Оттура шәрқтә йүз бериватқан тоқунушларниң тохтиши мумкинму?


2006.07.18

Бир һәптидин бери давамлишиватқан исраилийиниң ливанға қаратқан һава һуҗумлирида өлгәнләрниң сани 234 кишигә йәтти, һизбулла һәрикитиниң исраилийигә қарита елип барған һуҗумлирида һазирғичә 13 исраилийилик өлгән. Тосаттин башланған бу қанлиқ тоқунуш ливан хәлқини һәмдә исраилйиликләрни қаттиқ ғәзәпләндүрмәктә. Әмма исраилийә һөкүмәт рәһбәрлири шундақла һизбулла һәрикити йетәкчилири һазирчә урушни тохтитиш нийити йоқлиқини оттуриға қоймақта.

Исраилийә һизбулла һәрикитини қоралсизландурмақчи

Көпчиликкә мәлум болғандәк, бу қетимқи тоқунуш башлинишиға, ливандики һизбулла һәрикитиниң исраилийиниң бир чегра қоғдаш қисимға һуҗум қилип, 8 исраилийә әскирини өлтүрүп, икки исраилийә әскирини гөрүгә елиш сәвәбчи болди. Лекин дәсләптә ливанға қаратқан һәрбий һәрикитиниң һизбулла һәрикити тәрипидин гөрүгә елинған икки әскирини қутқузушни мәқсәт қилғанлиқини җакарлиған исраилийә һөкүмити, әмди һизбулла һәрикити қоралсизландурулмиғичә, ливанға қаратқан һуҗумлирини тохтатмайдиғанлиқини билдүрмәктә.

Хәвәрләргә қариғанда, хәлқара җамаәтниң бу қетимқи тоқунушларни кәлтүрүп чиқарған дәп һизбулла һәрикитини әйиблиши һәмдә америка һөкүмитиниң исраилийиниң өзини қоғдаш һоқуқи бар дәп, исраилийиниң һәрикитини қоллиши, исраилийиниң бу һәрбий һәрикити арқилиқ йәтмәкчи болған мәқсидиниң даирисини кеңәйтишигә сәвәб болған.

Әрәб дөләтлириниң инкаси

Бу қетимқи тоқунушқа бәзи әрәб дөләтлири бурун исраилийә билән әрәбләр оттурисида йүз бәргән тоқунушларда һечқачан көрүлмигән бир усулда муамилә қилди. Мисир, иорданийә вә сәуди әрәбистан қатарлиқ әрәб дөләтлири, һизбулланиң сәвәбсиз вә вақитсиз исраилийигә һуҗум қилип, әрәб дунясини мәғлубийәт гирдабиға елип маңғанлиқини билдүрмәктә. Һәтта сәуди әрәбистан һөкүмити баянат елан қилип, гәрчә һизбулла һәрикитиниң исмини ашкара тилған алмиған болсиму, ливандики мәлум гуруппиларниң дөләт ичидики мәсулийәтсиз һәрикәтлиригә қарши агаһландурди.

Хәлқара вәзийәтни өзиниң мәқсәтлири үчүн мувапиқ көргән исраилийә баш минстири олмәрт, ливанға қаратқан һуҗумлирини тохтитиш үчүн оттуриға қойған шәрәтлириниң даирсини кеңәйтип, өткән чаршәнбә күни һизбулла җәңчилири тәрипидин гөрөгә елинған икки исраилийә әскирини қайтуруп беришкә қошумчә, һизбулла һәрикитини қоралсизландуруш шәртини оттуриға қойди.

Һизбулла һәрикити исраилийә баш министириниң һәр икки тәлипини рәт қилип, исраилийә һөкүмити түрмилиридики пәләстинлик мәһбусларни қоюп бәргәндин кейин, андин исраилийиниң икки әскирини қайтуруп беридиғанлиқини билдүрди.

Мутәхәссисләр: урун хели вақит давамлишиши мумкин

Сиясий мулаһизичиләр, бу шәртләр астида урушниң йәнә хили вақит давамлишидиғанлиқини билдүрмәктә. Чүнки ливандики һизбулла һәрикитиниң қораллирини тапшурушни қобул қилиши мумкин әмәс.

Сүрийилик атақлиқ сиясий мулаһизичи сами мубайид асия вақти гезитидә елан қилған мақалисида, һизбулла һәрикитиниң исраилийиниң һәрикәтни қоралсизландуруш шәртини қәти қобол қилмайдиғанлиқини тәкитләп мундақ дәйду:

"Исраилийиниң һизбуллани қораллирини тапшурушқа мәҗбурлиши мумкин әмәс. Һизбулла һәрикитиниң рәһбири нәсрулла 1992‏- йилидин бери ливандики әң чоң қораллиқ гуруппиға қоманданлиқ қиливатиду. У әрәб вә мусулман дунясида нурғунлиған қоллуғучиси болған, иран вә сурийә қатарлиқ дөләтләр һәмдә ливандики шийиләр һимайә қиливатқан бир рәһбәр. Шуңа һизбуллани қоралсизландуруп, ливанниң сиясий сәһнисидин йоқитиш, ирақта садам һүсәйин һакимийити гумран болғандин кейин, сиясий һакимийитини тиклигән шийиләрдин, һакимийәттин вазкичишини тәләп қилғанға охшайду".

У, мақалисида йәнә мундақ дәйду: "ливандики шийиләрму йүз йилға йеқин ливандики сунниләр вә христианларниң һөкүмранлиқи астида яшиған. Улар 1970‏- йилларда имам муса әлсәдирниң вә 1990‏- йиларда нәсрулланиң рәһбәрликидә өзлириниң сиясий һоқуқиға еришти. Улар үчүн қораллиқ туруш болмиса болмайдиған бир зорурийәт. Йәнә бир тәрәптин ливанда һизбуллдин башқа һизбуллани қоралсизландурлайдиған башқа бир һәрбий күч йоқ. Шуңа әгәр исраилийә, урушни тохтитишни халиса, һизбуллани қоралсизландуруш шәртидин ваз кечишни керәк"

Әмма исраилийә тәрәп әмди ливанда уруштин бурунқи вәзийәткә қайтиш мумкин әмәсликини, қандақ болмисун исраилийини давамлиқ биарам қилип турған һизбулла һәрикитини чоқум қоралсизландуруш керәкликини тәкитлимәктә.

Икки тәрәпниң позитсийиси урушниң йәнә давамлишидиғанлиқини, бигунаһ пуқраларниң болупму ливан пуқралириниң уруш астида техи узун вақитғичә азаплинидиғанлиқини көрситиду. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.