Уйғур балилири 2-нөвәтлик хәлқара балилар учришишиға қатнашти
2006.06.12

Түркийә инсаний ярдәм вәхпиниң уюштуруши билән истанбулда 2 - нөвәтлик хел кара балилар учришиши өткүзүлди. Бу паалийәткә, тәбиий апәт, уруш вә диктаторлуқ түзүми билән башқурулуватқан дөләтләрдики зулум түпәйлидин йетим қалған балилар қатнашти. Бу йил 2 - си өткүзүлгән бу паалийәткә иорданийә, пәләстин, ирақ, сомали, судан, чечәнийә, боснийә вә афғанистан қатарлиқ 15 дөләттин 550 әтрапида бала қатнашти.
Уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитидин бәтул суйдуңли, асәна суйдуңлу вә аслинур тумтүрк қатарлиқ 3 қиз өсмүр қатнашти. Бәтул суйдуңлу "инсан һәқлири қәйәрдә?" дегән шеирни оқуди. Шеирниң ахирида қолидики айюлтузлуқ көк байрақни көрситип туруп, түркийиниң бу байрақни есишни мәни қилғанлиқини биләмсиләр? дәп сәһнидин айрилди, бу сози онмиңларчә тамашибинларниң алқишлишиға сазавәр болди. Бу учришишта һәрқайси дөләтләрдин кәлгән балилар яш өсмүрләрниң дәрдини, қейинчилиқлирини аңлатқан сәнәт номурлири көрсәтти вә шеирлар оқуди. Биз нәқ мәйданға телефон билән бағлинип туруп зиярәт елип бардуқ.
Бу учришишниң ечилиш нутиқини түркийә инсаний ярдәм вәхпи башлиқи буләнт йилдирим әпәнди қилди. У мундақ деди:
Дуняниң һәрқайси җайлирида тәбиий апәт, уруш вә бәзи дөләтләрниң бесим сиясити түпәйлидин йетим қалған нурғун яш-өсмүрләр бар. Биз уларға игә чиқишимиз керәк. Әгәр бу яш өсмүрләргә игә чиқмиса, бу балилар орган тиҗарити, паһишиликкә, чекишкә охшаш яман йолларға чүшүп кетиду. Биз инсанларға дунядики йетим балиларниң вә бесим астида яшаватқан дөләтләрдики балиларниң дәрдини аңлитиш үчүн бу паалийәтни уюштурдуқ. Бугүнки бу паалийитимизгә 10 миң әтрапида киши қатнишиватиду, бу бизни техиму сөйүндүрди. Бугүнки бу паалийитимизни түркийиниң әң чоң телевизийилири нәқ мәйдандин көрситиватиду, бугүнки паалийитимизгә шәрқий түркистандин боснийәгичә болған кәң җуғрапийидин 15 әтрапида дөләттин кәлгән балилар қатнашмақта. Мән түркийә инсаний ярдәм вәхпи башлиқи болуш супити билән инсанлиқ алимини дунядики йетим балиларни унутмаслиққа чақиримән.
Буләнт йилдирим әпәнди уйғур балилири һәққидә сориған соалимизға җавап берип мундақ деди:
Шәрқий түркистан мәсилиси узун йиллардин бәри көңлимизни йерим қиливатқан бир мәсилидур. Узун йиллардин бәри шәрқий түркистанлиқ балиларға ярдәм қилиш үчүн дейишиватимиз әмма мумкин болмайватиду. Биз түркийидә шәрқий түркистан һәққидә китаблар нәшир қилдурдуқ, шәрқий түркистан мәсилисини түркийиниң кун тәртипигә әкәлдуқ. Түркийидики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири билән давамлиқ һалда алақә қуруп, шәрқий түркистанниң вәзийити һәққидә мәлумат елип туруватимиз. Шәрқий түркистандин кәлгән оқуғучиларға оқуш пули беришни ойлаватимиз. Шәрқий түркистандики зулумни азайтиш үчүн түркийиниң шәрқий туркистанға игә чиқиши керәк, буниң үчүн җамаәт пикри топлаш керәк. Бизниң бу паалийитимиздә шәрқий түркистанлиқ балиларға йәр беришимиздики сәвәп шәрқий түркистан мәсилисигә турк җамаәтчикиниң диққәт етибарини тартиштин ибарәт.
Бу қетимқи паалийәт һәққидә тәпсили мәлумат игиләш үчүн, ихтияри мухбиримиз әркин тарим йәнә хәлқара балилар учришишиға телефон қилип нәқ мәйдандин бу паалийәткә қатнишиватқан һәйруллаһ әфәндигил билән телефон зиярити елип барди.