Америка дөләт мәҗлис әзалири бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш қанун лайиһиси сунди


2007.08.08

OlimpikMediaWatch-200.jpg
Хитайниң җорналисларниң һоқуқини чәклишигә қарши китап. Bob Dietz, Asia coordinator for media watchdog, Committee to Protect Journalists (CPJ) holds up its just released report titled "Falling Short" in Beijing, 07 August 2007. China is facing mounting pressure to honour media-freedom pledges it made for the 2008 Olympics, with Western groups accusing the government of harassing and unfairly jailing journalists. AFP PHOTO/Peter PARKS

Бейҗиң олимпик мусабиқисигә аз қалған бир мәзгилдә хитай кишилик һоқуқи хатириси начар бир дөләтниң олимпик мусабиқиси өткүзүш салаһийитигә игә ‏- игә әмәслик мәсилисигә дуч кәлди. Хитай һөкүмити хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлириниңла әмәс, америка дөләт мәҗлис әзалириниң бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәққидики бесими вә америка президент сайлимидики демократ намзатларниң тәнқидигә дуч кәлмәктә. Америка дөләт мәҗлисиниң 8 нәпәр авам палата әзаси, әгәр хитай һөкүмити кишилик һоқуқи хатирисини яхшилимиса, буш һөкүмитини 2008 - йилдики олимпик мусабиқисини байқут қилишқа чақиридиған бир қанун тәклип лайиһиси һазирлиди.

Җумһурийәтчи партийә әзалири бу лайиһини сунди

Келәр йили өткүзүлидиған бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәққидики қанун тәклип лайиһисини америка дөләт мәҗлисиниң хитай кишилик һоқуқи хатирисини тәнқид қилип келиватқан җумһурийәтчи авам палата әзалиридин дана робакер әпәнди вә илеана. Рос летинант ханимлар оттуриға қойған болуп, мәзкур қанун тәклип лайиһиси һазирғичә авам палатасидики 6 нәпәр әзаниң қоллишиға еришкән. Қанун тәклип лайиһисидә хитай даирилирини пуқраларға пикир қилиш, сөз, диний етиқад вә йиғилиш әркинлики беришни үзлүксиз рәт қилмақта, дәп әйибләш билән биргә, хитай һөкүмити миңлиған сиясий мәһбусларни сот ачмай, суал- сорақсиз тутуп турмақта, дәп тәнқид қилди. Қанун тәклип лайиһисидә йәнә, бейҗиң олимпик мусабиқисини 1936 ‏- йили натсестлар германийисидә өткүзүлгән берлин олимпик мусабиқиси билән селиштуруп, олимпик мусабиқисини өткүзидиған саһибхан дөләтниң образи интайин муһим, чүнки бу мусабиқигә қатнишидиған тәнһәркәтчиләрниң кишилики вә олимпик роһиға нуқсан йәткүзмәслики керәк, дәп көрситилди.

Нөвәттә америка дөләт мәҗлиси тәтилдә болуп, мәзкур қанун тәклип лайиһиси дөләт мәҗлис әзалири 9 - айда хизмәткә чүшкәндин кейин, авам палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетида музакиригә қоюлуши мумкин. Мәзкур қанун тәклип лайиһиси дөләт мәҗлисиниң мақуллишидин өткән тәқдирдиму, лекин бу қанун буш һөкүмитини бейҗиң олимпик мусабиқисини чәкләшни ойлишип көрүшкә үндәйдиған тәвисийә характерлик қанун болуп, у буш һөкүмитини бейҗиң олимпик йиғинини чәкләшкә буруйдиған мәҗбурлаш характеригә игә әмәс.

Рабийә қадир ханим мәзкур қанун тәклип лайиһисини қоллиди

MIT-rabiye1-150.jpg
Рабийә ханим MIT да сөздә. Photo by UAA

Дуня уйғур қурултийи бу тәшкилатниң рәһбири рабийә қадир ханимниң тәшәббуси билән һәр қайси дөләтләрдә бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш паалийити елип бериватқан органларниң бири болуп, рабийә қадир ханим, америка авам палатасиниң мәзкур қанун тәклип лайиһисини қоллиди.

Рабийә қадир ханим сөзидә йәнә, уйғур аптоном райони партком секритари ваң лечүәнниң сәйшәнбә күни аптоном районниң идеологийә вә сиясий қанун сепидики кадирларға қилған сөзидә "кишилик һоқуқни, миллий вә диний мәсилиләрни баһанә қилип, мәсилә туғдурғучиларға 'зәрбә бериш вә еғир бесим ишлитиш вәзийитини'сақлап қелиш һәққидики сөзи хәлқара җәмийәткә җәң елан қилғанлиқтур " дәп көрсәтти.

Авам палата әзаси дана робакер вә илена. Рос летинантларниң қанун тәклип лайиһисидә йәнә, хитай һөкүмитидин суданниң дарфур районидики ерқий қирғинчилиқта суданға ян бесишни тохтитиш, берма вә шималий корийә һөкүмәтлириниң кишилик һоқуқи дәпсәндичиликини қоллашни тохтитишни тәләп қилди. Буш һөкүмити бейҗиң олимпик йиғини мәсилисидә америка дөләт мәҗлисиниңла әмәс, хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлириниң бесимиға учримақта.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтондики вәкили т. Кумар хитайни тәнқидлиди

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтондики вәкили т. Кумар сәйшәнбә күни вашингтондики америка миллий ахбарат кулубида сөзлигән сөзидә, президент буш вә америка ташқи ишлар министири кандилиза райисни хитайниң олимпик мусабиқиси бейҗиңда өткүзүлсә, кишилик һоқуқни яхшилаймиз, дегән вәдисидә турушқа һәйдәкчилик қилишни өтүнди.

Т. Кумар, " хитайниң қилиқи наһайити ғәлитә . Улар олимпик мусабиқиси өткүзүш һоқуқини талашқанда бир қатар вәдиләрни берип, әгәр өткүзүш һоқуқиға еришсә, кишилик һоқуқни яхшилайдиғанлиқиға капаләт бәргән. 3 Нәпәр юқири дәриҗилик әмәлдари қайта - қайта вәдә берип, кишилик һоқуқни яхшилаймиз, дегән иди. Қисқиси хитай кишилик һоқуқни олимпик йиғиниға бағлиған " дәйду. У йәнә, хәлқара кәчүрүм тәшкилати "қилғили болидиған" бәзи "әһмийәтлик" мәсилиләрдә хитайниң өзгириш ясишини тәләп қилидиғанлиқини әскәртип, хитай һөкүмити қилалайдиған бу әһмийәтлик мәсилиләр өлүм җазасини азайтиш, хитай яки чәтәллик мухбирларниң сөз әркинлики, түрмидики кишилик һоқуқни қоғдиғучи затларни қоюветиш, әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилиш қатарлиқлар, дәп көрсәтти.

Җяң шавйүй: "олимпик мусабиқисини сиясийлаштурушқа қарши туримиз "

Америка вә явропа сәнәт саһәсидики затлар вә чолпанлар, әгәр хитай суданниң дарфур районидики қирғинчилиқни тохтитиш тоғрисида суданға бесим ишләтмисә, бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилишқа чақирмақта. Америкидики мәшһур кино реҗиссори спелберг, әгәр хитай һөкүмити дарфур мәсилисидә йәнә җим турувалса, бейҗиң олимпик мусабиқисиниң сәнәт мәслиһәтчилик вәзиписини ташлайдиғанлиқини елан қилған. Америкидики хитай мулаһизичи лю шавҗуй, олимпик мунасивити билән дуняниң диққәт нәзири хитайға буралғанлиқини, лекин бу хитай рәһбәрлирини биарам қиливатқанлиқини билдүрди. У," мениң пәризимчә, олимпик йиғини бейҗиңда өткүзүлмисә,ху җиңтав хурсән болуши мумкин. Чүнки олимпик бир тәрәптин, җуңгониң хәлқара орнини көтәрсә, йәнә бир тәрәптин, җуңгониң нурғун сәтчиликлири паш болиду. Кишиләрни нәзири бейҗиңға мәркәзлишип нурғун қараңғулуқлар оттуриға чиқиши мумкин " дәп көрсәтти.

Лекин хитайниң олимпик йиғинини тәшкиллигүчи әмәлдарлар хәлқара җәмийәтниң кишилик һоқуқни яхшилаш тәләплирини олимпикни сиясийлаштурғанлиқтур, дәп әйибләп, бейҗиң олимпик мусабиқисини чәтәлликләрниң сиясий мәқсидини ишқа ашуруштики қорали қиливилишқа рухсәт қилмайдиғанлиқини агаһландурмақта. Бейҗиң олимпик тәшкили комитетиниң муавин рәиси җяң шавйүй алдинқи күни "олимпик мусабиқисини сиясийлаштурушқа қарши туримиз " дәп тәкитлигән.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.