Һәсән нәсрулла исраилийигә қарши очуқ уруш елан қилди
2006.07.14
Исраилийә, чаршәнбә күни һизбулла милитанлири исраилийә чегра қоғдаш қисимлириға һуҗум қилип, 8 исраилийә әскирини өлтүрүп, 2 әскирини гөрүгә алғандин кейин, ливандики нишанларға қаратқан һуҗумлириниң даирисини техиму кеңәйтип, җүмә күни ливәндики һизбулла рәһбириниң бейрутдики ойи вә һизбулла һәрикитиниң баш штабини бомбардиман қилди.
Исраилийиниң бу һуҗумидин кейин, һизбулланиң рәһбири шәйх нәсрулла, исраилийигә қарши очуқ уруш елан қилип, урушни исраилийиниң һайфа вә униңдин му ичкиридики шәһәрлиригә қәдәр елип баридиғанлиқини тәкитлиди. Исраилийиниң үчинчи чоң шәһири һесабланған һайфа, пәйшәнбә күни һизбулла милитанлириниң қаттиқ ракита һуҗумиға учриған иди.
Хәвәрләргә қариғанда, исраилийә һизбулла рәһбириниң өйигә қарита елип барған һуҗумида уни өлтүрүшни мәқсәт қилған икән. Исраилийә армийисиниң баянатчиси бу һуҗумниң нәсроллани өлтүрүш үчүн елип берилғанлиқини рәт қилди. Әмма һуҗумда һизбулла тәшкилатиниң баш штабиниң нишан елинғанлиқи ениқланди.
Тоқунуштики йеңи бир басқуч
Һизбулланиң нәсролладин бурунқи рәһбири аббас әлмусәвий 1992 - йили аяли вә үч яшлиқ бир қизи билән бирликтә исраилийә армийисиниң һава һуҗумида өлтүрүлгән иди.
Исраилийиниң ливанға қаратқан һуҗуми вә һизбулланиң рәһбири шәх нәсрулланиң исраилийигә қарши очуқ уруш елан қилиши билән 1948 - йилидин бери оттора шәрқтә өзлүксиз давамлишиватқан тоқунушлар йеңи бир басқучқа кирди.
Нурғунлиған сиясий мулаһизичиләр, бу тоқунушларниң йәнә узун йиллар давамлишидиғанлиқини билдүрмәктә. Уларниң ейтишичә, бу тоқунуш узун йиллар давамлашқанлиқи үчүн, әрәп вә исраилийикләрниң икки тәрәп оттурисидики дүшмәнликләрни унтуп, бир-бирлирини кәчүрүши мумкин әмәс.
Гәрчә исраилийә һәм ғәззәдә пәләстинликләргә қарши башлатқан һәрбий һәрикити һәмдә ливанға қарита елип бериватқан һәрбий һәрикитидә, хамас вә һизбулла милитанлири тәрипидин гөрүгә елинған әскәрлирини қутқузушни мәқсәт қилғанлиқини тәкитләватқан болсиму, әмма сиясий мулаһизичиләр, исраилийиниң бу һәрбий һәрикәтни пәқәт гөрүгә елинған әскәрлирини қутқузуш үчүнла әмәс, пәләстиндә хамас вә ливанда һизбулла ға қаттиқ зәрбә берип, уларниң райондики тәсирини йоқитишни мәқсәт қилғанлиқини билдүрмәктә.
Исраилийә америкиниң қоллишиға еришти
Уларниң ейтишичә, нөвәттә районда, исраилийиниң пәләстин вә ливанға қаратқан һәрбий һәрикитини тохтиталайдиған һечқандақ бир һәрбий күч йоқ. Исраилийигә сөзини өткүзәләйдиған дуняда пәқәт бирла дөләт бар, у болсиму америка. Исраилийә һөкүмити америкиниң позитсийсигә диққәт қилиду. Гәрчә президент буш тәрәпләрни сәвричан болушқа чақирған болсиму, һизбуллани тоқунушларниң башлинишиға сәвәбчи дәп әйиблиди һәмдә исраилийиниң өзини қоғдаш һоқуқи барлиқини билдүрди. Демәк, бу вәқәдә исраилийини қоллиди. явропа иттипақиму бу қетим исраилийиниң һәрикитигә ундақ қаттиқ инкас қайтурмиди. Һәтта германийә баш министири мәркәл президент бушқа охшашла һизбулла һәрикитини бу қетимқи тоқонушларниң сәвәбчиси дәп көрсәтти.
Һәтта бәзи әрәп сиясәтчилириму, хамас вә һизбуллани исраилийиниң бундақ кәң көләмлик һәрбий һәрикәт башлишиға сәвәб болди дегән тәлләппузда баянатлар бәрди. Әрәб сиясәтчилири бундин бурун һечқачан бундақ позитсисйидә болмиған. Демәк исраилийә хамас вә һизбуллаға қарши һәрикәт елип бериш үчүн мунасип вақитниң кәлгәнликини көрди вә хамас вә һизбулла милитанлири исраилийигә бу һәрикитини башлиши үчүн пурсәт яритип бәрди.
Шуңа нурғун сиясий мулаһизичиләр, исраилийә, һәм райондики һәрбий үстүнликидин һәмдә мәвҗут сиясий атмосфирадин пайдилинип, хамас вә һизбулла һәрикәтлиригә қаратқан һуҗумлирини давамлаштуруп, бу икки һәрикәтниң асаслиқ күчини йоқатмиғичә, пәләстин вә ливанда башлиған һәрбий һәрикитини тохтатмаслиқи мумкин дейишмәктә. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Оттура шәрқтә вәзийәт җиддийләшмәктә
- Исраилийә мәңгүлүк чегра бекитишни қарар қилди
- Русийә йәнә дипломатийилик оюн ойнаватамду?
- Русийә даирилири хамасни москваға тәклип қилди
- Хамас рәһбири хәлқарани пәләстингә қиливатқан ярдәмни тохтатмаслиққа чақирди
- Намайишчилар аббасниң истипа беришини тәләп қилди
- Хамасниң ғәлибиси оттура шәрқниң келәчики болған әндишиләрни күчәйтмәктә
- Пәләстиндики сайлам нәтиҗисии, исраилийә даирилирини әндишиләндүрди
- Исраилийә баш министири шарон ликуд партийисидин чикинди
- Исраилийә армийиси ғәззә райониға һуҗум қилди