Түркийидики уйғур оқуғучилар тәнтәнилик мурасим билән диплома алди
2006.06.21
Әнқәрәдә чәтәллик оқуғучиларниң оқуш пүттүрүш мурасими өткүзүлди. Бу мурасимни хәлқара мәдәнийәтләр ариси тәтқиқат вә достлуқ вәхпи вә түркийә ташқи ишлар министирлики тармиқидики түрк дуняси һәмкарлиқ вә тәрәққият идариси ортақлишип уюштурди. Бу мурасимда 80 гә йеқин дөләттин келип түркийидә оқуған 150 оқуғучиға оқуш пүттүрүш дипломи берилди. Буларниң ичидә коп санда уйғур оқуғучиларму бар иди.
Мурасимда танзанийә, афғанистан, бенгал, қазақистан, қирғизистан, азәрбайҗан вә уйғур дияридин кәлгән оқуғучилар йәр алди. Улар өзлириниң сәнәт номурлирини көрсәтти. Уйғур оқуғучиларниң сәнәт номурлири һәрқайси дөләттин кәлгән оқуғучилар вә мурасим әһлиниң қизғин алқишиға сазавәр болди.
Мурасимға мәдәнийәтләр ариси тәтқиқат вә достлуқ җәмийитиниң башлиқи яшар түрккорур, парламент әзаси һусәйин танривәрди вә коп санда аммиви тәшкилат мәсуллири қатнашти вә соз қилди. Мурасим оқуғучиларһга диплома тартқитиш паалийити билән аяқлашти.
Совет парчиланғандин кейинки реаллиқниң еһтияҗи
1991 - Йили совет иттипақи парчиланғандин кейин түркийигә бу җумһурийәтләрдин онмиңларчә оқуғучи келип оқушқа башлиған иди. Бу қатарда түркийигә келип оқуватқан уйғур оқуғучиларниң саниму күндин - күнгә көпәймәктә. Бу оқуғучиларниң оқушиға ярдәм қилиш, уларниң қейинчилиқилирини һәл қилиш шундақла түркийәдә оқуватқан чәтәллик оқуғучиларниң достлуқини илгири сүрүш үчүн түркийидә нурғунлиған вәхпә вә җәмийәтләр қурулған. Мана буларниң бири хәлқара мәдәнийәтләр ариси тәтқиқат вә достлуқ вәхпидур. Биз бу вәхпә орунлаштурған бу оқуш пүттүрүш мурасими җәрянида вәхпә мәсуллири вә мурасимға қатнашқан чәтәллик оқуғучилар билән сөһбәт елип бардуқ. Биз алди билән микрофонимизни бу вәхпиниң башлиқи яшар түрккорур әпәндигә узаттуқ. У вәхпиниң қурулуш мәқсити үстидә тохтилип мундақ деди:
"Вәхпимиз 1994 - йили қурулди. Қурулуш мәқситимиз дөлитимиздә келип оқуватқан чәтәллик оқуғучиларниң бир - бири билән тонушиши, оз ара достлуқ орнитишини илгири сүрүш шундақла уларға түрк мәдәнийити өгитиш иди. Һазирғичә вәхпимизгә 4000 оқуғучи әза болди. Биз иқтисади җәһәттин қийнилип қалған оқуғучиларға оқуш пули һәл қилип бериватисиз. Узун йиллардин буян вәхпимизгә келип кетиватқан уйғур оқуғучиларму бар.
яшар түркорур әпәнди түркийигә келип оқуватқан чәтәллик оқуғучилар әгәр өзлиригә кәлгән тәқдирдә уларға оқуш ярдәм пули һәл қилидиғанлиқини ейтип мундақ деди:
"Бу йил 200 гә йеқин оқуғучиға оқуш ярдәм пули һәл қилдуқ. Биз бу оқуш пулини түркийидики оқуш пули бериватқан қурулуш вә шәхишләрдин елип беримиз. Биз оқуш пули бәргән вақтимизда йетим, кәмбәғәл оқуғучиларға алаһидә муамилә қилимиз. Түркийидә оқушни арзу қилидиғанлар бизниң интәрнәт адрисимиз болған www. karwak.com Ға кирип биз билән алақилишса болиду.
Әгәр шәрқий түркистан мәсилисигә мунасивәтлик бирәр хизмәт болса қилишқа тиришимән
Биз бу мурасимға қатнашқан парламент әзаси, түркийә- пәләстин парламентлири ариси достлуқ гурупписиниң башлиқи һөсәйин таривәрди әпәнди биләнму сөһбәт елип бардуқ. Танривәрди әпәнди уйғур мәсилиси үстидә тохтилип мундақ деди:
"Мән дуняниң нәридә болса болсун, мәзлум бичарә инсанларниң болушини арзу қилмаймән. Шәрқий түркистандин тартип пәләстингичә һәқиқәтән мәзлум, зулум көрүватқан хәлқләр интайин коп. Шуңа мунасивәтлик кишиләр бу зулумни йоқитиш үчүн хизмәт қилиши керәк. Мән һазир түркийә парламентида пәләстин мәсилисини аңлитишқа теришиватимән. Мән шәрқий түркистан мәсилисиниму билимән. Әгәр шәрқий түркистан мәсилисигә мунасивәтлик бирәр хизмәт болса мән уни қилишқа тиришимән."
Қиммәтлик радио аңлиғучилар, бизниң бу зиярәт җәрянимизда нөвәт уйғур оқуғучиларниң сән’ әт номуриға кәлди. Уйғур сәнәт номури аяқлашқандин кейин зиярәт елип беришқа давам қилдуқ. Бенгаллиқ оқуғучи сәйфидин муһәммәт зияритимизни қобул қилип мундақ деди:
"Мән түркийигә кәлгили 5 ай болди. Бу йәргә докторлуқта оқуғили кәлдим. Бу паалийәткә қатнашқанлиқимдин бәк һурсән болдум. Чүнки путун дөләтләрдин оқуғучилар кәлди. Бу йәрдә җәм болуп улар билән достлуқ орнитиш пурситигә ериштим. Уйғур достларниму тонудум. Уларниң хитай дөлитигә йеқин бир йәрдә икәнликиниму билимән. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити бирла вақитта 2 фестивалға қатнашти
- Уйғур вәкили түркийә җумһурийити сабиқ муавин дөләт министири билән көрүшти
- Түркийидики йәрлик ахбарат васитилирида уйғур мәсилисигә кәң көләмдә йәр берилмәктә
- Түркийидә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәсмий қурулди
- Түркийидики телевизйә қаналлири уйғур мәсилисигә алаһидә йәр бәрмәктә
- Уйғурлар түркийидә хәлқара фестивалға қатнашти
- Түркийидики уйғурлар түрк дуняси әдәбият сәнәт көрикигә қатнашти