Нурмуһәммәд ясин хитай сот мәһкимисиниң һөкүмигә қайил болмиди
2005.02.08
"Назугумниң чақириқи"
Нурмуһәммәт ясин өркиши
Нурмуһәммәд ясин өткән йили 11 - айда хитай дөләт бихәтәрлик даирилири тәрипидин кишиләрни бөлгүнчиликкә күшкүртидиған әсәрләрни йезип елан қилиш "җинайити" билән қолға елинған. " Өркиши" дегән әдәбий тәхәллуси билән тонулған нурмуһәммәд ясин, қолға елинғандин кейин, маралбешидики түрмигә соланған иди.
Йепиқ сот
Маралбеши наһийилик сақчи идарисидики бир хадимниң билдүрүшичә, нурмуһәммәдниң дилосини бир тәрәп қилишқа қәшқәр вилайәтлик оттура хәлқ сот мәһкимиси мәсул болған. Маралбешидики бир сақчи сот мәһкимисиниң нурмуһәммд ясинни 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини етирап қилди. Маралбеши наһийисидики исмини ашкарлашни халимайдиған вәзийәттин хәвәрдар әрбапларниң ашкарилишичә, қәшқәр вилайәтлик оттура хәлқ сот мәһкимисидики сотчилар билән вилайәтлик тәптиш мәһкимисидики қарилиғучилар, нурмуһәммәдниң сотини бу йил 1 - айда маралбешиға келип ачқан. Сот мәһкимисиниң һөкүми 2 - айниң 2 - күни елан қилинди.
Маралбеши наһийилик сақчи идарисиниң юқириқи хадими, сотниң йепиқ ечилғанлиқини шундақла нурмуһәммәдниң адвукат тәклип қилишиға рухсәт қилинмиғанлиқини билдүрди. Униң ашкарилишичә, нумуһәммәд ясин дилосиниң характири сәзгүр мәсилиләргә четилғанлиқтин адвукат тәклип қилишиға рухсәт қилинмиған
Идиологийә бөлгүнчилики
Мәркизи германийидики шәрқий түркистан учур мәркизи, нурмуһәммәдниң "қәшқәр әдәбияти" ниң 2004 - йиллиқ 5 - санидики "көк кәптәр" намлиқ әсири сәвәбидин қолға елинғанлиқини билдүрмәктә. Шәрқий түркистан учур мәркизиниң билдүрүшичә, қәшқәр вилайәтлик дөләт бихәтәрлик идариси шундақла вилайәтлик партком тәшвиқат бөлүми, нурмуһәммәдни "көк кәптәр" намлиқ әсиридә кишиләрни бөлгүнчиликкә күшкиртти, дәп әйиблигән.
Қәшқәр вилайәтлик сақчи идарисиниң бир хадими, илгири мухбирларларға нурмуһәммәдниң "қәшқәр әдәбияти" да елан қилинған әсири сәвәбидин қолға елинғанлиқини етирап қилип, " у, қәшқәр әдәбияти жорнилида бәзи әксийәтчил нәрсиләрни язған, " дәп көрсәткән. Маралбешидики сақчиларниң ашкарилишичә, нумуһәммәд ясин һазирчә маралбешидики түрмидә тутуп турулмақтикән. У, қәшқәр оттура хәлқ сот мәһкимисиниң өзи һәққидики һөкүмитигә қайил болмай, аптоном районлуқ юқири сотқа әрз сунған.
Нурмуһәммәд ясин 1974 - йили маралбеши наһийисиниң ават базирида деһқан аилисидә туғулған. Аптор, уйғур һазирқи заман әдәбиятидики һәр қайси жанирларда иҗадийәт қиливатқан, оқурмәнләр арисида тәсиргә игә шаир, язғучи вә уйғур балилар әдәбиятиниң алдинқи қатардики вәкиллиридин бири. Аптор өзиниң иҗадийәт илһамини, "гүзәл ривайәтләр сирлиқ әпсаниләр билән толған қәдимий долан дияри вә өзгичә нахша - усул, мәдинийәт қатлимиға игә долан турмушидин алғанлиқини язиду. Дегәндәк, апторниң әсәрлирини оқуған киши униң уйғур хәлқ ривайәтлири вә әпсанилиридин илһам алғанлиқини байқиши мумкин.