Мәркизий асия омумий тарихи пилани музакирә үстидә


2007.06.19

Мәркизий асия райониниң совет иттипақи йимирилгәндин кейинки 15 йиллиқ мустәқиллиқ һаятида бесип өткән мурәккәп сиясий, иқтисадий вә мәдәнийәт тәрәққият җәрянлири бүгүнки күндә районини сиясий, иқтисадий җәһәттин бирликкә кәлтүрүш идийилирини мәйданға чиқирипла қалмастин бәлки, йәнә қазақ, қирғиз, өзбәк, түркмән, уйғур вә башқа түркий милләтләрниң тарихий кимлики, мәдәнийәт кимлики вә миллий кимлик җәһәтләрдики ортақлиқ туйғулирини йорутуш мәсилисини мәркизий асия илим саһәси вә һөкүмәтлириниң хизмәт күн тәртипигә қойди.

Йеқинда , қазақистандики сулайманоф намидики шәрқшунаслиқ иниститути тунҗи болуп, мәркизий асия омумий тарихини йезиш пилани вә тәклипини оттуриға қоюп, қазақистан ,өзбекистан, түркмәнистан вә таҗикистан тарихшунаслириниң баш қошуп, мәзкур омумий тарихни бирликтә йезип чиқиш идийисини тәшәббус қилди.

Омумий тарих йезиш идийисиниң сәвәби

Бу пикирни оттуриға қойған қазақистан тарихшунаслириниң қаришичә, һәр қайси җумһурийәтләрниң тарихшунаслириниң бир йәргә җәм болуши асасида йезилидиған мәркизий асияниң омумий тарихи райондики хәлқләрниң ортақлиқ туйғусини тикләштә муһим әһмийәткә игә.

Қазақистан шәрқшунаслиқ институтиниң илмий хадими абләт камалофниң ейтишичә, һәр қайси түркий җумһурийәтләрниң мустәқил дөләтчиликиниң шәкиллинишигә әгишип, һәр бир җумһурийәт өз дөләтлириниң тарихлирини қайтидин турғузуш билән бир вақитта мәктәп тарих дәрсликлирини түзүп, яш әвладларниң айрим дөләтчилик вә милләтчилик идийисини раваҗландурди. Қазақистан өз алдиға қазақистан тарихини җүмлидин қазақ тарихини, қирғизистан, өз алдиға қирғиз вә қирғизистан тарихини йезип чиқти . Әлвәттә, өзбекистан, түркмәнистан һәм таҗикистанму шундақ қилди. Уларниң тарих дәрсликлири вә тарих оқушлуқлирида һәммиси өз миллитиниң тарихини гәвдиләндүрүшкә тиришқан болуп, мәзкур тарихлар милләтчилик хаһишлириниң күчийишидә муһим рол ойниди.

Лекин, мәркизий асия районидики хәлқләрниң қудрәт тепиши, иқтисадий җәһәтләрдин гүллиниши, һәрбий -сиясий җәһәтләрдә хәлқаралиқ тәсир күчигә игә болуши үчүн уларниң айрим мәвҗут болуш вә яки айрим тәрәққи қилиш йолини тутишидин көрә, өзлириниң җуғрапийиви, етник, мәдәнийәт , иқтисад вә башқа җәһәтләрдики көплигән охшашлиқлири вә ортақлиқлирини җари қилдуруп, бир гәвдигә айлинишниң техиму пайдилиқ икәнликидин ибарәт йәкүн қазақистан президенти нурсултан назарбайеф тәрипидин қайтидин оттуриға қоюлди.

Бир қисим мәркизий асия сиясийонлири, иқтисадшунаслири вә зиялийлири һәтта пуқралири буниңға аваз қошуп, районниң парчилинип турғунидин көрә бирликкә келишниң өзлири үчүн пайдилиқ икәнликини шуниңдәк буни әмәлгә ашуруш үчүн ортақ тарихий вә мәдәнийәт кимлик туйғусини тикләшниң муһимлиқини тонуп йәтти. Демәк, мәркизий асия омумий тарихини йезиш идийиси әнә шу идийиләр билән бағлинишлиқ болса керәк.

Тарих талишиш зиянлиқ

Өзбекистанлиқ шәрқшунас абдусаттар җүмәнәзәр әпәнди мәзкур тарих мәсилиси һәққидә тохтилип, "бу наһайити муһим , дәл вақтида тутидиған зөрүр мәсилә болуп, буниңға аллиқачан тутуш қилиш керәк иди . Бу һазирқи қошна дөләтләрниң бир-биригә йеқинлишишиға хизмәт қилиду, мәдәнийәтлик -мәдәнийәтсиз дегән гәпләр йоқилиду, һәмминиң йилтизи бир икәнлики көрүвалғили болиду. Әгәр биз паланчи бизниңки, қазақлар фараби бизниңки, таҗиклар ибни сина бизниңки десә, у чағда, тарих бузулиду. Улар һеч кимниң әмәс, улар һәммимизниң әҗдадлири" дәйду.

Бир қисим мәркизий асия тарихшунаслири тарих талишиш, болупму тарихтики мәшһур мәдәнийәт намайәндилири фараби, мәһмуд қәшқәри, йүсүп хас һаҗип, ибин сина, навайи вә башқиларни өзара талишишниң пайдисиз икәнликини тәнқид қилишип, мәркизий асия тарихини "омумий түрк тарихи " дәп аташ, бу тарихни язғанда айрим, қазақ, қирғиз, өзбек вә башқа намларни атимай, бәлки "түрк" ибарисини қоллинишни шуниңдәк мәктәпләрдә бундақ "омумий түрк тарихи" дәрсликлирини оқутуш пикирини оттуриға қоюшти.

Хәвәрләрдин қариғанда, нөвәттә, қазақистанда мәркизий асия омумий тарихини йезиш мәсилиси бойичә тар даириләр бойичә муһакимә йиғинлири болуп өткән , бу йиғинларда мәзкур тарихни қандақ усул вә қандақ мәзмунда йезиш шуниңдәк тарихий мираслар вә тарихий тәрәққият җәрянға қандақ баһа бериш һәм муамилә қилиш һәққидә муназириләр елип берилған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.