2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши чуқан күчәймәктә


2007.06.07
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиға бир йил қалған бүгүнки күндә, хәлқарадики һөкүмәтсиз тәшкилатларниң бейҗиңгә қарши чуқанлири барғансири әвҗ алмақта.Әркинлик, демократийә вә кишилик һоқуқ капаләткә игә болмиған дөләтниң олимпик мусабиқиси өткүзүш салаһийити болмайдиғанлиқини асаси тема қилған мураҗәтләр дуня җамаитиниң диққитигә улашмақта.

Д у қ "олимпиккә қарши комитети" қурди

Хәлқ`ара олимпик мусабиқисиниң символи болған бәш чәмбәрни бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши шәкилләргә киргүзүп, мәхсус тор сәһипиләр ечип хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичиликигә қарши шуар товлаватқан тәшкилатларниң сани күнсири көпәймәктә.

Д у қ баянатчиси, "олимпиккә қарши комитети" ниң әзаси дилшат решит әпәнди бу тәшкилатлар билән д у қ ниң мас қәдәмдә иш елип бериватқанлиқини тәкитләп өтти.

Бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш мәқсидидә хәлқ`ара олимпик тәнтәрбийә мусабиқисиниң символи болған бәш чәмбәрниң шәкиллирини һәр қайси һөкүмәтсиз тәшкилатлар өз алдиға хас шәкилләрдә лайиһиләп чиққан болуп, бәзилири бәш чәмбәрни игилип сүйи чиқип кәткән яки көз яшлири тамчиватқан шәкилләрдә ясиған болса, бәзилири бәш чәмбәрни койза - кишән шәклигә вә сиртмақ шәклигә киргүзгән, йәнә бәзилири бәш чәмбәрдин қан тәпчип турған шәкилләрни қолланған болса, бәзилири өлүм җазасиниң иҗра шәклини қолланған һәмдә ахбарат әркинлики, пикир әркинлики вә мәтбуат әркинликигә қарши идийилирини ипадилигән.

Олимпиккә қарши тәшвиқат символлири көпләп барлиққа кәлмәктә

Бир биридин образлиқ вә қизиқарлиқ бу символларда омумән хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичиликигә қарши идийә рошән гәвдиләнгән. Буларниң ичидә болупму хәлқ`ара кәчүрүм тәшкилати, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати, чиграсиз кишилик һоқуқ тәшкилати, вәкаләтсиз милләтләр тәшкилати, адаләт болмиса течлиқ болмайду тәшкилати қатарлиқ даңлиқ тәшкилатларниң бәлгилири алаһидә диққәт чекиду.

Бәзи тәшкилатлар уйғурларғила хас болуватқан һашарға охшаш мәҗбури әмгәк зулумлирини әкис әттүрүш арқилиқ, уйғурларға болған һесдашлиқини вә бейҗиң һөкүмитигә қарши ирадисини ипадилигән. Бу тәшкилатларниң һәммиси д у қ билән зич иш бирлики елип бармақта.

Хитай демократлири вә фалүңгоңчиларниң қаршилиқ лайиһилириму диққәтни тартиду. Әҗәплинәрлики, тибәт һәрикити тәшкилати хитайниң олимпик өткүзишигә қарши мәйданини ипадиләп алаһидә лайиһә ишлигән болсиму, тибәт сәргәрдан һөкүмити дәл әксичә бейҗиң олимпик мусабиқисини қоллап усул ойнаватқан шәкилдә лайиһә ишлигән.

Д у қ ниң 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши лаһийиси

Д у қ ниң 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши лайиһиси техиму һәйран қаларлиқ болған. Д у қ хәлқ`ара олимпик мусабиқисиниң символи болған бәш чәмбәрниң ичини хитай зулумиға аит һәр хил мәзмунлар билән толдурған болуп, уйғур миллитиниң нөвәттики дәрт - һәсрәтлирини җанлиқ гәвдиләндүрүп бәргән. Бир қанчә күн илгири д у қ ниң миюнхендики баш шитабида өткүзүлгән қурултай рәһбәрлириниң мәхсус йиғинида, д у қ ниң бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши лого(символлуқ бәлгә)си қарардин өтүп мақулланған.

Д у қ ниң қарариға асасланғанда, олимпикниң символи болған бәш чәмбәрниң өзара кесишкән һалқилири зулумниң бәлгиси сүпитидә зәнҗирдин ясалған. Бәш чәмбәрниң ичигә хитайниң диний зулуми, пиланлиқ туғут қирғинчилиқи, һашар вә уйғур қизлириниң ичкири хитайға қуллуққа тутуливатқанлиқи, сәләптәк бесип келиватқан хитай аққунлири, тил, мәдәнийәт, маарип, ахбарат, мәтбуат вә пикир әркинликиниң боғуливатқанлиқи, өлүм җазаси вә һәқсиз тутқун қилиш қатарлиқ көплигән мәзмунлар киргүзүлгән. Бу лайиһәни пүткүзүш хизмити мәшһур бир рәссамға тапшурулған.

Д у қ рәһбәрлириниң бәргән мәлуматлириға асасланғанда, хитай һөкүмити д у қ тәрипидин қурулған "олимпиккә қарши комитет"ниң һәрикитигә җиддий диққәт - етибарини ағдурған болуп, хитай җасуслири бу комитетниң хизмәт пилани вә паалийәт лаһийилирини қолға чүшүрүш үчүн һәрикәт қилмақта икән. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.