Маарип чиқими хитайда наһайити еғир йүк болуп қалмақта


2006.02.17

Йеқинда хитайда елан қилинған тәтқиқат характерлик тәкшүрүш доклатидин ашкарилинишичә, хитайдики маарип чиқими кирими төвән болған пуқралар үчүн әң еғир бир йүккә айланған.

Алий мәктәпниң бир йиллиқ оқуш пули - бир деһқанниң 14 йиллиқ кирими

Тәкшүрүштә көрситилишичә, 2004 ‏- йили 10 ‏- айдин 2005 ‏- йили 10 ‏- айға қәдәр, йезилардики оқуватқан балиси бар аилиләрниң маарип чиқими аилә йиллиқ кириминиң 33 % ни игилигән. Шәһәрдики оқуватқан балиси бар аилиләрниң маарипқа сәрп қилған пули аилә кириминиң 26% ни игилигән.

Мәзкур тәкшүрүштә йәнә "көп сандики аилиләрниң намрат болуп қилиши маарип чиқиминиң һәддидин ташқири юқири болғанлиқидин" дәп көрситилгән.

Хитай һөкүмити елан қилған санлиқ статистикидин мәлум болушичә, 2004 ‏- йили хитайдики шәһәр хәлқиниң йиллиқ кирими орта һесабта 9422 сом әтрапида болуп, деһқанларниң йиллиқ кирими 2936 йүән әтрапида болған. Лекин бир али мәктәп оқуғучисиниң оқуш пули, турмуш пули вә ятақ пули болуп бир йиллиқ чиқиминиң өзи 7 миң йүәндин ашидикән һәмдә 4 йиллиқ оқуш үчүн аз дегәндә 28 миң йүән төлиши керәк икән. Бу хил һесаблаш бойичә, бир алий мәктәп оқуғучисиниң 4 йиллиқ оқуш пули шәһәр хизмәтчисиниң 4 йерим йиллиқ кирими, деһқан бичариниң 14 йиллиқ киримигә тәң келидикән.

Мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, һазир хитайда маарип чиқими һәммидин юқири болуп һәтта сәһийә чиқими вә олтурақ өй чиқимидинму ешип кәткән. Йеқинқи 10 йилдин буян, хитайдики алий мәктәп оқуғучилириниң йиллиқ оқуш һәққи дәсләптики нәччә йүз сомдин 7 - 8 миң сомға көпийип 20 һәссә өрлигән. Лекин бу 10 йил ичидә, хәлқниң йиллиқ кирими пәқәт 4 һәссә көпәйгән.

Мәктәпләр пул тепиш орунлириға айланған

Көплигән анализчилар "хитайдики маарип чиқиминиң бу қәдәр юқири болуп, еғир бир йүккә айлинип қелиши һөкүмәтниң маарипқа аҗратқан пулиниң еғир дәриҗидә йетәрсиз болуватқанлиқидин" дәп тәкитләп, хитайдики мәктәпләрниң өз алдиға қалаймиқан пул йиғидиған вә маарипни базарлаштуруп мәктәп орунлирини адәм тәрбийиләш әмәс бәлки сода қилиш соруниға айландуривалғанлиқидәк қилмишлирини қаттиқ тәнқидлимәктә.

Америка нюйорк университетиниң профессори шя әпәнди бу һәқтә тохтилип "хитай һөкүмити маарипқа йетәрлик мәбләғ салмай униң өз алдиға базарлишишиға йол қойғанлиқтин, кәмбәғәл аилиләрдики нурғунлиған балилар оқуштин қалидиған вә яки алий мәктәпкә кирәлмәйдиған әһвалларни кәлтүрүп чиқарди, оқушсиз қалған бу балилар, дәсләптики саватсизлиқтин ахириға берип қанун билмәйдиған һәтта җәмийәттә қалаймиқанчилиқ чиқиридиған лукчәкләргә айлинип қелиши мумкин, хитай һөкүмити буни тонуп йетиши керәк иди. Чүнки бу хил әһвал хитай һөкүмити үчүн бир чоң тәһдит болуп һесаблиниду " дәп көрсәтти:

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитай һөкүмитини "маарипқа мәбләғ селишта дуняниң арқида, һәтта әң намрат дөләт уганданиңму арқида қалған" дәп әйибләп кәлгән. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң көрситишичә, хитай һөкүмитиниң маарипқа аҗратқан хираҗити ишләпчиқириш омумий қиммитиниң пәқәт 2 % ни игилигән болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәшәббус қилған әң төвән санниң 3 тин биригиму йәтмигән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.