Осман батурниң шеһит болғанлиқиниң 55 - йиллиқи хатириләнди


2006.05.01

4-Айниң 29-күни шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси осман батурниң шеһит болғанлиқиниң 55 - йиллиқи мунасивити билән мәтбуат баяннамиси елан қилди. Баянатта осман батурниң һаяти, хитай вә русларға қарши елип барған күрәшлиригә йәр берилгән.

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси башлиқи хәйрулла әпәндигүл әпәнди, мухпирларға бәргән баянатини мундақ тамамлиди: "қазақлар вә уйғурлар осман батурни әсла унтумиди вә унтумайду. Сән бизгә руһ вә ғурур беғишлидиң, әркинлик ишқини сән бизгә өгәттиң. Әй, улуғ қәһриман сениң йолуңда әркинлик күришимизни давам қилимиз. Сениң ятқан йериң җәннәт болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.