Уйғурларниң дости түркийиниң сабиқ парламент әзаси орхан қавунчу әпәнди билән сөһбәт
-
2006-08-24 -
-
-
Сабиқ парламент әзаси, түркийә буюк бирлик партийиси муавин башлиқи орхан кавунчу әпәнди билән түрк дуняси, уйғур мәсилиси вә һусәнҗан җәлилниң озбәкистан тәрипидин хитайға қайтурулуп берилишигә охшаш мәсилиләр үстидә сөһбәт елип бардуқ.
Һөрмәтлик орхан кавунчу әпәнди, сизниң әсли түркистанлиқ икәнликиңизни билимиз. Алди билән өзиңизни қисқичә тонуштуруп өтсиңиз қандақ?
Мениң бовилирим түркистанниң фәрғанә вадисидин кәлгән икән. Бовам 1870-йилларда һәҗ қилиш үчүн мәккә мукәррәмгә барғандин кейин, у йәрдә өзбекләр мәдрисидә мудәррис болуп ишлигән икән. 1917 - Йили мәдинә инглизлар тәрипидин бесивелинғандин кейин бовам османли әскәрлири билән биллә түркийигә келип адана шәһириниң османийә дегән йеригә йәрләшкән икән. Мәнму һәм у йәрдә туғулдум. Һазир түркийиниң чукорова дегән йеригә җайлишип қалған өзбекләр тәхминән 5000 әтрапида.
Һөрмәтлик орхан кавунчу әпәнди силәр 2 - әвлат түркистанлиқлар икәнсиләр. Әмма һәммиңлар өзбекчә билидикәнсиләр. Буни қандақ сақлап қалдиңлар?
Мән түркийидә чоң болған 2 - нәсил болимән. Биз бу йәрдә туғулуп чоң болдуқ. Әмма ата анимиз өйдә пүтүнләй түркистан тамақлирини қилатти, биз өйдә түркистан тамақлирини йәйттуқ. Өйдә манта поло йәймиз, қөчүрә ичимиз. Бовилиримниң пәрғанидики туғқанлири билән хәт алақә қилғанлиқини хатирләймән. Улардин җавап кәлгәнликиниму биләттим. Әмма 1945-йилидин етибарән алақимиз пүтүнләй үзүлди. 1990- Йили өзбекистан мустәқил болғандин кейин улар билән алақә қурдуқ. Туққанларни тепип қайтидин җәм болдуқ.
Һөрмәтлик орхан кавунҗу әпәнди, сиз парламент әзаси вактиңизда уйғур яшлири қурултийи әнқәрәдә чақирилған иди. Хитайниң бесими билән һечқандақ парламент әзаси дуня уйғур қурултийи вәкиллирини қобул қилишқа җасарәт қилалмиған вақтида сиз уларни қобул қилған идиңиз. Шәрқий түркистан тәшкилатлириниң путун паалийәтлиридә һәм сиз бар. Сизниң бу сойгиңиз қандақ пәйда болған?
Бу аиләмдин кәлгән болуши мумкин. Балилиқ яшлиримдин тартипла аиләмдә түркистан уқуми бар иди. Мәсилән, биз өзимизни өзбек дәп қаримайиттуқ. Түркистанлиқ дәп биләттуқ. Кейин университетта башлиған вақтимда кишиләр маңа түркистанниң нәридин, сән өзбекму, қазақму яки уйғурму, дәп сориған вақтидила андин мән озәмниң пәрғанилик болғанлиқимни вә өзбек икәнликимни билгән идим. Болмиса мән өзәмни түркистанлиқ дәп билимән. Һелиһәм шундақ дәп қараймән. Мән үчүн түркистан буюк бир җуғрапийә. Һәммиси бир милләт. Бир қериндаш.
Һөрмәтлик орхан кавунҗу әпәнди, сиз уйғурларниң бугүнки вәзийитигә қандақ қарайсиз?
Шәрқий түркистанниң бир күни болмай бир кун мустәқиллиқигә еришидиғанлиқиға болған ишәнчим һечбир заман аҗизлимиди. Шәрқий түркистан даваси пәқәтла шәрқий түркистанда яшаватқан уйғур, қазақ, қирғизларниң даваси әмәс, путун түрк дунясиниң вә инсанлиқ алиминиң даваси. Путун дуня дөләтлири хитай дөлитиниң уйғурларға йүргүзүватқан бесим сияситини, инсан қелипидин чиққан сиясәтлирини көрүши, билиши вә уни тосуши керәк. Хитай пәқәт нопуси биләнла дуня үчүн бир хәвп. Улар әзан әмгәк күчлири билән ишләп чиқарған сүпәтсиз маллири билән дуня иқтисадиға хәвп елип келиватиду. Шуңа путун дуня дөләтлири хитайдин ибарәт бу тәһдитни контрол астиға елиши керәк. Мән бу көз қаришимни 1995-йилларда парламент әзаси болған вақтимдин тартип һәр йәрдә баян қилип келиватимән.
Һөрмәтлик орхан кавунҗу әпәнди, коммунист руслар өзбекистанни бесивалғандин кейин нурғун өзбекләр уйғур дияриға панаһлиқ тиләп кәлгән икән. Уйғурларму уларға қучақ ачқан икән. Бүгүн болса өзбекистан һүсәнҗан җелилни тутуп хитайға тапшуруп бәрди. Сиз бир өзбек болуш сүпитиңиз билән буниңға қандақ қарайсиз?
Һүсәйин җелил һудайим буйриса рабийә қадирға охшаш өзи гираждани болған дөләтниң хитайға бесим ишлитиши билән өлум җазасиға учримастин қоюлуп бериләр. Йеңи мустәқил болған җумһурийәтләр мустәқил дөләтләр бирлики, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға охшаш хәлқара тәшкилатлар астида сиясәт елип бериватиду. Биз бу йеңи мустәқил болған дөләтләрниң бәзи қарарлириға һөрмәт қилишимиз керәк. Әмма бу хил ишлар вақит билән түзүлиду. Шуниму билишимиз лазим, мустәқил түркий җумһурийәтлириниң әһвали совет иттипақи мәзгилидикигә қариғанда коп яхши. Әлвәттә буниңдинму яхши болушини арзу қилимиз. Мән болсам ундақ қилмиған болаттим. Әмма өзбекистанниң һазирқи рәһбәрлири дуняниң мәсилилиригә қандақ қарайду, уни мән билмәймән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурларниң дости, түрк очақлири җәмийити нури гургур әпәнди билән сөһбәт
- Түркийә милләт партиси башлиқи айқут әдибали әпәнди билән уйгур мәсилиси һәққидә сөһбәт
- Түркийә җумһурийити сабиқ ташқи ишлар министири мурат қараялчин билән сөһбәт
- Уйғур вәкили түркийә җумһурийити сабиқ муавин дөләт министири билән көрүшти
- Dru Gladney Торонто университида уйғурлар мәсилиси бойичә доклат бәрди
- Хитайлар шәрқий түркистанда террорчилиқ елип бармақта
- Уйғур мәсилиси тоғрисида "йеңи шәпәқ" гезити баш муһәррири билән сөһбәт
- NATO Әмәлдари NATO ниң кеңийиши һәққидә тохталди
- Канададики бир түркийилик оқуғучи магистирлиқ дессиртатсийәсигә шәрқий түркистан темисини таллиди(2)