Мәркизий асия иттипақи- мустапа камалдин нурсултан назарбайефқичә (2)
2007.05.23

Қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң мәркизий асия дөләтлири иттипақини қуруш идийиси түркий тиллиқ хәлқләр дуняси үчүн йеңи нәрсә әмәс. Кичик асиядин тартип, волга-урал бойлири, мәркизий асия җүмлидин уйғур елиғичә болған бипаян түркий тиллиқ хәлқләр дунясиниң сиясий, мәдәнийәт вә иқтисадий нуқтилардин чиқиш қилинған һалда әң мувапиқ бир шәкилдики бирликини бәрпа қилиш тәшәббуслириниң сабиқ совет иттипақи вә хитай тәрипидин пантүркизм билән әйиблинип, нурғунлиған кишиләрниң "пантүркист" җинайити билән һаятидин айрилғанлиқи вә түрмиләрдә ятқанлиқи һәм ханивәйран болғанлиқи һеч кимгә сир әмәс.
Сабиқ совет иттипақи пантүркизм шуаридин пайдиланди
Қисқиси, сабиқ совет иттипақи пантүркизимдин ибарәт сиясий қалпақни иҗад қилип, сабиқ совет территорийисидә яшиғучи түркий тиллиқ хәлқләрниң тил, мәдәнийәт, етник мәнбә вә сиясий тарихи җәһәтләрдики охшашлиқлири һәм ортақлиқлирини тәкитләшни сиясий җинайәт катигорийисигә мәнсуп қилиш билән бир вақитта техи өткән әсирниң 20-йиллириғичә болған арилиқта бир-бирини етник кимлик җәһәттин айриш вә чәткә қеқиш хаһиши болмиған түркий хәлқләрниң етник һәм мәмурий чегрилирини айрип, уларға миллий җумһурийәтлик аптономийә һоқуқлирини бериш арқилиқ қәдәмму-қәдәм айрим миллий кимлик , һәтта айрим милләтчилик хаһишини пәйда қилған вә раваҗландурған иди.
Мана шу 70 йиллиқ мусапидин кейин мәркизий явро-асияда яшиғучи түркий хәлқләр мустәқил дөләт һоқуқиға еришиш билән биргә улардики түркий миллий ортақлиқ хаһишлириниң орниға айрим дөләт милләтчилик хаһишлири толуқ дәриҗидә дәссигән болсиму, лекин улардики тил, дин, өрп-адәт җәһәтләрдики охшашлиқ вә ортақлиқлар шуниңдәк җуғрапийиви җайлишиш һәм башқа җәһәтләрдики әслидин мәвҗут болған бағлинишлар пантүркизм қалпиқиниң қанчилик қорқунчлуқ болушидин қәтий нәзәр улардики өзара "йеқинлиқ" чүшәнчиси вә туйғусини йоқ қилалмиди.
Шу сәвәбтин совет иттипақи йимирилип, мәркизий асия җумһурийәтлири мустәқиллиқни қолға кәлтүргәндә улар биринчи болуп, түркийиниң етирап қилишиға еришти һәмдә мәркизий асия рәһбәрлириму өзлириниң тунҗи дөләт дәриҗилик зиярәтлирини түркийидин башлиди.
Мәркизий асиялиқ мутәхәссис бәхтияр шаһназароф өз мақалисидә әкис әттүргәндәк түркийә баш министири турғут озал түркийә җумһурийитиниң қурғучиси, ата түрк мустапа камалниң идийисигә варислиқ қилип, 1992-йили вә 1993-йили түркий тиллиқ җумһурийәтләрни зиярәт қилди һәтта "түркий тиллиқ дөләтләр һәмдостлуқи" ни қуруш келишимини мәйданға чиқарди.
Апторниң қариши бойичә алғанда 90-йилларниң башлирида мәркизий асияда түркийә билән яхши өтүш һәмдә түркий хәлқләрниң өзара туғқанчилиқи һәққидә әркин сөзләш, йезиш һәм тәшәббус қилиш қанат яйдурулған иди.
Өзара даһийлиқ талишиш мундақ иттипаққа тосқунлуқ қилди

Истанбулда турушлуқ мәркизий асиялиқ мутәхәссис бәхтияр шаһназарофниң "мәркизий асия дөләтлири иттипақиниң қурулуши мумкинму?" мавзулуқ мақалисидә оттуриға қоюлишичә, турғут озал вапат болғандин кейин өзбекистан президенти ислам кәримоф түркий хәлқләрниң иттипақини шәкилләндүрүшкә интилгән болуп, " түркистан бизниң ортақ өйимиз" мавзулуқ китабини йезип нәшир қилдурған.
Бирақ, бу вақитта район дөләтлири иқтисадий кризисқа дуч кәлгән пәйт болғачқа һеч кимниң мәзкур идийә билән шуғуллинишиға мумкинчилик болмиди. Униң үстигә йәнә бир қанчә ташқи күчләрниң районға нисбәтән қизиқишиниң пәйда болуши вә уларниң тәсир күчиниң ешиши шуниңдәк бәзи президентларниң районниң даһийлиқини талишиш қатарлиқлар мәзкур идийини давамлиқ музакирә қилишқа йол қоймиди.
Түркий хәқләрниң йеқинлаштуруш қәдимини тезлитидиған силавиянчә һәрптин латинчә һәрпкә көчүш қарарини әзәрбәйҗан, өзбекистан, түркмәнистан парламентлири қобул қилди.
1994-Йили ислам кәримофниң түркийигә йәрләшкән өктичи муһәммәд салиһни қайтуруп беришни тәләп қилғанда түркийиниң рәт қилиши билән өзбекистан-түркийә мунасивәтлири еғир дәриҗидә бузулуп кәтти. Арқидинла өзбекистан өзиниң түркийидә оқуватқан бир қисим оқуғучлирини қайтуруп кәлди һәмдә 2000-йили өзара оқуғучи алмаштуруш пүтүнләй тохтиди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Мәркизий асия иттипақи- мустафа камалдин нурсултан назарбайефқичә ( 1)
- Назарбайефниң оттура асия дөләтлири иттипақи қуруш идийиси әмәлгә ашамду?
- Нәзәрбайиф: қазақистан ядро истансиси қуруши керәк
- Қазақистан президенти нурсултан назарбайев хитай зияритини башлиди
- Оттура асия кимгә йеқинлишиватиду?
- Қазақистан рус йезиқини ташливатмәкчи
- Назарбайев америка зияритини башлиди
- Қазақистан падишаһлиқ дөләт боламду?
- Қазақистан президенти америкини зиярәт қилмақчи
- Канада тәвәликидики бир уйғур өзбекистанда қолға елинди
- Сәрсанбайефниң өлүми қазақистанда сияси боран - чапқун чиқарди
- Нурсултан назарбайеф президентлиққа қәсәм бәрди