Хитай компартийисиниң 16 - нөвәтлик 5 - омумий йиғини һәққидә мулаһизиләр


2005.10.11

Хитай компартийисиниң 16 - нөвәтлик 5 - омумий йиғини сәйшәнбә күни бейҗиң җиңши меһманханисида аяғлашти. Хитай компартийиси мәркизий комитетиниң үч йүздин артуқ һәйәт әзалири вә кандидат һәйәт әзалири төт күн давамлашқан бу йепиқ йиғинда, бай- кәмбәғәллик пәрқини азайтишни мәқсәт қилған "11 - бәш йиллиқ дөләт иқтисади вә иҗтимаий тәрәққиятларни бәлгиләш пилани" ни мақуллиди. Һәмдә ху җинтав көтүрүп чиққан "инақ җәмийәт қуруш" сияситини йәниму муәййәнләштүрди.

Һалбуки хитай компартийисиниң рәһбәрлири йиғин ечиватқан бир мәзгилдә, бейҗиң сақчилири бейҗиңға кәлгән әрздарларни көпләп тутқун қилди. Буниңдин сирт, гуаңдуңниң тәйши кәнтидики деһқанларниң һоқуқ қоғдаш паалийәтлирини зиярәт қилғили барған әнглийә мухбири намәлум кишиләр тәрипидин уруп яриландурулди.

Хитай һөкүмити зомигәрлик билән дөләт башқурмақта

Әгәр хитай компартийиси хәлқ һимайә қилидиған бир партийә болған болса, улар йиғин ачқанда, хәлқтин қорқмаслиқи керәк әмма хитайда хәлқни тутқун қиливатиду. Бу хитай компартийисиниң ейтқини вә қилғининиң пүтүнләй охшимайдиғанлиқини көрситиду.

Америка коломбийә университетниң сиясий пәнләр доктори ли тйәншяв, хитай компартийисиниң бир тәрәптин инақ җәмийәт қурушни тәкитләп, йәнә бир җәһәттин җәмийәттики қарши авазларни бастурушиниң әмәлийәттә хитай компартийисиниң зомигәрлик билән дөләт башқуриватқанлиқини көрситидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

"Әгәр хитай компартийиси хәлқ һимайә қилидиған бир партийә болған болса, улар йиғин ачқанда, хәлқтин қорқмаслиқи керәк. Мәсилән , америкида демократлар боламду, җумһурийәтчиләр боламду йиғин ачса, нурғун хәлқ йиғин җәрянидин очуқ хәвәрдар болалайду. Әмма хитайда болса, униң әксичә, хәлқни тутқун қиливатиду. Бу хитай компартийисиниң ейтқини вә қилғининиң пүтүнләй охшимайдиғанлиқини көрситиду".

Униң көрситишичә, ху җинтав гәрчә "инақ" җәмийәт қурушни тәшәббус қилип, муқимлиқни сақлаватқанлиқини тәшвиқ қиливатқан болсиму, бирақ хитайдики сиясий вә иқтисадий вәзийәтниң һөкүмәт тәшвиқ қилғанға охшимайдиғанлиқи униң көңлигә интайин аян.

Хитай һөкүмити җәмийәт киризисиға дуч кәлмәктә

Хитайда бай- кәмбәғәллик пәрқи интайин зорийип, топилаң йүз бериш еһтималлиқи болған хәтәрлик басқучқа йеқинлашқан. Шәһәрләр гүлләнгән билән йезилар намратлашқан. Униң үстигә, хитай компартийә әмәлдарлириниң черикликиниң һәддидин ешиши, хәлқниң маарип вә давалиниш расхотлириға барғансери чиқиш қилалмайватқанлиқи қатарлиқлар һәммиси хитайда муқимлиқтин еғиз ечишниң мумкин әмәсликидин дерәк беридикән. Униң билдүрүшичә, хитай компартийиси һазир дәл ички җәһәттин нәччә йүз миңлиған партийә әзалири партийидин чикиниватқан , ташқи җәһәттин, езилгән деһқанлар, шәһәрдики ишсизлар вә аққун ишчиларниң наразилиқ намайиши тохтимай йүз бериватқан бир вәзийәткә дүч кәлмәктә болуп, бу хил әһвал давамлишивәрсә хитайда украинийигә охшаш инқилаб йүз беришиму мумкин икән.

Чәтәл мәтбуатлириниң диққәт қилишичә, хитайниң һөкүмәт мәтбуатлири йиғин ечилған бир нәччә күндин буян, йиғинниң тәпсилатини ашкарилимиған. Ли тйәншавниң көрситишичә, хитай компартийисиниң бу хил алий йиғинлириниң адәттә икки қатлам мәзмуни бар икән:

"Бири, тәшвиқатни мәқсәт қилған ашкара мәзмунлар. Йәнә бири һоқуқ талишишни мәқсәт қилған йошурун мәзмунлар. Хитай компартийисиниң рәһбәрлири йиғинда,бәш йиллиқ пилан дегәндәкләрни оттуриға қоюп, өзиниң 'парлақ сиясәтлири' ни тәшвиқ қилиду. Йәнә бир тәрәптин һоқуқ талишиши елип берип, шуниң нәтиҗисигә қарап тәвәликлирини бөлүшиду һәм һоқуқини мустәһкәмләйду".

Әмәлийәткә уйғун болмиған қараш

Бу арида, хоңкоңдики нәнхуа сәһәр гезитиму йиғин һәққидә обзор елан қилип, хитай компартийисиниң хәлқниң майиллиқини қолға кәлтүрүш- кәлтүрәлмәслики, униң чириклик үстидин ғәлибә қилиш- қилалмаслиқи тәрипидин бәлгилинидиғанлиқини көрсәтти. Униңда ейтилишичә, хитайниң йеңи елан қилған 11 - бәш йиллиқ тәрәққият пилани бай- кәмбәғәллик пәрқини азайтиш, инақ җәмийәт қурушта һәл қилғуч рол ойниялайду дегән қараш әмәлийәткә уйғун әмәс икән.

Чәтәл мәтбуатлири диққәт қилған йәнә бир мәсилә, йиғиндики кадирлар өзгириши. Көзәткүчиләр, ху җинтавниң бу қетимқи йиғинда, яшлар иттипақидин көтүрилгән өзиниң йеқини люйәндуңни, җияң земинниң йеқини болған шаңхәй парткоминиң секритари чин ляңйүниң орниға сәпләп, җяң земинниң шаңхәйдики тәсирини тазилашқа урунидиғанлиқини, йәнә бир тәрәптин өзиниң йәнә бир йеқини болған лявниң өлкисиниң компартийә секретари ли кечияңни хитай компартийиси сиясий бюро һәйити вә хитай компартийиси мәркизий иш беҗириш комитетиниң мудирлиқиға өстүрүп, уни 5 - әвлад вариси қилип тәрбийиләйдиғанлиқини пәрәз қилишмақта.

Ройтирс агентлиқиниң билдүрүшичә, бу, хитай компартийисиниң баш секритари ху җинтавниң һоқуқини мустәһкәмләштики һалқилиқ қәдәмләр болуп, әмма бу йолда тосқунлуқлар йәнила мәвҗут икән.

Хитай һөкүмити йиғинда кадирлар өзгириши болған- болмиғанлиқини техи ашкарилимиди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.