Д у қ "2008 - йиллиқ бейҗиң олумпикигә қарши комитети" ниң паалийәтлири җанланмақта
2007.08.03
Д у қ ниң " 2008 - йиллиқ бейҗиң олумпикигә қарши комитети" 2007 - йили 5 - айда д у қ голландийидә өткүзгән " 1 - нөвәтлик иҗраийә комитети йиғини" мәзгилидә қурулған болуп, бу комитет қурулғандин буянқи икки ай мабәйнидә, хәлқаралиқ һөкүмәтсиз тәшкилатлар билән бирлишип, бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши паал һәрикәтләр елип барған иди.
" 2008 - Йиллиқ бейҗиң олумпикигә қарши комитет" ниң рәиси болуп сайланған д у қ ниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң иштираки билән 7 - айниң 26 - күни германийиниң мюнхен шәһридә чақирилған д у қ 2 - нөвәтлик иҗраийә комитети йиғинида бу комитетниң бир йиллиқ пилан - лайиһилирини оттуриға қоюп, қурултай хадимлириниң яхши баһасиға еришкән иди. Әсқәрҗан әпәнди бейҗиң олумпикигә қарши комитетниң паалийәтлири һәққидә зияритимизни қобул қилип, бу комитетниң 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши җиддий тәйярлиқ қиливатқанлиқини сәмимизгә салди.
Әсқәрҗан әпәнди йәнә, бейҗиң олимпик мусабиқисигә бир йил қалған бүгүнки күндә, уйғурларниң тибәтликләр, германлар, япунлар вә башқа милләтләр билән һәмкарлишип, бир нәччә йүз адәмниң қатнишиши билән 8 - айниң 4 - күни германийиниң мюнхен шәһридә бир йүрүш қаршилиқ паалийәтлирини оюштуридиғанлиқини әскәртти.
Әсқәрҗан әпәнди йәнә, уйғурларниң вә д у қ ниң 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши мәйданини ипадиләш үчүн, пат арида, һәр қайси дөләтләрниң мунасивәтлик органлириға наразилиқ мәктуплири йоллайдиғанлиқини алаһидә тилға елип өтти.
Д у қ бейҗиң олумпикигә қарши комитетниң һәр қайси әлләрдики вәкиллири алдимиздики айларда елип баридиған йәнә бир йүрүш паалийәтлириниң пилан - программилирини 27 - июл күни чақирилған 2 - нөвәтлик иҗраийә комитети йиғинида қарардин өткүзгән болуп, бу паалийәтләргиму уйғурлардин башқа йәнә , көплигән милләтләр иштирак қилидикән вә хәлқарадики һөкүмәтсиз тәшкилатлар изчил һәмкарлишидикән. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ ниң иккинчи нөвәтлик иҗраийә комитети йиғини мувәппәқийәтлик ахирлашти
- Хәлқара олимпик комитетиниң әмәлдари кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриди
- Хитай, кишилик һоқуқ миналири көмүлгән җайдин марафончә йүгүрүп өтүватиду
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитай олимпиктин бурун қилишқа тегишлик 9 түрлүк ишни оттуриға қойди
- Совет иттипақи дәвридики уйғур тәнһәркәтчи армийә һошуруф
- Хитай олимпик таварлирини ишләп чиқиридиған карханиларда әмгәк һоқуқини дәпсәндә қилиш билән әйибләнди
- 2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши чуқан күчәймәктә
- Хәлқаралиқ радикал партийиниң мәсули марко пердуса әпәнди билән сөһбәт
- Бейҗиңда, йүзлигән уйғур әрздарлар қамап қоюлған
- Дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмиси хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң мәхпий һөҗҗити һәққидә инкас билдүрди
- Хәлқ - ара кәчүрүм тәшкилатиниң қурултийида уйғурлар мәсилиси
- явропа шәрқий түркистан бирликиниң франкфорт шөбиси қурулди