Уйғурлар олимпик мәшили бикити истанбулда бирләшмә ахбарат йиғини өткүзди


2008.04.02

Istanbul-olimpik-200.jpg
‏- Йили 4 ‏- айниң 2 ‏- күни түркийидики шәрқий түркистан тәшкилатлири истанбул шәһиридә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди. RFA Photo / Arslan

2008 ‏- Йили 4 ‏- айниң 2 ‏- күни түркийидики шәрқий түркистан тәшкилатлири истанбул шәһиридә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди. Йиғин истанбул шәһириниң милләт йолидики бәш юлтузлуқ "голдин һил" меһманханисида өткүзүлди.

Йиғинға түркийидики уйғур тәшкилатлириниң 120 дин артуқ вәкиллири иштирак қилди

Бу йиғинни мәркизи қәйсәри шәһиригә җайлашқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити, истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, әнқәрәдики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити, түрк дуняси инсан һәқлири җәмийити, шәрқий түркистан яшлар тәшкилати бирликтә оюштурған болуп, йиғинға т р т вә қанал 7 қатарлиқ бир қанчә радио ‏- теливезисиниң мухбирлири вә ахбаратчилар, шәрқий түркистан җәмийәт вә тәшкилатларниң рәһбәрлири болуп 120 дин артуқ киши иштирак қилди.

Йиғинда дуня уйғур қурултейиниң муавин башлиқи сийт түмтүрк әпәнди, шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбә башлиқи хәйруллаһ әпәнди, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи доктур атавуллаһ шәһяр, шәрқий түркистан вақпиниң муавин башлиқи профессор доктур султан мәһмуд қәшқәрли, шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң баш катипи әхмәт түркуз әпәнди, шәрқий түркистан яшлар тәшкилати башлиқи тибәт йүҗә түрк әпәнди, түрк дуняси инсан һәқлири җәмийити рәиси абдуллаһ боксур әпәнди қатарлиқ рәһбәрләр шәрқий түркистан вә олимпик мусабиқиси тоғрисида сөз қилди.

Доктур атавуллаһ шәһярниң сөзи

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи доктур атавуллаһ шәһяр сөз қилип мундақ деди: "тинчлиқниң символи болған олимпик мусабиқисиниң инсан һәқлири дәпсәндә болуватқан хитайда өткүзүлүшигә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси болуш сүпитим билән қарши туримән. Тибәттә юз бәргән тирагедийиләргә әпсуслинарлиқ билән ечинимән. Хитай һакимийити шуан шәрқий түркистан вә тибәттә инсан қелипидин чиққан җинайәтләрни садир қилмақта. Шуниң үчүн дуня җамаәтчиликини 2008 - йиллиқ олимпик мусабиқисиниң бейҗиңда өткүзүлүшини әмәлдин қалдуруш арқилиқ шәрқий түркистан вә тибәтниң азатлиқ көришини қоллашқа чақиримән."

Йиғинниң мәқсити бейҗиң олимпик мәшилиниң истанбулда туташтурулушиға қарши туруш

Йиғин оюштурулған 7 қәвәтлик меһманханиниң темиға есилған кәңлики 6 метир узунлиқи 8 метир һәҗимдики чоң рәсимдә қәшқәр һейтгаһ алдида намаз оқуватқанларниң олимпик мәшили астида көйүватқанлиқи ипадиләнгән һәмдә түрк тилида : "бейҗиң олимпик мәшили шәрқий түркистанда, тибәттә, ички моңғулда мәзлумларни көйдүрүватиду", "2008 ‏- йиллиқ олимпик мусабиқисини хитайға бәргәнләр зулумға һәмкарлашқанлардур" дегән сөзләр йезилған болуп , бу көрүнуш йолдин өткәнләрниң алаһидә диққитини қозғиди.

Йиғин ахирида дуня уйғур қурултейиниң муавин рәиси сийт түмтүрк әпәнди билән бу ахбарат йеғини тоғрисида сөһбәт елип бардуқ. (Арслан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.