Исраилийә - ливан уруши йәнила җиддий давамлашмақта


2006.08.07
liwan.jpg
Ливан баш министири Fuad Siniora әрәп дөләтлири ташқи ишлар министирлириниң 2006 – йили 7 – авғуст күни бейрутта чақирилған йиғинида сөз қилмақта. AFP

Пүтүн дуня җамаити исраилийә билән ливан арисидики уруш тохтитиш мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүватқан бу күнләрдә исраилийә айропиланлири давамлиқ түрдә бейрутниң әтрапини өз ичигә алған бир қисим җайларни бомбардиман қилмақта һәмдә шуниңға җавабән һизбулла қораллиқ күчлириму исраилийә чегра шәһәрлиригә ракета етишни давамлаштурди, буниң нәтиҗисидә икки тәрәп арисидики қазаға учриғучиларниң сани үзлүксиз түрдә көпәйгән болуп, бу әһвал бирләшкән дөләтләр һәққидә тездин қарар елишиға түрткә болмақта.

Уруш җиддий давамлашмақта

Исраилийә билән ливан арисидики уруш 26-күнгә қәдәм қойған бу күнләрдә икки тәрәп арисидики бир-бирини бомбардиман қилиш һәрикәтлири давамлиқ йүз бәрмәктә, шуниңдәк һизбулла күчлири ливан территорийисигә киргән исраилийә қошунлири билән давамлиқ түрдә йүзму-йүз җәң қилишни давамлаштурмақта. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңиши оттура шәрқ вәзийитини нормаллаштуруп, уруш тохтитишни әмәлгә ашуруш үчүн өз һәрикитини башлаватқан бу күнләрдә исраилийә һава армийиси дүшәнбә күни бейрутниң җәнубидики дахии шәһирини бомбардиман қилған. Рейтерс агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, бу бомбардиманда кәм дегәндә 10 адәм һаятидин айрилған, йәнә бир хәвәргә қариғанда, исраилийә қошунлири һола дәп аталған йезини бомбардиман қилғанда, 40 нәпәр ливанлиқ тинч пуқра өлгән.

Исраилийә һава армийисиниң бомбардиманлири билән охшаш вақитта ливанниң җәнубида исраилийә қуруқлуқ армийиси билән һизбулла қораллиқ күчлири арисида шиддәтлик җәң елип берилған болуп, һизбулла тәрәптин 14 адәм өлтүрүлгән, бир исраилийә әскири өлгән һәм төти яриланған. Америка авази радиосиниң учуридин мәлум болушичә, йәкшәнбә күни һизбулла исраилийә чегра шәһәрлиригә ракета атқан болуп, 15 адәмниң өлүмини вә көплигән адәмниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарған. Һизбулланиң ракета һуҗумида өлгәнләрниң 12 нәпири исраилийә әскири икән. Һизбулланиң исраилийиниң 3- чоң шәһири хәйфаға қаратқан ракета һуҗумида үч адәм өлгән, тәхминән 160 адәм яриланған.

Хәвәрләргә қариғанда, исраилийә һөкүмити ливанға нисбәтән техиму кәң көләмдә һәрбий һәрикәт қоллиниш пилани түзгән.

Уруш кәлтүрүп чиқарған паҗиәләр

Ениқ мәлуматларға қариғанда, 26 күн җәрянида 997 ливан пуқраси, 94 исраилийилик һаятидин айрилған болуп, өлгән ливанлиқларниң арисида 12 яшқа толмиған балилар зор салмақни игилигән, уруш җәрянида җәмий 3322 адәм яриланған.

Русийиниң невсру агентлиқиниң санлиқ мәлуматларни ашкарилишичә, бу уруш ливанлиқларға зор балайи-апәтләрни елип кәлгән болуп, бир милйонға йеқин адәм өй-җайлиридин айрилишқа, 220 миң адәм ливандин кетишкә мәҗбур болған. Нурғун имарәтләр, 70тин артуқ көврүк, аптомобил йоллири, бейрут айродроми һәмдә сода, җамаәт қурулушлири вәйран қиливетилгән болуп, ливанниң тартқан иқтисадий зийини икки йерим милярд америка доллири қиммитигә йәткән. Исраилийә билән һизбулла арисидики урушта әң еғир зиян тартқучә ливан болуп қалған.

Бихәтәрлик кеңишиниң паалийити

Оттура шәрқ вәзийитини турақлаштуруши, исраилийә билән ливан арисидики урушни тохтитиш үчүн америка қошма шитатлири изчил һәрикәт қилип кәлгән болуп, 8-айниң 5-күни америка билән франсийә б д т бихәтәрлик кеңишиниң ливан билән исраилийә арисидики урушни тохтитиш қарар лайиһиси һәққидә ортақлиқ һасил қилған болсиму, лекин бу қарар лайиһиси һәққидә йәнила охшимиған көз қарашлар мәйданға чиққан. Әнгилийә баш министири тоний блайир буни қоллап," бу исраилийә-ливан тоқунушиниң бир қанчә күнләр ичидә тохтайдиғанлиқи"ни көрситиду дәп билдүргән. Лекин, ливан тәрәп буниңға қошулмайдиғанлиқини, униңдики бир қисим нуқтиларға өзгәртиш киргүзүлүши лазимлиқини оттуриға қойған.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур қарар лайиһисидики " һуҗум характерлиқ һәрбий һәрикәтләрни тохтитиш" дегән мадда әмәлийәттә исраилийә тәрәпкә қаритилған болсиму, лекин исраилийә қәтий һалда өзиниң һуҗумға учриған әһвал астида қайтурма зәрбә бериш һоқуқи барлиқини оттуриға қойған. Әмма, франсийә қатарлиқ дөләтләр алди билән ливанниң шәртсиз түрдә уруш тохтитиши лазимлиқини тәкитлигән. Һизбулла рәһбәрлири исраилийиниң таҗавузчи икәнликини көрситип, әгәр униң ливандин қошунлирини чекиндүрсила, униң дәрһал уруш тохтитидиғанлиқини, уларниң шәртиниң" исраилийиниң ливан территорийисидә бирму исраилийә әскирини қалдурмаслиқ" икәнликини тәкитлигән. Рейтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, һазир ливан территорийисидә 10 миңдин артуқ исраилийә әскири җәң қилмақта икән.

Хәвәрләргә қариғанда, бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишиниң мәзкур уруш тохтитиш һәққидики қарар лайиһиси һәққидә әза дөләтләр 7-вә 8-авғуст күнлири аваз бериш елип берип, ахирқи йәкүнни чиқиридикән.

Бихәтәрлик кеңишигә әза дөләтләр рәһбәрлири пикир алмаштурди

Бу арида русийә президенти владимир путин билән әнглийә баш министири тоний блайир қатарлиқлар телефон сөһбити елип берип, исраилийә билән ливанниң дәрһал уруш тохтитишини тәләп қилған.

8-Айниң 6-күнидики исраилийә армийисиниң бомбардиманида ливанда турушлуқ б д т тинчиқ сақлаш қисимлириниң ичидики хитай тинчлиқ сақлаш әтритиниң үч нәпәр қурулуш әскири еғир яриланған болуп, бу хитай ташқи ишлар министирлиқиниң наразилиқини қозғиған. Буниңдин бир һәптә илгири бир хитай һәрбий офитсери исраилийә армийисиниң һава һуҗумида өлтүрүлгән иди. Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң б д т баш секритари кофи аннанға телефон берип, хитай һөкүминиң оттура шәрқтә дәрһал уруш тохтитилишини тәләп қилидиғанлиқини билдүргән. Кофи аннан 5-авғуст күни йәнә бир қетим икки тәрәпниң уруш һалитигә хатимә бериши һәмдә ливанниң җәнубиға дәрһал тинчлиқ сақлаш қисимлири киргүзүшни тәләп қилди.

Оттура шәрқ дөләтлириниң инкаси

Сурийә ташқи ишлар министири 6-авғуст күни бейрутни зиярәт қилип, әрәп дөләтлири ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнашқан болуп, хитайниң шинхуа агентлиқиниң учуридин қариғанда, у ливан ташқи ишлар министири билән көрүшкән һәмдә сүрийиниң ливанни қоллайдиғанлиқини билдүрүп," һизбулла вә ливанниң пүтүн әрәп дөләтлириниң абройини қоғдаватқанлиқини, әгәр лазим болса, өзиниң бир һизбулла җәңчиси болидиғанлиқини билдүргән, у йәнә әгәр исраилийиниң сүрийигә һуҗум қилса, сүрийә армийисиниң дәрһал қайтурма зәрбә беридиғанлиқини җакарлиған.

Америка қатарлиқ ғәрб дөләтлири сүрийә билән иранниң һизбуллани йошурун қоллаватқанлиқини изчил тәнқид қилип кәлмәктә.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.