Һәрбий маневир вә олимпик билән уйғурларниң мунасивити
2007.08.16
Хитай һөкүмитиниң бу йил 4 - ай ичидә 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқиси мунасивити билән мәхпий һөҗҗәт тарқитип, рабийә қадир ханим рәисликидики д у қ ниң тоққуз нәпәр рәһбири хадимлирини назарәт қилиш буйруқи чиқарғанлиқи тоғрисидики хәвәр ашкариланғандин кейин, хәлқарада һәр хил инкаслар пәйда болған иди.
Хитайниң бу һөҗҗитигә қарита д у қ рәһбәрлири; "хитай һөкүмити 2008 - йили йүз бериш еһтимали болған террорлуқ вәқәлирини д у қ ға артмақчи" дәп ипадә билдүргән иди. Бу йил 5 - айда голландийидә чақирилған д у қ ниң 1 - нөвәтлик иҗраийә комитети йиғинида "2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши комитет" қуруп чиқилғандин кейин, хитай һөкүмитиниң д у қ ға болған әндишиси техиму күчийип кәткән.
Хитай һөкүмити бу йил 8 - айниң 8 - күни бейҗиң олимпик мусабиқисигә бир йил қалған хатирә күнни қутлуқлаштин илгири, уйғур аптоном райониниң башлиқлиридин ваң лечүән вә нур бәкриләр йиғин чақирип, террорчиларға, миллий бөлгүнчиләргә вә радикал диний күчләргә қаттиқ зәрбә беришни қайта - қайта тәкитлигән. Арқидинла бейҗиңда 8 - айниң 7 - күни шәрқий түркистан террорчилириға зәрбә беришни нишан қилған маневир елип берилған. Буниңға улапла 8 - айниң 9 - күни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бирләшмә маневир башланди. Бу маневирниң түп мәқситиниң уйғурларға қаритилғанлиқи дуня сиясий анализчилири тәрипидин бирдәк етирап қилинди.
Д у қ баянатчиси дилшат решит әпәнди хитайниң уйғурлар үстидин йәнә бир қетим қанлиқ бастуруш елип беришқа асас һазирлаватқанлиқини тәкитләп өтти.
Бейҗиң олимпик мусабиқиси вә һәрбий маневирниң уйғурлар билән зади немә мунасивити бар? бу мәсилә һәққидә д у қ баянатчиси дилшат решит әпәнди көз қарашлирини оттуриға қоюп, бу һәрикәтләрниң уйғурларниң сиясий тәқдири билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүрди. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- " Тинчлиқ бурчи" маневири кимгә қаритилған?
- Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һәққидики муназириләр күчәймәктә (2)
- Канада мәтбуатлирида хитай мәсилилири
- Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һәққидики муназириләр күчәймәктә (1)
- Давамлишиватқан икки чоң һәрбий маневир үч дөләт оттурисидики назук мәсилиләрни ашкарилимақта
- Ху җинтав қирғизистан пайтәхти бишкәктә
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң һәрбий маневири һәққидики инкаслар
- Шветсийә ахбарат вастилирида илан қилинған бейҗиң олимпик мусабиқиси һәққидики бәс - муназириләр
- Афенада " кишилик һоқуқ мәшилини йәткүзүш" намайиши башланди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневири уйғур елидә
- Ванкувер шәһиридики уйғур вә тибәтликләр 2008 - йили олимпикни байқут қилиш намайиши өткүзди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ намайиши елип барди