Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һәққидики муназириләр күчәймәктә (2)
2007.08.15
2008- Йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға 360 күн қалди. Лекин бейҗиң һөкүмитиниң кишилик һоқуқ хатирисиниң начарлиқи, уйғур ели вә тибәттә елип бериватқан бастуруш сиясити, дарфурдики қирғинчилиқни кәлтүрүп чиқарған судан һөкүмитини үзлүксиз қоллаватқанлиқи қатарлиқ әһваллар, тинчлиқни, кишиләр арисида достлуқ вә қерндашлиқни үндәйдиған олимпик тәнһәрикәт йеғиниң бейҗиңда өткүзүлишиниң тоғра бир қарар болуп -болмиғанлиқи һәққидә хәлқара җамаәттә җиддий муназирә қозғимақта.
Бейҗиңда олимпик өткүзүш һәққидә үзлүксиз муназирә
Алдинқи програмимизда, 11-авғуст күни исраилийиниң йенет хәвәр тор бетидә бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғини һәққидә елан қилинған бир мақалидә, 2008- йиллиқ бейҗиң тәнһәрикәт йиғининиң 1936- йили фашист германийиниң пайтәхти берлин шәһидә өткүзүлгән олимпик тәнһәрикәт йиғини билән селиштурулғанлиқи һәққидә мәлумат бәргән идуқ.
13 -Авғуст күни канадада чиқидиған "идмонтон сән" йәни идмонтон қояш гезитидә елан қилинған бир мақалидә 2008-йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йеғини 1980- йилидики москва олимпик тәнһәрикәт йеғини билән селиштурулған.
Петәр вортиңтон тәрипидин елан қилинған мәзкур мақалидә, 1979- йили йәни 28 йил бурун америкиниң әйни вақтидики президенти җими картәрниң совит иттипақиниң афғанистан ишғали сәвәбидин 1980- йиллиқ москва олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилишқа чақирғанлиқи, бүгүн болса хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ нурғунлиған кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилишқа чақирватқанлиқи әскәртилгән.
Гәрчә хәлқара олимпик комитети президент җимий картәрниң тәклипини рәт қилған болсиму, әмма америка олимпик комитети униң тәлипини қобул қилип, америка тәнһәрикәтчилириниң москва олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнашмайдиғанлиқини җакарлиғанлиқини әскәрткән петәр вортиңтон мақалисини давамлаштуруп мундақ дәйду": нәтиҗидә 60 әтрапида дөләт москва олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилди вә 1980-йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йеғини совит иттипақи үчүн чоң иқтсадий вәйранчилиқ елип кәлди."
Хәлқара җамаәтниң 1980- йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йеғини байқут қилиш арқилиқ афғанистанни ишғал қилған совит иттипақини җазаландурғанлиқини әскәрткән аптур, бүгүн бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш тоғрисида нурғун паалийәтләр елип бериливатқан болсиму, әмма бу паалийәтләрниң техи бир нәтиҗә бәрмигәнликини вә хитай һөкүмитиниң 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға бир йил қалғанлиқини тәнтәнилик мурасимлар билән қарши алғанлиқини тәкитлигән.
Бейҗиң һакимийитиниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқанлиқи тәкитләнмәктә
Мақалисидә чегрисиз мухбирлар тәшкилати, хәлқара мухбирларни қоғдаш тәшкилати, хәлқара кишилик һоқуқни күзитиш тәшкилати вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкиллириниң, бейҗиң һакимийитиниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқанлиқини испатлиқ пакитлар билән оттуриға қойғанлиқини тәкитлигән аптур": судан һөкүмитини иқтсадий вә сиясий җәһәттин қоллаватқан бейҗиң һөкүмитиниң дарфур да йүз бериватқан қирғинчилиқта чоң мәсулийити бар" дәп көрсәткән.
Совит иттипақиниң афғанистанни ишғали сәвәбидин 1980- йиллиқ москва олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилған дөләтләрниң 2008-йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш мәсилсидә сүкүттә туруватқанлиқини тәкитлигән аптур йәнә": хитай һөкүмити, 2008-йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғиниға саһипханлиқ қилиш һоқуқи бейҗиңға берилгән мәзгилдә, кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилайдиғанлиқи тоғрисида бәргән вәдилиригә әмәл қилмайла қалмастин, тинчлиқ пәрвәр уйғур хәлқигә вә тибәткә қаратқан бастурушини үзлүксиз давамлаштуруватиду һәмдә һөсәйин җелилға охшаш гөрөгә еливалған кишиләрни террорчи дәп әйибләп, уларни узун йиллиқ қамақ җазалири билән җазалаватиду" дәп көрсәткән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада мәтбуатлирида хитай мәсилилири
- Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һәққидики муназириләр күчәймәктә (1)
- Шветсийә ахбарат вастилирида илан қилинған бейҗиң олимпик мусабиқиси һәққидики бәс - муназириләр
- Афенада " кишилик һоқуқ мәшилини йәткүзүш" намайиши башланди
- Ванкувер шәһиридики уйғур вә тибәтликләр 2008 - йили олимпикни байқут қилиш намайиши өткүзди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ намайиши елип барди
- 2008- Йиллиқ олимпиккә бир йил қалғанда, дуняниң һәрқайси җайлирида хитайға қариши наразлиқ һәрикәтлири көпәймәктә
- Америка дөләт мәҗлис әзалири бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш қанун лайиһиси сунди
- Чигрисиз мухбирлар : хитай ахбарат әркинликигә капаләтлик қилиш вәдисини орундимиди
- " Олимпиккә бир йил қалған болсиму, кишилик һоқуқ җәһәттә қилчә яхшилиниш болмиди"
- Д у қ "2008 - йиллиқ бейҗиң олумпикигә қарши комитети" ниң паалийәтлири җанланмақта
- Хәлқара олимпик комитетиниң әмәлдари кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриди