Дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмиси хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң мәхпий һөҗҗити һәққидә инкас билдүрди
2007.05.29
Мәтбуатларда хитай даирилириниң, олимпик мурасими мәзгилидики вәзийәтниң бихәтәрликигә капаләт қилиш үчүн, чегра сиртида паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистанчиларға қаратқан назарәтчиликини алаһидә күчәйткәнлики шуниңдәк 11 түр буйичә 43 хил обикитни чегра ичи вә сиртидики дүшмән күчләр дәп қарап, олимпиктин қәтий йирақ тутуш тоғрисида мәхпий һөҗҗәт чүшүргәнлики ашкариланди.
Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи қатарлиқ уйғур тәшкилатлири өз инкаслирини билдүрди.
Мәтбуатларда
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи, һәрқайси өлкә, аптоном район вә хитай мәркизи һөкүмитигә бивастә қарашлиқ шәһәрләрниң җамаәт хәвпсизлик идарилири вә назарәтлиригә 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик йиғиниға қатнишидиған хадимларниң арқа көринишини қаттиқ тәкшүрүш һәққидә мәхпий уқтуруш тарқатқан вә олимпик җәрянида тәкшүрүш обиктини 11 түр буйичә 43 хилға айрип туруп көзитиш керәкликини оттуриға қойған.
Уқтурушта йәнә, чегра ичи вә сиртидики " шәрқий түркистанчи 3 хил күчләр" гә қаритилидиған назарәтчиликни алаһидә күчәйтиш лазимлиқи алаһидә тәкитләнгән.
Бу арида америкида чиқидиған "бошүн" тор бетидә " бейҗиң, олимпик тәнтәрбийә мурасимиға капаләт қилиш үчүн, чегра сиртидики шәрқий түркистан мүстәқилчилиригә қаратқан назарәтчиликни күчәйтти " дегән темида хәвәр елан қилинип, "хитайниң шәрқий түркистанчи үч хил күчләр" гә қаритилған назарәтчиликни алаһидә күчәйткәнлики болупму, рабийә қадир, әркин алиптекин қатарлиқ 9 нәпәр кишини нуқтилиқ көзитиш вә назарәт қилишни тәкитләнгәнлики оттуриға қоюлған.
Д у қ вә америка уйғур бирләшмисиниң инкаси
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси мәмәт тохти әпәнди хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң олимпик һәққидики мәхпий уқтуруши һәққидә өз көз қарашлирини оттуриға қойди.
Мәмәт тохти әпәнди, хитай даирилириниң 2008 - йили олимпик тәнһәрикәт йиғининиң " бихәтәрлики" билән " шәрқий түркистан террорчилири " арисида алдин "мунасивәт қуруп", әгәр олимпик җәрянида бирәр вәқә йүз бәрсә, униң җинайи җавабкарлирини алдин бәлгиләп қоюш тактикиси ойнаватқанлиқини инкас қилди.
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси вә америка уйғур бирләшмисиниң баянатчиси алим сейитоф әпәндиму бу һәқтә зияритимизни қобул қилип өз қарашлирини билдүрди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ғәрб мәтбуатлири хитайни йемәкликләр бихәтәрлики системисини яхшилашқа мәҗбурлимақта
- Бейҗиң олимпик йиғини вә униң бихәтәрлик мәсилиси
- "Олимпикни байқут қилиш" хитайлар пәқәт аңлашни халимайдиған сөз
- Мәшһур холлевуд кино реҗиссори стевен спиеәлбергниң хитай рәиси ху җинтавға йоллиған мәктупи
- Америка дөләт мәҗлисидики бәзи әзалар хитайниң олимпик мусабиқиси өткүзүш лаяқитидин гуманланди
- Хәлқара мухбирларни қоғдаш тәшкилати хитайдин түрмидики мухбирларни қоюп беришни тәләп қилмақта
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитай билән ахбарат әркинлики мәсилисидә сөһбәтләшти
- Көзәткүчиләр хитайниң йеңи мәтбуат бәлгилимисигә гуман билән қаримақта
- Хитай, чәтәл мухбирлириниң 2008 - йили өткүзидиған олимпик йиғиниға қатнишиш мәсилисидә инкас қайтурди
- Хитай бейҗиң олимпик йиғинидин бурун кишилик һоқуқи әһдинамисини тәстиқлиши мумкин
- Олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини байқут қилиш паалийити бергиндә башланди
- Тәрәпләр бейҗиң олимпик комитетиниң чәтәл мухбирлириниң әркин зиярәт қилиши һәққидики вәдисигә гуман билән қаримақта