Маарип чиқими түпәйлидин нурғунлиған йеза балилири йәнила оқушсиз қалмақта
2006.02.20
Йеқинда хитайда, уйғур елини өз ичигә алған хей луңҗяң, лявниң, ички моңғул вә гуаңши қатарлиқ 16 өлкиниң йеза районлирида маарип мәсилиси һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип берилған. Тәкшүрүш нәтиҗисидин мәлум болушичә, мәзкур өлкиләрниң йезилирида, маарип чиқими мәсилиси түпәйлидин, ата - анилар балилирини оқуталмайдиған һәмдә балилар йерим йолда оқуштин тохтап қалидиған әһвал йәнила еғир һаләттә давамлишип кәлгән.
Қалаймиқан пул йиғиш, ата аниларниң йүкини ашурған
Уйғур елини өз ичигә алған 16 өлкидә елип берилған бу қетимлиқ тәкшүрүшкә хитай мәркизий компартийә мәктипи мәсул болған. Мәзкур тәкшүрүштин мәлум болушичә, һазир уйғур елидә вә шундақла бир қисим хитай өлкилиридә, деһқан балилириниң оқушсиз қелиш әһвали йәнила наһайити еғир болуп, толуқсиз оттурини пүттүрмәйла мәктәптин тохтап қалған балилар оттура һесаб билән 40% ни игилигән. Бир қисим йезиларда, мәсилән хебий өлкисиниң вейшйән наһийисидики хейин оттура мәктипидә, 3 йилдин буян оқушсиз қалған оқуғучиларниң нисбити 90% кә йәткән.
Мәркизий компартийә мәктипи тәрипидин елип берилған бу қетимлиқ тәкшүрүштә көрситилишичә, һазир йезиларда, нурғунлиған ата - анилар маарип чиқимиға ешиналмай илаҗи йоқ балилирини оқуштин тухтитивалидиған әһвал наһайити омумлашқан. Бундақ болуштики сәвәб, һөкүмәт оқуш пулини бикар қилиш билән бир вақитта, оқуғучилардин йиғилидиған башқа түрдики хилму -хил чиқимларға йол қойған. Йеза маарип орунлири малийә қийинчилиқиға дуч кәлгәнликтин, бикар қилинған оқуш пулидин нәччә һәссә юқири болған башқа хилдики түрлүк чиқимларни көпәйтип, оқуғучилар вә уларниң ата - анисиға зор бесим ишләткән.
Оқутқучиларниң мааши вақтида берилмигән
Тәкшүрүш доклатида ейтилишичә, хитайдики көплигән наһийә вә шәһәрләрниң маарипқа аҗратқан мәблиғи интайин чәклик болғанлиқтин нурғунлиған йеза мәктәплиридә синип йетишмәйдиған, оқутқучиларниң маашини тарқитип берәлмәйдиған әһваллар йәнила еғир болған. Буниңдин башқа йәнә, йеза мәктәплиридики оқутқучиларниң сапаси төвән болуп, буму алаһидә еғир бир мәсилигә айланған.
Хитай маарип министирлиқиниң муавин министири яңҗин мәркизий компартийә мәктипиниң бу қетимлиқ тәкшүрүш доклатида көрситилгән мәсилиләрниң һәқиқәтән әмәлийәткә уйғун икәнликигә иқрар болуп, бу һәқтә мутәхәссисләр билән бирликтә техиму чоңқурлап тәкшүрүш елип баридиғанлиқини мәлум қилған.
Уйғур елидики әһвал техиму еғир
Хитай агентлиқиниң үрүмчидин бәргән хәвәрлиридә "һазир уйғур елидики намрат районларда оқуш пули вә китап пули пүтүнләй бикар қилинди. Һөкүмәтниң маарипқа аҗратқан хираҗити илгирикидин көпәйди" дәп көрситилгән болсиму, уйғур елидики бир оқутқучиниң мәлум қилишичә, һөкүмәт пәқәт бир қисим аз сандики интайин намрат йезилардики оқуғучиларниң оқуш һәққини бикар қилған. Көплигән җайларда оқуғучилар йәнила оқуш һәққи төләйдикән, буниңдин башқа йәнә мәктәп тәрипидин бекитилгән түрлүк һәқләрни төләшкә мәҗбур икән. Буниңдин бизар болған ата - анилар балилирини мәктәпкә әвәтмәй, оқуштин тохтитивалидикән.
Радиомизниң зияритини қобул қилған уйғур зиялийси сидиқ һаҗи әпәнди хитай вә уйғур йезилиридики мәктәп оқуғучилириниң маарип чиқими түпәйлидин оқушсиз қеливатқанлиқи һәққидә тохтилип "бу хил әһвал бундин кейин бәлким техиму еғир болуши мумкин" ликини оттуриға қойди.
Узун йил уйғур елиниң маарип саһәсидә ишлигән сидиқ һаҗи әпәнди уйғур елидики маарип хираҗитиниң һәр заман адил тәқсим қилинмайдиғанлиқини һәмдә давамлиқ бузуп - чечилидиғанлиқини тәкитләп, өзи ишлигән мәктәптә йүз бәргән вәқәләрни мисалға елип" хитай һөкүмитиниң уйғур елидики маарипқа һәқиқий көңүл бөлүши һәргизму мумкин әмәс " дәп билдүрди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Маарип чиқими хитайда наһайити еғир йүк болуп қалмақта
- Хитай һөкүмити оттуриға қойған йеңи йеза маарип сиясити қандақ иҗра қилиниватиду?
- Зиялийлар хитай вә уйғур елидики йеза маарипи һәққидә тохталди
- Хитай һөкүмитиниң йеза маарипиға көпләп мәбләғ селиш қарари уйғур ели маарипиға қандақ тәсирләрни елип келиду?
- Шинҗаң университетида 92 нәпәр йеңи оқуғучи мәҗбури оқуштин қалдурулди
- Кеңәйтип оқуғучи қобул қилиш техиму көп оқуш пүттүргәнләрни ишсиз қалдурмақта
- Хитайда 420 миңдин артуқ оқуғучи пули болмиғачқа алий мәктәпкә кирәлмиди
- Хитай дуня бойичә маарипқа мәбләғ селиш нисбити әң төвән дөләт