Сиясәтчиләр исраилийә билән һизбулла оттурисидики тоқунушниң арқисида иран бар дәп қаримақта


2006.07.21

Ливандики һизбулла һәрикитиниң 12 ‏- июл күни тосаттин исраилийә чегра қоғдаш қисимлириға һуҗум қилип 8 исраилийә әскирини өлтүрүп 2 исраилийә әскирини гөрүгә елиш арқилиқ, исраилийиниң ливанға һуҗум башлап, оттура шәрқтә йеңи бир урушниң партлишиға сәвәбчи болғанлиқини, иранниң вашингтонға қарита елип бериватқан дүшмәнлик һәрикитиниң бир қисми дәп қараватқанлар пәқәт америкидики консерватип җумһурийәтчиләрла әмәс. Демократчиларму бу мәсилидә җумһурийәтчиләр билән охшаш көз қарашта.

Америка исраилийиниң һәрбий һәрикитини қоллиди

Бәзи мутәхәссисләрниң ейтишичә, бүгүн америкида мәвҗут атмосфера 2001‏- йили 11‏- сентәбир күни нюйорк вә вашингтон шәһәрлиридә елип берилған террорлуқ һуҗумлири билән ирақ урушиниң башлинишиға қәдәр болған дәвирдә мәвҗут вәзийәткә охшайдикән. У чағда, америка сиясәтчилири идеологийилик ихтлапларни бир тәрәпкә қайрип қоюп, һөкүмәтниң террорчилиққа қарши башлатқан уруши вә ираққа қарши һәрбий һәрикәт башлишини бирдәк мақуллиған иди. Бүгүнму шундақ болуватиду. Америка дөләт мәҗлисиниң һәр икки палатаси бирдәк қарар мақуллап исраилийиниң ливанға қаратқан һәрбий һәрикитини қолайдиғанлиқини җакарлиди.

Америка сиясәтчилиригә охшашла америка мәтбуатида елан қилиниватқан хәвәр , мулаһизә вә мақалилардиму асасән исраилийиниң ливанға қаратқан һуҗуми һәқлиқ көрситиливатиду.

Иран бу ишларниң арқисида

Сиясий мулаһизичи җим лобниң асия вақти гезитидә елан қилған мақалисидә баян қилишичә, буниң сәвәби америкидики сиясәтчиләрниң һизбулланиң иранниң тапшуруқи билән исраилийигә һуҗум қилип, нөвәттики җиддий вәзийәтни кәлтүрүп чиқарғанлиқиға ишәнгәнликидиндур.

Америкидики нурғунлиған сиясиюнлар, болупму консерватип сиясәтчиләр вә сиясий мулаһизичиләр, һизбулла һәрикитиниң бу һәрикәтниң асаслиқ қоллиғучиси болған иранниң рухсити алмастин туруп исраилийигә һуҗум қилиши мумкин әмәс. Һәтта бәзи сиясий мулаһизичиләр, һуҗумниң бивастә иран тәрипидин пиланланғанлиқини баян қилмақта. Уларниң ейтишичә, иран бундақ бир һәрикәт қозғаш арқилиқ дуняниң диққитини иран ядро мәсилисидин башқа тәрәпкә бурашни мәқсәт қилған. Шундақла әгәр америка ядро мәсилсидә иранға бесим ишлитивәрсә, һизбулла қатарлиқ һәр қайси дөләтләрдики шийә һәрикәтләрни ишқа селип америкиниң мәнпәәтигә зиян йәткүзәләйдиғанлиқи тоғрисида америкиға сиегнал беришкә урунған. Оттура шәрқтә башланған тоқунушлар сәвәбидин дуняда нефитниң баһасиму өрлигән болуп, иран бу вәзийәттинму пайдиланмақта икән.

Әрәп доләтлириниң көзқаришиму охшаш әмәс

Бундақ ойлаватқанлар пәқәт америка сиясәтчилирила әмәс. Сәуди әрәбистан, мисир вә иорданийдики нурғун кишиләрму охшаш көз қарашта болмақта. Һәтта бәзи мутәхәссссләрниң ейтишичә, сәуди әрәбистан, мисир вә иорданийә қатарлиқ әрәб дөләтлири, һизбулла һәрикитини өзлири үчүн бир тәһдид дәп қариғачқа, исраилийиниң һизбулла һәрикитигә қаратқан һуҗумлиридин хурсән болмақта.

Америкида чиқидиған нюйорк гезитиниң мулаһизичиси томас фиридман, ливанда тоқунушларниң башлиниши билән, ливан, ирақ вә пәләстиндә тикилгән демократийә гүллириниң, һизбулла җәңчилириниң өтәклири астида йоқ болуватқанлиқини билдүрмәктә.

Бәзи сиясий мулаһизичиләр, иранниң һизбуллани ишқа селип, ливанда уруш башлитиш арқилиқ аллиқачан йәтмәкчи болған бәзи нишанлириға йәткәнлкини билдүрмәктә, русийидә җәм болған дунядики тәрәққи қилған сәккиз чоң дөләтниң рәһбәрлири, оттура шәрқтә башланған тоқунуш түпәйлидин йеғинниң әң муһим темиси болған иран ядро мәсилсигә йетәрлик көңүл бөләлмигән.

Шуңа америка һөкүмити, дөләт мәҗлиси вә америка ахбарат васитилири исраилийиниң ливандики һизбулла һәрикитигә қарши башлиған һәрбий һәрикитини қоллаш арқилиқ, иранға қарши болған ғәзипини ипадилмәктә. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.