Пакистандики хитай һөкүмитини қоллиғучилар хитайниң пакистандики уйғурларға өй селип бериш пиланини раст дейәлмиди

“пакистандики уйғурларға өй селип бериш пилани” пакистандики хитай әлчиханиси вә униң шериклири тәрипидин түзүлгән. Әмма, пилан техи хитайниң алақидар органлири тәрипидин тәстиқланмиған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.10.12
riza-xan-pakistan-xitay muhajirlar-jemiyiti-305.jpg Пакистандики хитай муһаҗирлар җәмийитиниң башлиқи риза ханниң пакистандики “иқтисадқа нәзәр” намлиқ журналда елан қилинған мақалилириниң бир. 2011-Йили феврал.
RFA/Shohret Hoshur

Афғанистандики б д т ишханисидин сиясий панаһлиқ тилигән пакистанлиқ уйғур қәмирдин абдурахман, пакистандики “җуңголуқлар җәмийити” ниң рәиси ризахан дегән кишиниң өзигә телефон уруп хитай һөкүмитиниң пакистандики уйғурларға олтурақ өй селип бериш пиланини ейтип уни сиясий панаһлиқ илтимасидин ваз кечишкә қизиқтурғанлиқини ашкарилиған иди. Бүгүн мухбиримиз пакистандики “өмәр уйғур вәхпи” вә бир қисим хитай шериклиригә телефон қилип мәзкур пиланниң раст-ялғанлиқини сүрүштә қилди. Өмәр уйғур вәхпә уйғур җамаити арисида бир айдин бери растинила шу хил сөзләрниң тарқалғанлиқини билдүрди. Әмма хитай шериклири болса мәзкур пиланни раст дәп ейталмиди.

Биз хитайниң пакистандики уйғурларға өй селип бериш пиланиниң раст яки ялғанлиқини ениқлаш үчүн, алди билән хитай һөкүмитиниң пакистандики шериклириниң увиси болған җуңго муһаҗирлар җәмийитигә йәни рәиси ризаханға телефон қилдуқ. Ризаханниң телефони елинмиғандин кейин, мәзкур җәмийәтниң актип әзаси, аталмиш диний зат абликимхан һаҗимға телефон қилдуқ. У телефонимизға җаваб бериштин өзини қачурди.

Биз арқидин пакистанда паалийәт елип бериватқан “өмәр уйғур вәхпи” ниң рәиси өмәрҗандин әһвал игилидуқ. Өмәрҗан йеқиндин бери уйғур җәмийити арисида хитайниң уйғурларға өй селип бериш пилани һәққидә сөз тарқалғанлиқини вә бу сөзниңму оттуриға чиққиниға алди-кәйни болуп бир ай вақит өткәнликини билдүрди.

“өмәр уйғур вәхпи” ниң әзалиридин абдуқеюм шәмшидин хитайниң пакистандики уйғурларға өй селип бериш пиланиниң алди-кәйни вә келип чиқиш сәвәблири һәққидә тохталди.

Нөвәттә хитай билән актип һәмкарлишип паалийәт елип бериватқан муһаҗирлардин бири абдуқеюм миҗиттур. Абдуқеюм миҗит пакистандики “җуңголуқлар җәмийити” гилгит шөбисиниң башлиқи. У алдинқи йили хитай аҗратқан хираҗәт билән хитай өлкилири вә уйғур елини зиярәт қилип кәлгән. Биз өй селип бериш пилани һәққидә абдуқеюм миҗиттин учур игилидуқ. Абдуқеюм миҗит мәзкур пиланниң растлиқи һәққидә ипадә билдүрәлмиди.

Юқириқи учурлардин қариғанда, пакистандики уйғурларға өй селип бериш пилани пакистандики хитай әлчиханиси вә униң шериклири тәрипидин түзүлгән. Әмма, пилан техи хитайниң мәркизи һөкүмәт яки алақидар органлири тәрипидин тәстиқланмиған. Бирақ, хитай шериклири пакистандики уйғур җамаитини өзлиригә әгәштүрүш үчүн техи тәстиқланмиған мәзкур пиланни базарға селишқа башлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.