Хәлқара җәмийәт оттура шәрқтә уруш тохтитишни тәләп қилмақта
2006.07.31
Исраилийиниң ливанға қаратқан һуҗумлири 20-күнгә қәдәм қойған бу күнләрдә хәлқара җәмийәт оттура шәрқ кризисини һәл қилип, тинчлиқни әмәлгә ашурушқа интилмәктә.
Исраилийә наразилиқ инкаслири күчәймәктә

30- Июл күни исраилийә қошунлириниң ливанниң җәнубидики кана шәһиридики бир үч қәвәтлик бинани бомбардиман қилиш нәтиҗисидә 57 тинч пуқраниң өлүш вәқәси келип чиққандин кейин, хәлқара җәмийәтниң оттура шәрқ мәсилисигә болған диққити техиму қозғалди. Америка ташқи ишлар министири конда лиза райисниң ливанға елип бармақчи болған зиярити әмәлдин қалдурулди һәмдә ливан баш министири исраилийә уруш тохтатмиғичә өзиниң оттура шәрқ кризисини һәл қилиш сөһбитигә қатнашмайдиғанлиқини җакарлиди. Йәкшәнбә күни йәнә бейруттики б д т бинаси алдида наразилиқ намайиши йүз берип, бир топ кишиләр бинаға бесип кириш билән қалаймиқанчилиқ келип чиқти.
Кана шәһиридики қанлиқ вәқәдин кейин, йәкшәнбә күни б д т бихәтәрлик кеңиши җиддий йиғин ечип, бирләшмә баянат елан қилған болуп, буниңда бигунаһ тинч пуқраларниң өлтүрүшилиши қаттиқ әйибләнгән. Б д т баш катипи кофи аннанму бу вәқәни әйибләп, бихәтәрлик кеңишини чарә қоллинип, ливан билән исраилийиниң дәрһал уруш тохтитишини илгири сүрүшкә чақирған. Әмма, бихәтәрлик кеңишиниң бирләшмә баянатида дәрһал уруш тохтитишни тәләп қилиш һәққидики мәзмунлар йоқ болуп, америкиниң б д т дики әлчиси буниңға наразилиқ билдүрүп, бихәтәрлик кеңишидин уруш тохтитишни оттуриға қоюшни тәләп қилған.
Исраилийә уруш тохтитишни рәт қилиши мумкинму?
Бихәтәрлик кеңишиниң йиғини җәрянида көплигән дөләтләр исраилийиниң бу қилмишини тәнқид қилған. Исраилийә баш министири ормут болса, кана бомбардиманида тинч пуқраларниң өлүп кетишигә ечинған болсиму, әмма хәлқара җәмийәтниң дәрһал уруш тохтитиш тәлипини рәт қилған.
Бб с агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, франсийә оттура шәрқ мәсилисини һәл қилиш һәққидә бир лайиһисини оттуриға қойған шуниңдәк йәнә франсийә һәм түркийә уруш тохтимиған әһвал астида ливанға тинчлиқ сақлаш қошунлирини әвәтмәйдиғанлиқини җакарлиған.
Инсан һоқуқини көзитиш тәшкилати болса, исраилийиниң канада бигунаһ адәмләрниң өлүшини кәлтүрүп чиқарғанлиқини вә башқиларни мисал қилип, уни уруш җинайити билән әйиблигән.
Б б с агентлиқиниң учуридин қариғанда, америка ташқи ишлар министири конда лиза райис исраилийини зиярәт қилип, исраилийә баш министири вә дөләт мудапиә министири билән көрүшүп, уруш тохтитиш мәсилисини музакирә қилған. Конда лиза райис америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин исраилийә билән ливанниң бу һәптидә дәрһал уруш тохтитиши һәққидә қарар лайиһиси қобул қилишини тәләп қилидиғанлиқини билдүргән болуп, әнгилийә баш министири тоний блайирму" бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға мәзкур уруш тохтитиш қарарини қобул қилишқа һәр тәрәптин әң юқири дәриҗидә бесим ишлитишни тәшәббус қилған.
Америка авази радиосиниң хәвиригә қариғанда, конда лиза райис дүшәнбә күни исраилийидин айрилиш алдида өзиниң бу һәптидә һизбулла билән исраилийиниң уруш тохтитиш һәққидә келишим һасил қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүргән. Әгәр, бихәтәрлик кеңиши қарар қобул қилса, ливанға тинчлиқ сақлаш қисимлири киридикән.
Исраилийә 48 саәт бомбардиман қилишни тохтатти
Исраилийә хәлқара җәмийәтниң бәсими астида дүшәнбә күни ливанниң җәнубиға қаратқанһава һуҗумлирини 48 саәт тохтитидиғанлиқини, әмма буниң уруш тохтитиш әмәсликини елан қилди. Әмма, ливан тәрәп исраилийә армийисиниң дүшәнбә күни чүштин бурун саәт 1- дә сүрийигә чегрисидин бәш километир җайға һавадин һуҗум қилғанлиқини билдүргән болсиму, әмма исраилийә тәрәп буни инкар қилған. Исраилийә һава армийиси дүшәнбә күни ливанниң җәнубидики бәзи җайларни бомбардиман қилған болуп, исраилийә тәрәп буниң исраилийә армийисиниң һизбулла билән елип бериватқан қуруқлуқтики урушиға ярдәм көрситиш икәнликини чүшәндүргән.
Русийә агентлиқлириниң учуридин қариғанда, франсийә ташқи ишлар министири филлип дуст блази дүшәнбә күни ливанға йетип келип, франсийиниң кризисни һәл қилиш тәклиплирини оттуриға қойған. У, сөзидә, франсийиниң мәсилигә тутқан позитсийисиниң америкидин пәрқлиқ икәнликини көрситип, баштила уруш тохтитиш үчүн сөһбәт йолини қоллинишни тәшәббус қилғанлиқини билдүргән.
Русийә һизбулла билән һаммасни террорлуқ тәшкилат дәп қаримиди
Хәвәрләргә қариғанда, исраилийә армийиси бир тәрәптин ливанға қаратқан һуҗумини вақитлиқ тохтатсиму, лекин йәнә бир тәрәптин пәләстинниң ғәззә районидики һаммас қораллиқ күчлириниң нуқтилирини бомбардиман қилишни давамлаштурған. Йәкшәнбә күни кәчтә исраилийә һава армийиси ғәззәдики икки қорал ярақ искилатини бомбардиман қилған.
Америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, исраилийә билән һизбулла арисидики урушлар күнсайин күчийип, оттура шәрқ вәзийити мурәккәплишиватқан бу күнләрдә русийә һөкүмити бир хәлқаралиқ террорлуқ тәшкилатларниң тизимликини елан қилған болуп, буниңда талибанни өз ичигә алған 17 тәшкилатниң русийидики һәрикитиниң чәкләнгәнликини җакарланған.. Бирақ, бу тизимликкә америка террорлуқ билән әйибләватқан һизбулла тәшкилати һәм һаммас тәшкилати киргүзүлмигән.
Русийә рәһбәрлири һаммасни пәләстин сайлимида ғәлибә қазанғандин кейин, москваға тәклип қилған болуп, бу җәһәттә америка билән зитлишип қалған иди. Бу қетим русийә йәнә исраилийә қошунлири билән уруш қиливатқан һизбуллани террорлуқ тәшкилат дәп қаримиған.
Русийиниң нәвсру агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, һаммас тәшкилатиниң рәһбири бу йил 6-айда һаммас тәшкилати тәрипидин тутувелинған бир нәпәр исраилийилик әскәрниң техи һаят икәнликини билдүргән.
Һизбулла тәшкилатиниң рәһбәрлиридин бири һизбулланиң исраилийигә қарши 6 йил уруш тәйярлиқи қилғанлиқини ашкарилиған шуниңдәк һизбулла күчлири йәкшәнбә күни кана шәһиридики вәқәдин кейин интиқам елиш тәриқисидә исраилийиниң бир чегра шәһиригә ракета атқан. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Исраилийә ливанға қаратқан һуҗумда хәлқараниң қоллишиға еришкәнликини билдүрмәктә
- Исраилийә ливанда қаза қилған б д т хадимлириға қайғусини ипадилиди
- Исраилийиниң ливанға қаратқан һава һуҗумлири давамлишиватиду
- Кондилиза райис ливанни зиярәт қилди
- Сиясәтчиләр исраилийә билән һизбулла оттурисидики тоқунушниң арқисида иран бар дәп қаримақта
- Конзилиза райис оттура шәрқни зиярәт қилмақчи
- Исраилийиниң ливанға қаратқан һуҗуми давамлашмақта
- Исраилийә ливанға давамлиқ һуҗум қилмақта
- Оттура шәрқтә йүз бериватқан тоқунушларниң тохтиши мумкинму?
- Исраилийә уруш тохтутуш вә ливанға хәлқара қошун орунлаштуруш тәклипини рәт қилди
- Дуня рәһбәрлири ливанда тинчлиқ бәрпа қилиш үчүн тиришмақта
- Исраилийиниң ливанға қаратқан һуҗумлирида аз дегәндә 47 киши өлди
- Һизбулла исраилийиниң хайфа шәһиригә ракита атти, исраилийә бейрутни бомбардилиди