Хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклати: хитай чағанниң алдидики 2 һәптидә 200 кишини атти


2005.02.10
screensaver2.gif

Хитайларниң йеңи йили болған баһар байрими, әсли пүтүн аилидикиләр җәм болуп, хошал-хорам тәбрикләйдиған бир байрам болсиму, әмма хитай һөкүмити байрамниң алдидики икки һәптә ичидә 200 кишини етип ташлиған. Бу мәлуматни хәлқара кәчүрүм тәшкилати чаршәнбә күни елан қилған болуп, униңда хитай һөкүмитиниң өлүм җазасини иҗра қилишиниң чағанниң алдида әң юқири пәллигә йәткәнлики көрситилгән.

Хитай өткәнки икки ай ичидә 650 кишини атқан

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклатида йәнә, хитай һөкүмити йеңи йилниң алди-кәйнидиму адәм етиш сүритини алаһидә тезләткәнликини, шундақла өткән йили 12 - айдин бу йил 1 - айғичә болған қисқиғинә 2 ай ичидә пүтүн хитай бойичә 650 кишини атқанлиқини мәлум қилған. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати йәнә, хитай һөкүмити адәттә өлүм җазасиға аит тәпсилатларни ашкарилашни рәт қилидиғанлиқи үчүн, улар атқан әмәлий санниң чоқум мәзкүр тәшкилат игилигән бу санлиқ мәлуматтинму юқири болидиғанлиқини билдүрди. Зияритимизни қобул қилған хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси кардес әпәнди бу һәқтә мундақ деди:

"Бундақ әһвал хитайда һәр йили аз дегәндә 4-5 қетим йүз бериду. Мәһбусларни өлүм җазаси билән етиш сани барғансери өрләватиду. Бу әһвал адәттә мушуниңдәк чоң байрам мәзгилидә яки болмиса һөкүмәтниң зәһәрлик чекимликкә зәрбә бериш вә 'қаттиқ зәрбә бериш һәрикити' гә охшаш кәң көләмлик паалийәтләрни қанат яйдурған мәзгилидә көп көрүлиду. Хитайниң бундақ қилишидики мәқсити асаслиқи кишиләргә қорқақ селиш үчүндур".

Хитай, һәр байрамда кишиләрни қорқутуш мәқситидә адәм атиду

Зияритимизни қобул қилған америкида қанун илмидә оқуватқан алим сейтоф әпәндиниң бу һәқтики көз қарашлириму кардес әпәндиниңки билән бирдәк болди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң доклатиға асасланғанда, хитай өлүм җазаси билән етип ташлиған кишиләрниң омумий сани дуняда биринчи орунда туридиған болуп, һәтта бу сан дунядики башқа дөләтләрниң өлүм җазаси омумий санидинму ешип кетидикән. Хитай һөкүмити мушу сәвәбтин һәр йили дегүдәк хәлқара җәмийәтниң әйиплишигә учрап кәлмәктә. Ундақта бу хитайға тәсир қиливатамду-йоқ? кардес әпәндиниң бу һәқтики көз қариши төвәндикичә болди:

"Һазирғичә хитайниң өлүм җазасини йәңгилләткәнлики тоғрисида һечқандақ бишарәт йоқ. Әмма нөвәттә хитайдики зиялилар вә мәтбуатларда бу мәсилә үстидә җиддий бәс-муназириләр боливатиду. Көп сандики зиялилар, әгәр хитай мәдәнийәтлик бир дөләт болушни ойлиса, у һалда униң чоқум өлүм җазасини бикар қилиши керәкликини оттуриға қойиватиду. Бирақ хитай һөкүмити һазир йәнила өлүм җазасини кәң даиридә йолға қойиватиду."

Хитай пәқәт уйғурлар билән тибәтләргила сиясий җинайәт билән өлүм җазаси бериду

Хитай һөкүмити адәм өлтүрүш вә басқунчилиқ делолиридин сирт, зораванлиқ болмиған хиянәтчилик, баҗ оғрилаш һәтта сиясий җинайәткичә болған кәң даиридики җинайәтләргә өлүм җазаси бериду. Бу һәқтә тохталған алим сейтоф әпәнди, хитай бойичә пәқәт уйғурлар билән тибәтләргила сиясий җинайәт билән өлүм җазаси берилидиғанлиқини билдүрди.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ комитети 1997 - йилидин башлап, һәр йили қарар мақуллап, һәр қайси дөләтләрниң өлүм җазасини бикар қилишини тәләп қилди. Һазирғичә пүтүн дуняда 80 дөләт өлүм җазасини әмәлдин қалдурди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.