Түрк дуняси ортақ елипбәси түзүлмәкчи


2007.12.13

Түркийә җумһурийити пүтүн түркий милләтләр ортақ ишлитидиған 34 һәрптин тәркип тапқан бир елипбә түзүп чиқишни пиланлимақта. Түркийиниң йеңи рәис җумһури абдуллаһ гүл 9- 10- өктәбир күнлири түркмәнистанға елип барған зияритидә туркологларниму елип барған болуп, зиярити җәрянида улардин түрк дуняси ортақ елипбәси һәққидә мәлумат алған.

Мутәхәссисләр, рәис җумһури абдуллаһ гүлгә, түркий милләтләр оттурисидики тил мәсилисини һәл қилиш үчүн латин елипбәси асасида ортақ бир йезиқ тили яритиш керәкликини, бу тилни яритиш учун алди билән 34 һәрптин тәркип тапқан бир елипбә түзүп чиқиш керәкликини ейтқан.

Бу түркологлар йәнә һәрқайси түркий җумһурийәтлири вә түркийә рәис җумһурлиқи тармиқида түрк дуняси секертарлиқиниң қурулушиға абдуллаһ гүлниң йетәкчилик қилиши керәкликини дегән. Түркологлар рәис җумһури абдуллаһ гүлгә түрк дуняси ортақ елипбәсини түзүп чиқиш үчүн түркийиниң оттура асия түркий җумһурийәтлиригә бесим ишлитиши керәкликини ейтқан. Абдуллаһ гүлниң түркмәнистан зияритигә ортақ елипбә мәсилисини музакирә қилиш учун фатиһ университети һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири факултети мудири проф. Др. Мәмәт қара, измир әгә университети түрк дуняси тәтқиқат мәркизи мудири проф. Др. Фикрәт түркмән вә әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултети мудири уйғуршунас проф. Др. Сәма барутчу өзөндәр ханимму қатнашқан.

Түркийиниң бурунқи рәис җумһурлири чәт дөләтләргә зиярәткә барғанда һәйәт ичигә туркологларни қошмайтти. Бу қетимқи түркмәнистан зияритигә түркий тиллири мутәхәссислиридин 3 кишини қошуши, униң түрк дунясиға қанчилик әһмийәт беридиғанлиқиниң бир ипадиси икән. Бу зиярәткә қатнашқан түрколог проф. Др. Фикрәт түркмән әпәнди бу зиярәт һәққидә тохтилип мундақ дегән: "рәис җумһуримизниң илим адәмлириниму йениға елип түркмәнистанға бериши наһайити яхши бир башланғуч. Түркий җумһурийәтлири билән пәқәтла сияси, иқтисадий җәһәттинла әмәс, мәдәний маарип җәһәттиму мунасивитимизни күчәйтишимиз керәк. Мәсилән түркмәнистан билән ортақ болған дәдәқорқут, оғузнамиға охшаш дастанлиримиз бар. Оттура асия түркий җумһурийәтлири оттурисидики визини әмәлдин қалдуруп ортақ илмий муһакимә йиғинлирини ечишимиз керәк." Түркийә рәис җумһури абдуллаһ гүл, һазир қазақистанға рәсми зиярәт елип бармақта. У оттура асия зияритидин бурун 10-айда әзәрбәйҗан билән грузийәгә рәсми зиярәт елип барған иди.

Уйғурларниң түрк дунясидики орни немә? уйғурлар бу ортақ елипбәдин қандақ пайдилиниши керәк? хитай һөкүмити буниңға рухсәт қиларму? (әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.