Америка оттура шәрқтики иттипақдашлирини үзлүксиз қоллайдиғанлиқини билдүрди


2007.07.31

Бундин бир нәччә һәптә илгири америка президенти җорҗ буш иранға қарита агаһландуруш шәклидә, иранниң оттура шәрқтики рәқиблирини илғар қораллар билән тәмин етидиғанлиқини билдүрүп: " оттура шәрқтики мәнпәәтимизни қоғдаш вә бу райондики достлиримизға болған садиқлиқимизни намаян қилиш үчүн , биз бу райондики һәрбий мәвҗутлиқимизни күчәйтимиз" дегән вә өз ‏- ара бихәтәрлик һәмкарлиқини күчәйтидиғанлиқини вә оттура шәрқтә радикал күчләргә қарши күрәш қиливатқанларни қоллайдиғанлиқини билдүрүлгән иди.

Америка әрәб әллиригә 20 милярд доллар қиммитидики һәрбий қорал сетип бәрмәкчи

Америка ташқи ишлар министири кондилиза райс вә мудапиә министири роберт гейтсниң оттура шәрқ әллиригә қаритилған дипломатик зиярити башлиништин бир нәччә саәт бурун; дүшәнбә күни ақсарай әрәб әллиригә 20 милярд доллар қиммитидики һәрбий қорал сетип беридиғанлиқини елан қилди. Америка дөләтлик аммивий радиосида көрситилишичә, америка бу нөвәт әрәб әллиригә сетип бәрмәкчи болған илғар қораллар парис қолтуқи әллириниң радикализмниң тәсиригә вә иранға охшаш радикал дөләтләргә қарши туруштики ишәнчини ашуридикән.

Ташқи ишлар министири райс ханимниң билдүрүшичә, америкиниң исраилийә вә мисирға бәргән һәрбий ярдими оттура шәрқ әллири билән америка арисидики нәччә йиллиқ иттипақдашлиқниң мевиси вә мәзкур районниң истратегийилик муһимлиқиниң нәзәргә елиниши болуп һесаблинидикән.

Б б с ниң бу һәқтә бәргән мәлуматида райс ханим америкиниң оттура шәрқтики иттипақдашлирини үзлүксиз қоллайдиғанлиқини билдүрүп: америка қошма штатлири өз иттипақдашлирини бихәтәрлик еһтияҗиға ярдәм бериштә ишәнчлик икәнликидин гуманланмайдиған қилишқа ирадә бағлиди" деди вә америкиниң террорчилиқ вә радикаллиққа қарши турушта бу райондикиләр билән ортақлиққа игә икәнликини билдүрди.

Мәлум болушичә, америка һөкүмити бу нөвәт мисирға 13 милярд доллар қиммитидики, исраилийигә 30 милярд доллар қиммитидики вә башқа оттура шәрқ әллиригә, 20 милярд доллардин артуқ қиммәттики қорал сетип беридикән.

Америка сәуди әрәбистанға сетип бәрмәкчи болған сүний һәмраһ билән йетәклинидиған башқурулидиған бомба, америка әрәб дөләтлиригә тунҗи нөвәт сетип бәргән бу хилдики бомба икән . Униңдин башқа бу қетимлиқи һәрбий ярдәм ичидә, реактип күрәшчи айропилан вә башқа илғар қораллар бар болуп, ярдәмгә еришидиған дөләтләр сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, кувәйт, қатар вә оман қатарлиқларни өз ичигә алидикән.

Америка мутәхәссислири: " қорал- ярақ сода келишиминиң вақт орунлаштуруши өзгичә"

Америка дөләтлик аммивий радиосида көрситилишичә, америка йеңи истратегийә мәркизиниң башлиқи мишел флориной, бу қорал- ярақ сода келишиминиң мәзмуни вә вақт орунлаштурушиниң өзгичә икәнликини билдүрүп, бу келишим сүнний вә шиәләр арисидики сүркилиш чекигә йәткән, америка ирақтики уруш патқиқиға петип қалған вә район характерлик иттипақдашлиридин көзлигән ярдәмгә еришәлмәйватқан пәйткә тоғра кәлди дәйду.

Вашингтон почта гезитидә көрситилгәндәк, америка һөкүмәт хадимлири, мәзкур қорал ‏- ярақ содисини, көләмлик район характерлик истратегийиниң бир қисми вә бу районлардики америкиниң күчлүк һәрбий мәвҗутлиқини сақлашниң бир қисми дәп көрситиватқан болсиму, әмма бәзи америка мутәхәссислири америкиниң оттура шәрқ әллиригә бу қорал- ярақларни сетип бериши, иранниң ядро қораллирини тәрәққий қилдуруш ишлирини бана-сәвәб билән тәмин етиши мумкин дәп, қарайдиғанлиқи билдүрүшмәктә.

Иран мудапиә министири мустафа муһәммәд :"америка өзиниң қорал-ярақ ширкәтлирини қоғдап қелишни мәқсәт қилған"

Һалбуки, теһрандин чиқидиған иран гезитиниң 30- июлдики санида көрситилишичә, иран мудапиә министири мустафа муһәммәд наҗиай, перисийә қолтуқиға җайлашқан дөләтләрниң өз райониниң бихәтәрликини өзи муқимлаштуруш керәкликини көрситип: "америка өзиниң вәйран болушқа йүзләнгән қорал-ярақ ширкәтлирини қоғдап қелишни мәқсәт қилған һалда оттура шәрқтә қорал-ярақ мусабиқиси пәйда қилмақта" дәйду.

Шуниң билән биргә иран ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси муһәммәд әли һөсәйини, америка оттура шәрқ әллири арисидики хәйирлик мунасивәтләргә дағ тәгкүзди, дәп америкини әйиблиди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.