқни яхшилаш тоғрисида бесим ишлитишини тәләп қилип, бушниң олимпик сәпири кишилик һоқуқни асас қилишини,"олимпик мусабиқиси һарписи вә олимпик сәпириниң мәқсиди кишилик һоқуқни мәркәз қилишини" тәкитлигән. Кокс хетидә йәнә " мән сизни хитай рәһбәрлиригә нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийитини өзгәртиш керәклики, олимпик һәр бир хитай пуқрасиниң кишилик һоқуқи вә асасий әркинликини қоғдашниң пурсити икәнлики тоғрисида күчлүк бишарәт беришкә чақиримән " дәп язиду.
Хитай пуқраларниң негизлик иҗтимаий вә иқтисади һоқуқиға көз юмди
Т. Кумар ақсарай алдидики йиғилиш арисида хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң иҗраийә мудири ларий коксниң хетини оқиди. Т. Кумар, ақсарай алдидики намайишчиларға сөзлигән сөзидә "бизниң бүгүн бу йәргә йиғилишимиздики сәвәб, чүнки президент буш хитайға берип олимпик йиғиниға қатнашмақчи" дәп хитаб қилди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатидики ларий кокс хетидә мундақ дәйду,"хитай бейҗиң олимпик мусабиқисини хитайниң иҗтимаий вә иқтисади тәрәққиятини көз - көз қилидиған қоралға айландурувалди, әмма бу җәрянда пуқраларниң негизлик иҗтимаий вә иқтисади һоқуқиға көз юмулди" һәмдә "миңлиған аилиләр йолсиз һалда өй - маканидин көчүрүлди вә улар рази қилинмиди. Тинч усулда қаршилашқучилар болса тутқун қилинди яки түрмигә ташланди. Хитай даирилири йәнә мухбирлар, адвокатлар вә кишилик һоқуқни қоғдиғучиларни қолға алди."
Буш олимпик сәпиридә хитайға уйғур кишилик һоқуқи мәсилисини хатирилитиши керәк
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хетидә йәнә, президент бушни хитай даирилириниң диний вә сиясий зиянкәшликигә учраватқан "миңлиған" хитай пуқралириниң җүмлидин христианлар, тибәтлик буддистлар, мусулманлар вә фалунгоңчиларниң әһвалиға көңүл бөлүшкә чақириду. Мәркизи вашингтондики америка уйғур җәмийити бу қетимқи намайишни тәшкиллигән органларниң бири болуп, мәзкур тәшкилатниң баш катипи алим сейитоф президент бушниң бейҗиң олимпик йиғини сәпиридә хитай башлиқлириға уйғур кишилик һоқуқи мәсилисини хатирилитишини үмид қилди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати иҗраийә мудири ларий коксниң хетидә йәнә,хитай һөкүмитиниң бейҗиң олимпик йиғинини талашқанда бәргән вәдисидә турмиғанлиқини, болупму олимпик җәрянида кишилик һоқуқни яхшилаш һәққидики вәдисидә турмиғанлиқини әскәртип, бушниң бу сәпиридә хитай рәһбәрлирини өз хәлқиғә тутқан хата муамилиси, сиясити вә һәрикитини қәтий өзгәртиш, кишилик һоқуқни яхшилаш вәдисидә туруш тоғрисида агаһландурушини тәләп қилди. Америка уйғур җәмийитидики алим сейитофниң әскәртишичә, ақсарайдики әмәлдарлар бушниң олимпик сәпири һәргиз олимпик мусабиқисини көрүш үчүнла орунлаштурулмайдиғанлиқини, кишилик һоқуқи мәсилиси униң күнтәртипидә болидиғанлиқини билдүргән.
Уйғур или сиясий мәһбуслар өлүм җазасиға һөкүм қилиниватқан бирдин - бир җай
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати президент бушниң төвәндики бир қанчә мәсилиләрдә хитай даирилириниң қәдәм бесишиға түрткә болушини тәләп қилди. Бу мәсилиләр 1. Кишилик һоқуқни қоғдиғучиларни қолға елиш, тән җазаси бериш, зиянкәшлик қилиш вә җазалашни тохтитиш, 2. Мухбирларниң әркин хәвәр беришигә рухсәт қилиш, йол қоюш, 3. " Әмгәк билән өзгәртиш түзүмини" бикар қилиш, 4. Өлүм җазаси берилидиған җинайәт түрлирини кемәйтип, мәһбусларға адиланә һөкүм чиқириш қатарлиқлар. Америка уйғур җәмийити мәһбусларға өлүм җазаси бериш мәсилисигә алаһидә җиддий мәсилә сүпитидә қаримақта. Мәзкур тәшкилатниң әскәртишичә, уйғур или сиясий мәһбуслар өлүм җазасиға һөкүм қилиниватқан бирдин - бир җай болупла қалмай, сиясий мәһбусларни сотлаш вә өлүм җазаси бериш җәряни мәхпий елип бериливатқан райондур. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шветсийә ахбаратлиридики олимпик һәққидики муназириләр
- 2008- Йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғинини бейҗиңда өткүзүш тоғра қарарму ?
- " Америка һөкүмити хитай ширкәтлиригә илғар үскүниләрни сетишни тохтитиши керәк"
- Хитай шәрқий түркистан күчлириниң бейҗиң олимпик мусабиқиси үчүн тәһдит икәнликини тәшвиқ қилмақта
- "Хитай 2008 - йилидики олимпик мусабиқисидин айрилип қаламду?"
- Хитай америка малийә министирликиниң өз пулиниң алмаштуруш қиммитини контрол қиливатқан дөләтләр тизимликидин чүшүп қалди
- Хитай даирилири вәдисигә вапа қилмиди
- Тәйвән омум хәлқ райини синашта ғәлибә қилса қандақ ақивәтләр мәйданға келиду
- Сабиқ америка президенти җими картер дең шавпиң билән түзгән хусусий келишимни ашкарилиди
- Хитайниң хәлқара ахбарат саһәсигә тутқан муамилиси дуня җамаитини әпсусландурмақта
- 'Кичик лачин' вәқәси америка - хитай мунасивитиниң йиғинчақланған көрүнүши
- Хитай мухбирларниң арқа көрүнүшини тәкшүрүш хизмити елип баридикән
- Америка билән хитайдики пәрқләрни билишкә қизиққучилар үчүн учурлар (2)
- Рабийә қадир, қәшқәрдә уйғурларға өлүм җазаси бериш вәқәсини " Wall Street Journal " да тәнқид қилди
- Америка палата мәслиһәтчилири, хитай җасуслуқ һәрикитини 1 - дәриҗилик тәһдит дәп елан қилди