Хитайда 2005 – йилиму йәнә миңлиған адәм өлүм җазасиға һөкүм қилинди
2006.10.12
Германийидә нәширдин чиқидиған Kleine Zeitung намлиқ гезитниң 11 – өктәбирдики санида, "хитайда 2005 – йилиму миңлиған адәм өлүм җазасиға һөкүм қилинди" намлиқ бир хәвәр берилди. Хәвәрдә көрситилишичә, 2005 – йили 22 дөләттә өлүмгә һөкүм қилинғанларниң сани 2148 киши болуп, буниң ичидә хитай, иран, сәуди әрәбистан вә америкида өлүмгә һөкүм қилинғанларниң сани омуми санниң 94 % ини игиләйдикән.
Хитай йәнила чемпийон
ялғуз хитайниң өзидила, өткән бир йил ичидә өлүмгә һөкүм қилинип етип өлтүрүлгәнләрниң сани 1170 кишигә йәткән. Бу сан 22 дөләттә өлүм җазасиға учриғанлар омуми саниниң йеримини тәшкил қилиду.
Хәвәрдә көрситилишичә, хитайда һәр йили өлүм җазасиға һөкүм қилиниватқанларниң сани 8 миңдин 10 миң кишигә қәдәр болған. Мәзкур гезиттә йезилишичә, инсан һәқлирини қоғдаш оргини аталған хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң "өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш күни" һесабланған 10 - айниң 10 – күнидики баянатида, хитайниң изчил давам қиливатқан өлүм җазасини үзмәй иҗра қилиш қилмиши қаттиқ әйибләнгән. Бу баянатта "хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичиликигә қарши йиллардин буян наразилиқлар билдүрүп кәлгән вә өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш һәққидә җидди агаһландурушлар бәргән болсиму, хитайниң һич пәрва қилмай өз йолида меңиватқанлиқи, мәһбусларни қийнап иқрар қилдуруш вә уларға еғир тән җазаси бериш, өлүмгә һөкүм қилиш һадисилириниң давамлишиватқанлиқи тилға елинған.
Мәзкур хәвәрдә йәнә, хитайда өлүмгә һөкүм қилинған мәһбусларниң окул билән өлтүрүливатқанлиқи, уларниң ич әзалириниң таварға айлинип сетиливатқанлиқи, бүгүнки хитайда базар тепиватқан адәм ич әзалири содисида базарға селиниватқан инсан органлириниң 99% иниң өлүмгә һөкүм қилинған мәһбуслардин елиниватқанлиқи оттуриға қоюлған.
Өлүмгә һөкүм қилинған мәһбусларниң ички органлири сетилмақта
Бу хәвәрдә, уйғур мәһбуслириниң өлүмгә һөкүм қилиниш вә уларниң ич әзалириниң таварға айлинип сетилиш мәсилиси тилға елинмиған болсиму, д у қ хадимлири уйғур дияридики сиясий мәһбусларниң өлүмгә һөкүм қилиниш нисбитиниң зорлиқини вә уларниң ички органлириниң сетиливатқанлиқини илгири сүрмәктә. Нурғунлиған уйғур сиясий мәһбуслириниң қолға елинип из – дерәксиз ғайип болуп кетиши, мушу хил паҗиәниң мәһсули, дәп қаралмақта.
Д у қ ниң баш катипи, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәнди, хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлириниң доклатлирини дәлил қилип, "хитайда өлүмгә һөкүм қилиниватқан инсанлар ичидә, уйғур мәһбусларниң өлүмгә һөкүм қилиниш нисити алдинқи қатарда туриду. Болупму, хитайда сиясий җәһәттин өлүмгә һөкүм қилиниватқан милләт ялғуз уйғурлар болмақта" дәп көрсәтти.
Долқун әйса әпәнди, уйғур мәһбуслириниң ички әзалирини тавар орнида сетиш һадисилириниң уйғур диярида наһайити еғирлиқини, илгири уйғур мәһбусларниң ички әзалирини суғуривелиш опиратсийисигә қатнишип, кейин германийигә оқуш яки хизмәт билән кәлгән бәзи кишиләрдин өзлириниң бивастә мәлуматларға еришкәнликини оттуриға қойди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 2005 – йиллиқ доклатида, хитайдики өлүм җазасиға һөкүм қилиш мәсилисини тилға алғанда, дуня бойичә сиясий мәһбусларға өлүм җазаси бериш қилмишиниң хитайда давамлишиватқанлиқини тилға алған вә бу өлүм җазасиға мәһкум қилинғанларниң мутләқ көп қисминиң уйғур сиясий мәһбуслири болғанлиқини әскәрткән иди.
Һәр йили, һәр қайси әлләрдики уйғур тәшкилатлири һәр түрлүк сәвәпләр билән елип бериватқан намайишлирида, "өлүм җазаси әмәлдин қалдурулсун, сиясий мәһбуслар қоюп берилсун" дегән шуарларни товлап кәлмәктә.
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т: хитайда ғәйрий инсаний қийнаш усуллири йәнила омумйүзлүк мәвҗут
- Уйғур яшлириниң ичкиригә мәҗбурий елип кетилишигә аит һәқсиз линийә сөһбити
- Хитай һөкүмити пәқәт пәйзиват наһийисидила 400 нәпәр уйғур қизни хитай өлкилиригә йөткәп кәтти
- Канадада хитайдики сиясий мәһбусларниң органлирини мәҗбури еливелиш һәққидә доклат елан қилинди
- Хитай өлкилиригә алдап кетилгән уйғур балилириниң тәқдир- қисмәтлиридә йәнила өзгириш йоқ
- Тамсиз түрмә (2)