Хитайдики йезиларда 60% оқуғучи толуқ оттура вә алий мәктәпләрдә оқуялмайду
2006.08.10
Хитай маарип министирлиқиниң бу йил 5-айда елан қилған "2005- йиллиқ мәмликәтлик маарип ишлири тәрәққият ситатистика доклати" да көрситилишичә, 2005- йилидики толуқ оттура вә оттура техником мәктәплиригә кириш нисбити 53% әтрапида болған. Шундақ болғанда пүтүн хитай бойичә 35 милйон толуқсиз оттура мәктәп оқуғучиси җәмийәткә йүзләнгән шундақла буларниң көпүнчиси йеза нопуси икән.
Асаслиқ сәвәбләр
Оқуғучиларниң толуқсиз оттура мәктәпни пүттүрүпла җәмийәткә йүзлинишидики сәвәпләр тоғрисида түрлүк қарашлар болсиму, лекин бу асаслиқи 2 хил амилға мәркәзләшкән. Бири, нурғун оқуғучиларда толуқ оттура яки алий мәктәпләрни оқисиму бәрибир ишсиз қалидикәнғу дәйдиған қараш бар. Йәнә бири болса, йеза оқуғучилири иқтисадий җәһәттин қийналғачқа оқуш һәққини көтүрүп кетәлмәй йерим йолда оқуш тохтутуп қойидиған әһвал көп көрүлгән.
Илгири радиомизниң зияритини қобул қилған хотәнниң мәлум бир йезисидики уйғур оқутқучи, намрат районлардики оқуғучиларниң мәктәп кириш әһвали һәққидә тохтилип һәқиқәтән юқирида ейтилип өткән сәвәпләрниң оқуғучиларниң оқушни давамлаштуришиға тосалғу болған асаслиқ амил боливатқанлиқини көрсәткән иди.
Америкидики аммивий тәшкилат болған "хитай учур мәркизи" ниң мутәхәссиси мю тйәнчи ханим бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қоюп, һөкүмәтниң йеза маарипиға аҗритидиған мәблиғиниң йетәрлик болмаслиқиму, йезилардики оқуғучиларниң оқушни давамлаштуралмаслиқиға чоң тәсир көрситиватқанлиқини билдүрди:
" Әлвәттә һөкүмәтниң йезилардики оттура-башланғуч мәктәпләргә аҗратқан хираҗити биләнму чоң бағлинишлиқи бар. Нурғун районларда бу хилдики мәбләғ көпәйтилмәстин, әксичә азийип кетиватиду. Бу интайин еғир бир әһвал" .
Хитай дуч келиватқан бир киризис
Нөвәттә йәнә бир қисим маарипчилар хитайниң маарип саһәсидә мәвҗут боливатқан 3 хил мәсилини оттуриға қоймақта. Бири, 9 йиллиқ мәҗбурий маарип һәқиқий әмәлийләшмигән. Иккинчиси, алий маарип тәрәққияти ғәйри нормал болған. Үчинчиси, аилиләрниң маарип хираҗити һәддидин зиядә юқири болуп, йезиларда кирим наһайити аз болғачқа йеза аһалилири балилириниң оқуш хираҗитини көтүрәлмәйду.
Америка нйо-йорк университети профессори шя миң, йезилардики көп қисим балиларниң оқушни давам қилдуралмаслиқиниң җәмийәткә көрситидиған тәсирлири үстидә тохтулуп мундақ деди:
" Әң яман тәсири немә болиду дегәндә, мәҗбурий маарип әмәлгә ашурулмай, униңға қошулуп алий маарипниң базарлишип кетиши, аилисиниң кирими төвән болған йеза балилириниң җәмийәт вә кәлгүсигә болған арзу-үмидлирини көпүккә айландуриду. Шуниң билән җәмийәттики бу аҗиз типидики кишиләр һечқандақ ярдәмгә еришәлмигәндин кейин, бара-бара начар типтики кишиләргә өзгириду".
У мана бу әһвалниң нөвәттә хитай дуч келиватқан бир киризис икәнликини билдүрди. Һазир барғансери техиму көп сандики маарипчилар хитай һөкүмитини маарипқа болупму йеза маарипиға көп күч чиқиришқа үндимәктә. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Мәктәпләрдики қалаймиқан пул йиғиш әһвали давамлиқ еғир болмақта
- Муһәммәт тохти әпәнди хитайдики маарип мәсилиси һәққидә тохталди
- Хитайдики маарипниң истималлишиши кишиләрниң нәпритини қозғимақта
- 20 Йилдин буянқи хитай вә уйғур елидики мәҗбурий маарипни қандақ баһалаш керәк?
- Маарип чиқими түпәйлидин нурғунлиған йеза балилири йәнила оқушсиз қалмақта
- Маарип чиқими хитайда наһайити еғир йүк болуп қалмақта
- Хитай һөкүмити оттуриға қойған йеңи йеза маарип сиясити қандақ иҗра қилиниватиду?