Хитай һөкүмити 2007 ‏- йилидин башлап йеза мәҗбурий маарипида оқуш пулини бикар қилидиғанлиқини җакарлиди


2006.12.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай һөкүмити йеқинда 2007 ‏- йили 1 ‏- айниң 1‏- күнидин башлап, мәмликәт ичидики барлиқ йезиларда, мәҗбурий маарип оқуш һәққини пүтүнләй бикар қилидиғанлиқини йәни йеза башланғуч мәктәп вә толуқсиз оттура мәктәплиридики 150 милйон оқуғучидин оқуш пули вә китаб пули қатарлиқларни алмайдиғанлиқини билдүргән.

Хитай маарип министирлиқиниң башлиқи җу чи "һөкүмәт бу қетим йеза оқуғучилириниң оқуш вә китаб пули қатарлиқларни көтүрүвәткәндин кейин, оттура һесабта, һәр бир башланғуч мәктәп оқуғучиси 140 йүән, толуқсиз оттура мәктәп оқуғучиси 180 йүән, намрат оқуғучилар 150 йүән ятақ пули тапшуруштин хали болиду. Бу һөкүмәтниң деһқанларға ғәмхорлуқ қилип, уларниң йүкини йеникләткәнлики" дәп билдүрди.

Оқуш пули көртүрүветилгини билән, алидиған башқа пуллар көп

Хитай һөкүмити бундин илгири йәни бу йил бешида, ғәрбий райондики бир қисим намрат җайларда, оқуғучиларниң оқуш вә китаб пули қатарлиқларни бикар қиливитиш һәққидә мәхсус қарар чүшүргән. Лекин мәзкур қарарниң бу җайларда иҗра қилиниш әһвали мәйли хитай йезилирида болсун яки уйғур йезилирида болсун интайин начар болған. Мәсилән, оқуш пулини бикар қилдуқ дегини билән, оқуғучиларға "тапшуруқ пули, синип пули" дәп селиқ салидиған әһвал йәнила наһайити еғир болған. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилиған бир хитай деһқан бу һәқтә мундақ деди:

"Қаримаққа, деһқанларниң йүкини йениклитиватимиз, дәп йеза балилириниң оқуш пулини көтүрүвәткини билән, әмәлийәттә йәнила һечқандақ чоң пәрқ йоқ. Йеза мәктәп орунлириниң қалаймиқан пул йиғиш әһвали бәкму еғир. Деһқанлар буниңдин қаттиқ нарази. Мәсилән, уқуш пули алмидуқ дәп, башқа чиқимларни көпәйтмәктә. Оқутқучилар бүгүни балиларға 10 кой әкилиңлар десә, әтиси 50 кой әкилиңлар-дәп, пәқәтла арам бәрмәйду. Бирдәм синип пули дәватқан, бирдәм паалийәт өткүзүш пули дәватқан, ишқилип, немә қиларимизни билмәйла қеливатимиз".

Уйғур елидики оқуғучилар һазирғичә һашарға әвәтилиду

Хитай һөкүмити бу йилдин башлап уйғур елидики йеза мәҗбурий маарипини йәни башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәп оқуғучилириниң оқуш пули вә китаб пули қатарлиқларни бикар қилидиғанлиқини билдүргән. Лекин бу хил һәқсиз маарип пәқәт интайин намрат болған районлар билән чәклинип қалған.

Зияритимизниң қобул қилған уйғур елиниң ғулҗа районидики бир деһқан аял мәзкур җайдики мәктәптә, оқуш пули вә китаб пули дегәндәкләрниң техи бу йил 9 ‏- айдин башлап һәқсиз қилинғанлиқини, лекин шундақтиму, мәктәп оқуғучиларға ярдәмчи оқуш материяли дәп китаб сетип бериватқанлиқини мәлум қилди.

Зияритимизни қобул қилған бу деһқан аял мәзкур мәктәпниң иқтисади җәһәттики қийинчилиқини һәл қилиш үчүн, та һазирғичә һәр йили дегидәк оқуғучиларни биңтуән орунлириға пахта теришқа әвәтиватқанлиқини, һәтта башланғуч мәктәп оқуғучилириниму бикар қоймай аз дегәндә 20 күн пахта теришқа әвәтип, пахтидин киргән киримни пүтүнләй мәктәп өзи алидиғанлиқини мәлум қилди.

Көплигән анализчи вә мутәхәссисләр хитайдики маарип системисиниң интайин қалаймиқан икәнликини, йәни юқиридин бекитилгән маарип һәққидики сиясәтләрниң төвәнгә барғанда давамлиқ тоғра иҗра қилинмайдиғанлиқини тәкитләп "мәтбуат орунлири бу һәқтә назарәт қилиш күчини техиму күчәйтип, маарипқа аҗритилған мәбләғниң башқа җайларға ишлитилишиниң алдини елиши керәк, шундақла парихор әмәлдарларниң мәктәп орунлириға берилидиған пулни хиянәт қилип кетишигә йол қоймаслиқ керәк" дәп билдүрмәктә. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.