Оттура асия кимгә йеқинлишиватиду?


2006.12.06
shht-shanghai-200.jpg
Солдин аңға: өзбекистан президенти ислам кәримоп, қирғизистан президенти қурманбәк бақийеф, русийә президенти виладимир путин, қазақистан президенти нурсултан назарбайеф, хитай рәиси ху җинтав вә таҗикистан президенти имамәли рәхманоп 14 – июл күни шаңхәйдә. AFP

11-Сетәнбир вәқәсидин кейин, оттура асияниң ғәрб дөләтлири болупму америка қошма штатлири билән йеқинлишиш мәнзириси пәйда болуп, илгири кейин өзбекистан, қирғизистан қатарлиқ мәмликәтләрдә америкиниң һәрбий базилири қурулған шуниңдәк йәнә америка оттура асия мәмликәтлириниң һәр саһәдики ишлири үчүн ярдәмләрни көрситиш билән түрлүк һөкүмәткә тәвә әмәс тәшкилатларни бәрпа қилип, оттура асия районини ғәрб билән йеқинлаштуруш йолини тутқан болсиму, лекин йеқиндин буян мәзкур районниң ғәрб билән болған мунасивәтлиридә өзгиришләр йүз беришкә башлиди. Һәтта, бир қисим ғәрб көзәткүчилири оттура асия мәмликәтлириниң ғәрбтин бара-бара йирақлишиватқанлиқини оттуриға қоюшмақта.

Гәрманийә мутәхәссиси: оттура асия ғәрбтин йирақлишиватиду

Германийигә җайлашқан явропа маршал хәвпсизлик тәтқиқат мәркизиниң профессори рогер кангас әпәнди нөвәттә оттура асияниң ғәрб билән болған мунасивәтлириниң союшқа башлиғанлиқини оттуриға қойиду.

Америка авази радиосиниң зияритини қобул қилған профессор рогер кангасниң қаришиға таянғанда, оттура асия мәмликәтлириниң ғәрб билән җүмлидин америка қошма шитатлири билән болған мунасивәтлириниң мундақ совуп қелишқа йүзлинишидики асасий сәвәбләр һәр иккила тәрәпниң бир-бирини толуқ өгәнмигәнликидә шуниңдәк алақиләрниң қисқа муддәтлик болғанлиқидидур.

Профессор рогерниң ейтишичә, америка қошма шитатлириниң биринчи нөвәттә һәрбий мунасивәтләрни мәқсәт қилғанлиқи билән иқтисадий вә сиясий җәһәттики ортақлиқ анчә раваҗланмай қалди, ирақ урушидин башлап, таки рәңлик инқилаблар, әнҗан вәқәлири америка билән оттура асияни бир-биридин хели дәриҗидә йирақлаштурди.

Һәқиқәтән, профәссор рогер ейтқандәк, өткән йили қирғизистанда йүз бәргән рәңлик инқилаб нәтиҗисидә әсқәр ақайев һакимийити йимирилип, униң орнини өктичиләр игилиди. Бу оттура асия районидики тунҗи демократик инқилаб болуп саналған шуниңдәк көпинчә көзәткүчиләр буниңда америкини өз ичигә алған ғәрбниң қоли барлиқини оттуриға қоюшқан иди. Қазақистан, өзбекистан, таҗикистан вә туркмәнистан рәһбәрлири худдий әсқәр ақайевқа охшаш диктатурулуқ билән әйибләнгән болуп, уларму өз мәмликәтлиридә шундақ хилдики һәрикәтниң йүз берип қелишидин болупму униңға америкиниң арилишип қелишидин әндишә қилишти. Өткән йили, майда йүз бәргән әнҗан вәқәсидин кейин, оттура асия рәһбәрлири техиму бәкрәк тәһдид һес қилишқа башлиди. Америка вә явропа дөләтлириниң әнҗан вәқәсини тәкшүрүшни тәләп қилиши ислам кәримопниң улар билән болған мунасивәткә соғуқ муамилидә болушини кәлтүрүп чиқарди. Нәтиҗидә, у алди билән америка һәрбий базисини тақиди, арқидинла ғәрб дөләтлириниң 20 дин артуқ хәлқаралиқ органлирининиң өзбекистандики паалийәтлирини чәклиди.

Владимир путин һакимийәткә чиққандин буян оттура асия райониға қаратқан тәсирини тикләшкә алаһидә қизиққан болуп, бу җәһәттә көп чиқармақта. Оттура асияму русийигә майил болмақта.

Профессор рогерниң қаришичә, а қ ш ниң ираққа сиясити, миллий игилик һоқуқларға болған тәһдиди, реҗим өзгәртиш хәвпи һәм демократийигә һәддидин ташқири диққәт етибарини бериши оттура асия рәһбәрлирини чөчитип қойди ".

Америка оттура асия рәһбәрлирини диктатурулуқ билән тәнқид қиливатқан бирдин –бир дөләт

Көзәткүчиләрниң қаришичә, америка оттура асия мәмликәтлири рәһбәрлирини диктатурулуқ билән әйибләп, уларни демократик ислаһатқа дәвәт қиливатқан бирдин-бир дөләт болуп, хитай вә яки русийә һеч қачан уларни бу җәһәттин тәнқид қилмайду. Шу сәвәбтин оттура асия рәһбәрлири америкидин чөчүп қалған. Униң үстигә йәнә америка қошма шитатлириниң көпинчә һалда оттура асия билән болған мунасивәттә һәрбий-сиясий һәмкарлиқни тәкитләп, бу районға кәң көләмдә мәбләғ селип, униң иқтисадий җәһәттин тез гүллинишигә тәсир көрсәтмәсликиму районниң америкидин йирақлишип, хитай билән йеқинлишишини кәлтүрүп чиқармақта.

Хитай билән русийигә оттура асияниң демократийилишиши керәк әмәс.

Оттура асия анализчилириниң йезишичә, йеқинқи йиллардин буян хитай оттура асияға қаратқан иқтисадий истратегийисини алаһидә күчләндүргән болуп, униң қазақистан билән болған содиси бәш милярд доллардин ешип кәткән. Хитай қазақистан нефит ширкәтлириниң пай чәклирини сетивәлиш билән қазақистан енергийә саһәсини монопол қилишқа қарап йүзләнгән. Хитай йәнә өзбекистан, қирғизистан, таҗикистан вә түркмәнистанғиму мәбләғ салған болуп, асаслиқи енергийә саһәсини нишан қилған.

Иқтисадий пайда издәватқан оттура асия мәмликәтлири өзлирини демократик ислаһат вә башқа ишларда қилчә әйиблимәйдиған русийә билән хитайдин келидиған мәнпәәт үчүн улар билән йеқинлашмақта һәмдә улар арисидики мунасивәтләр күнсайин қоюқлашмақта.

Хитай иқтисадий җәһәттин тәсир тиклимәктә

Оттура асиялиқ анализчи әҗдәр аширқулопниң " асия учури" торида елан қилған мақалисидә көрситилишичә, хитай әмәлийәттә шаңхәй тәшкилатидики асаслиқ башламчи мәмликәткә айлинип, оттура асия райониға пүтүн күч билән сиңип кирмәктә.

Профессор рогерниң тәһлил қилишичә, хитайниң иқтисадий ашмақта, әгәр ғәрб оттура асияға сәрмайә беришни тохтатса, у чағда хитай ярдәм қолини узартиду. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиму ғәрбниң тәсиригә тақабил турушқа қаритилған болуп, америка вә явропа бу тәшкилатқа көзәткүчи сүпитидә қатнишиши зөрүрдур шуниңдәк йәнә оттура асияға нисбәтән иқтисадий истратегийиниму күчәйтиши керәк.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, нөвәттә, оттура асия мәмликәтлирини әң қизиқтуридиғини иқтисадий тәрәққият болуп, униң иқтисадий җәһәттин гүллинишкә ярдәм бәргән дөләткә йеқинлишиши тәбиий әһвал, америка оттура асияға һәрбий-сиясий җәһәттинла әмәс, бәлки иқтисадий җәһәттинму кирип, районниң өзидин күтүватқан иқтисадий тәрәққиятни илгири сүрүш үмидлирини ишқа ашурса, әслидинла хитай билән русийиниң тәсиридин қутулушни арзу қилидиған оттура асиялиқларниң ғәрб дөләтлири билән қоюқ мунасивәттә болушини илгири сүрүши мумкин. (Үмидвар)

.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.