Дуня рәһбәрлири ливанда тинчлиқ бәрпа қилиш үчүн тиришмақта
2006.07.17
Исраилийә билән ливан оттурисидики чегридаш җайларда, һизбулла партизанлири исраилийә қисимлириниң 8 адимини өлтүрүп 2 адимини тутқун қилғанлиқтин, исраилийә ливанға һава һуҗуми қозғап, ливанни бомбилаватқили һазир 6 күн болди. Бирләшмә агентлиқиниң бюруттин хәвәр қилишичә, йәкшәнбә күни исраилийиниң хайфа шәһири һизбулла қиисмлиирниң ракета һуҗумиға учрап бәзи биналар еғир дәриҗидә бузулғандин кейин, исраилийә дүшәнбә күни ливанниң бюрут шәһиридин башқа җайларниму бомбилиди. Хәвәрдә баян қилинишичә, дүшәнбә күни исраилийә ливанниң шималидики триполи шәһири вә ливанниң шәрқ тәрипидики баалбәк шәһиридики һизбулла истиһкамлирини һавадин бомбилиған.
Чәтәл пуқралири чекиндүрүлүшкә башлиған
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, чәтәлләр йеқиндин буян ливанда исраилийә билән ливан оттурисида йүз бәргән тоқунуш ичидә хәтәр һаләттә туруватқан пуқралирини чекиндүрүп чиқишқа яки тарқақлаштурушқа башлиди. Ливанда туруватқан австралийә пуқралиридин 5000 адәм 17- июл күни өз һөкүмитидин ярдәм тәләп қилип австралийиниң бюруттики әлчиханисиға өзини тизимға алдурған. Австралийә вә ливан тәвәликини сақлап қелип бюрутта яшаватқан австралийикләрниң сани 25 миң чамисида. Йәкшәнбә күни 45 нәпәр пуқрасини чекиндүрүп чиққан. Қалған пуқралириниму давамлиқ чикндүрмәктә. Һазир австралийә өз пуқралирини ливандин чекиндүрүп чиқидиған яки тарқақлаштурудиған бихәтәр чарә қолланмақта. Йеңи зилландийә даирилири болса ливандики пуқралирини чекиндүрүп чиқиш үчүн әнгилийә, франсийә даирилири билән алақилашмақта. Тайланд, японийә, филиппин, һиндонезийә қатарлиқ асия дөләтлириму өз пуқралирини ливандин қутқузуп чиқиш үчүн җиддий һәрикәт қилмақта. Филипинниң 30 миңдәк ишчиси ливанда ишләйтти, уларниң бир қисми һазир ливандики християн ибадәтханилириға тарқақлаштурулған. Тайландниңму 25 миңдәк адими ливанда туриду. Униң 200 нәпири ливан билән -исраилийигә чегридаш җайда турғачқа, һазир тайланд һөкүмити уларни тиз чекиндүрүшниң амалини қилмақта. японийиниң ливанда узун йил турушқа рухсәт алған 70 нәпәр пуқраси бар. Уларму һазир чекиндүрүлүшни тәләп қилған. Җәнубий корийиниң ливанда туриватқан 60 нәпәр пуқрасиниң 36 си сүрийигә кәткән.
Шинхуа агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә, ливанниң һизбулла қисимлири 12 - июл күни исраилийиниң 8 нәпәр әскирини өлтүрүп, 2 нәпәр әскирини тутқин қилғанлиқтин башланған исраилийә-ливан тоқунуши һазир барғансири дәриҗә өрлимәктә. Һәр икки тәрәптин өлгән вә яриланған адәмләрниң сани күндин -күнгә көпәймәктә. Хитайниң ливанда турушлуқ баш әлчиханиси 7 - айниң 17 - күни ливандики хитай пуқралирини қоғдаш үчүн тәдбир қоллинишқа башлиған. Хәвәрдә ейтилишичә, 60 нәпәр хитай пуқраси ливандин аптобус билән сүрийигә чекинип, сүрийиниң дәмәшқ шәһиридин айропилан билән хитайға қайтип кәлгән. Хитай һөкүмити хоңкоң, макавларлиқларниму ливандин чекинишкә дәвәт қилмақта.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ливанда 25 миң нәпәр америка пуқраси бар. Америка ташқи ишлар министири кандолиса райс ханим 'америка пуқралири һазир қутқузулушқа башлиди, америка пуқралириниң ливандики әһвали һәққидә маңа бир нәччә саәттә бир қетим доклат келиватиду' дегән. Хәвәрдә ейтилишичә, бәш бурҗәк бина һазир америка пуқралириға ярдәмлишиш үчүн ливанға 20 кишилик гуруппа әвәтишни қарар қилған. Канада хәвәр агентлиқиниң баян қилишичә, ливанда туруватқан канада пуқралириниң сани 40 миң чамисида. Исраилийиниң йәкшәнбә күнидики һава һуҗумида 7 нәпәр канадалиқ һаятидин айрилған. Униңдин башқа йәнә 6 нәпәр монтрийоллиқ бар. Бундақ җиддий әһвалда, канада һазир ливандин өз пуқралирини чекиндүрүш үчүн икки парахот әвәткән.
юртлирини ташлап сиртқа қечиватқанлар күндин -күнгә көпәймәктә
Б б с ниң хәвәр қилишичә, исраилийә билән ливан оттурисида йүз бәргән тоқунушларда, һазирға қәдәр ливанда 170 адәм, исраилийидә 24 адәм өлгән. Ливанниң җәнуб тәрипидики аһалиләрдин юртлирини ташлап сиртқа қечиватқанлар күндин -күнгә көпәймәктә. Бәзи мәһәллиләр һазир қуруқ қалған. Бәзи кишиләр сүрийигә кәтсә, бәзиләр қибрисқа кетиватиду. Һазирқи әһвалда уруш оти күндин -күнгә улғуямду яки өчүрүп ташлинамду? бу кризистин қутулушниң йоли барму? оттура шәрқтә тинчлиқтин үмид күтүш мумкинму? бундақ соаллар һазир хәлқараниң алдиға қоюлди.
Хитай пәнләр академийисиниң ғәрбий асия-африқа тәтқиқатчиси йин әпәндиниң мулаһизә қилишичә, исраилийә 2000 - йили 5 - айда ливандин чекинип чиққандин кейин, һизбулла қисимлири бу районни игәллигән иди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишиниң 1559 - номурлуқ қарарида һизбуллани қоралсизландуруш оттуриға қоюлған иди. Һизбуллани сүрийә билән иран қоллайду. Һазир ливанда шиә мәзһипидин болған һизбулла қисимлириниң қиливатқан һәрикити пүтүн әрәп дунясиниң мәнпәәти үчүн қилинған һәрикәт әмәс. Һазир бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ қошуни әвәтип ливанда тинчлиқ тикләш үчүн тиришмақта. Ливан һөкүмитиниң қайси йөнилишкә қарап тәдбир қоллунишиму һазир бир муһим мәсилә. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Исраилийиниң ливанға қаратқан һуҗумлирида аз дегәндә 47 киши өлди
- Һизбулла исраилийиниң хайфа шәһиригә ракита атти, исраилийә бейрутни бомбардилиди
- Һәсән нәсрулла исраилийигә қарши очуқ уруш елан қилди
- Оттура шәрқтә вәзийәт җиддийләшмәктә
- Б д т, сүрийидин һәррири дилосиниң тәкшүрүшигә һәмкарлишшини тәләп қилди
- Сүрийә вә ливан, рафиқ һәррини сүйқәст қилишта қоли барлиқини инкар қилди
- Исраилийә армийиси ғәззә райониға һуҗум қилди
- Исраилийә армийиси ғәззә районидин чекинип чиқип кетиду
- Исраилийә газа вә иордан дәрясиниң ғәрбий қирғиқидики бир қисим пәләстин земинидин пүтүнләй чекинди