Оттура шәрқтә вәзийәт җиддийләшмәктә
2006.07.13
Хәвәрләргә қариғанда, ливандики һизбулла милитанлири исраилийә чегра қоғдаш қисимлириға һуҗум қилип , 8 исраилийә әскирини өлтүрүп, икки исраилийә әскирини гөрүгә алғандин кейин, исраилийә һәрбий қисимлириниң пәйшәнбә күни қуруқлуқ, деңиз вә һавадин ливандики нишанларға қарши елип барған һуҗумлирида аздегәндә 55 киши өлгән.
Тоқунуштики еғир чиқим
Ливандики һизбулла милитанлириниң, исраилийиниң шималий райониға қарши ракета билән елип барған қайтарма һуҗумида бир исраилийилик аял өлгән.
Бу арида исраилийә һәрбий қисимлириниң өткән ай пәләстинлик милитанлар тәрипидин гөрүгә елинған бир исраилийә әскирини қутқузуш мәқситидә пәләстин тупрақлирида башлатқан һәрбий һәрикитиму давамлишиватиду. Исраилийә урушчи айропиланлири пәйшәнбә күни ғәззәдики пәләстин ташқи ишлар министирлиқи бинасини бомбардиман қилған. Франсийә агентлиқниң хәвәр қилишичә, бу бомбардиман нәтиҗисидә 10 пәләстинлик бала яриланған.
Пәләстин миллий һакимийәт оргининиң президенти мәһмуд аббас, бу тоқунушларниң пүтүн оттура шәрқ райониға кеңийип кетиш хәвпи тоғрисида агаһландурди.
Сиясий мулаһизичиләр, исраилийиниң ғәззәгә һәрбий қисимлирини әвәтип, ливанға қарши һәрбий һәрикәт башлиғанлиқи, пәқәт пәләстинлик вә һизбулла милитанлири тәрипидин гөрүгә илинған әскәрлирини қутқузуш үчүнла әмәсликини , улар әскәрлирини қайтуруп елиш билән биргә, пәләстиндә һакимийәт бешиға кәлгән хамас вә ливандики һизбулла һәрикитигә қаттиқ зәрбә берип, оттура шәрқ районида оюнниң усулини өзгәртишкә тиришиватқанлиқини билдүрмәктә.
Һизбулла һәрикитиниң рәһбири шәйх һәсән нәсрулла, һизбулла әзалириниң пәләстинликләргә ярдәм қилиш үчүн, исраилийигә қарши һәрикәт елип барғанлиқини, гөрүгә елинған исраилийә әскәрлирини қайтуруп бериш үчүн сөһбәткә тәйяр икәнликини җакарлиди.
Әмма исраилийә баш минситири, хамас милитанлириниң тәклиплирини рәт қилғандәк, һизбулла рәһбириниң бу тәклипиниму рәт қилди.
Оттура шәрқ районида тинчлиқни қайтидин орнитиш үчүн бирликтә паалийәт елип бериватқан америка, яврупа иттипақи, русийә вә б д т бу тоқунушларниң чоң бир урушқа айлинип кетишиниң алдини елиш үчүн өз- ара сөһбәтләр елип бармақта. Лекин бу дөләтләр тоқунушларға пәрқлиқ көз қарашлар билән муамилә қиливатиду.
Дөләтләрниң охшаш болмиған қарашлири
Америка һөкүмити урушниң кеңишиниң алдини елишни вә тинчлиқни тәкитләватқан болсиму, әмма һизбуллани ливандики тоқунушларниң башлинишиға сәвбчи қилип көрсәтти.
Германийини зиярәт қиливатқан америка президенти җурҗ буш бу һәқтә бәргән баянатида, исраилийиниң өзини қоғдаш һоқуқи барлиқини тәкитләп, һизбулла тинчлиқни халимайду, хамасниң милитанлири тинчлиқни халимайду. Биз тинчлиқни халайдиғанлар билән һәмкарлиқимизни давамлаштуримиз, деди. У исраилийә һөкүмитини ливандики сониюра һөкүмитиниң һакимийәттин чүшишигә сәвәб болидиған һәрикәтләрдин өзини қачурушиқа чақирди.
Америка президенти шундақла, сурийидин исраилийиниң әскәрлирини қоюп бериши үчүн һизбулла һәрикитигә бесим ишлитишини тәләп қилди.
Лекин явропа иттипақи вә русийә тоқунушлардин әндишиләнгәнликини тәкитләп, исраилийиниң һәрикитини тәнқид қилди. яврупа иттипақиниң нөвәттики рәис дөлити болған финландийә, исраилийиниң ливандики һизбулла милитанлириниң һуҗумлириға қарши бундақ чоң кәң көләмлик һәрбий һәрикәт елип барғанлиқини тәнқид қилди. яврупа иттипақиниң муһим әзалириниң бери болған франсийә исраилийиниң ливанға қаратқан һәрбий һәрикитини қаттиқ тәнқид қилип, ливан һөкүмитиниң б д т бихәтәрлик кеңишиниң мәсилигә арилишиши тоғрисидики тәлипини қоллайдиғанлиқини билдүрди.
Русийә һөкүмити исраилийиниң пәләстинлик вә һизбулла милитанлири тәрипидин гөрүгә елинған әскәрлирини қутқузуш үчүн ливан вә пәләстин тупрақлириға қаратқан һуҗумлирини қаттиқ әйиблиди. Русийә ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси михаил каминин москвада бәргән баянатида, исраилийини ливанниң .Миллий игилик һоқуқиға һөрмәт қилишқа чақирди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Исраилийә мәңгүлүк чегра бекитишни қарар қилди
- Русийә йәнә дипломатийилик оюн ойнаватамду?
- Хамас ғәрб әллириниң исраилийини йоқитиш нийитидин ваз кечиш тәлипини рәт қилди
- Намайишчилар аббасниң истипа беришини тәләп қилди
- Хамасниң ғәлибиси оттура шәрқниң келәчики болған әндишиләрни күчәйтмәктә
- Пәләстиндики сайлам нәтиҗисии, исраилийә даирилирини әндишиләндүрди
- Исраилийә баш министири шарон ликуд партийисидин чикинди
- Исраилийә армийиси ғәззә райониға һуҗум қилди