90 Йилдин кейин өз туғқанлирини тепивалған түркийилик уйғур билән сөһбәт


2008.02.18

oghuz-mehmutqeshqiri-200.jpg
Оғуз қузғунбай әпәнди мәхмут қәшқери мазарида. RFA Photo / Erkin Tarim

Уйғурларниң түркийә земинигә келип җайлишиши интайин узун тарихқа игә. Бизниң тарих китаблиридин игилишимизчә ‏1074 ‏ - йилидики малазгирит урушида тунҗи қетим анатолийигә киргән түркләр арисида уйғурларму бар икән. Кейин 13 - әсирдә чиңгизхан армийәлири билән биллә кәлгән уйғурлар анатолийә земинигә йәрләшкән икән. 14 - Әсирниң ахириға кәлгәндә түркийиниң сивас вә қәйсәрини мәркәз қилған һалда әратна уйғур бәглики қурулған болуп, бу бәглик 100 йилға йеқин һөкүм сүргән. Бу мәзгилдиму түркийә земинидики мусулман түрк нопусини көпәйтиш үчүн көп санда уйғурларни әкилип бу йәргә җайлаштурған икән.

Демәк 1000 йилдин бери уйғур дияридин түркийигә болған көч давам қилмақта. 20 - Әсирниң башлиридин тартип түркийигә келип олтурақлишип қалған уйғурлар өз тилини, өрп вә адәтлирини қоғдап қалалиған болсиму, 20 - әсирниң башлиридин бурун кәлгән уйғурлар өз ана тилини йоқутуп қойған. Бу уйғурлар кейинки 20 йилдин бери һәр хил йоллар билән чоң дадилириниң уйғур дияридики уруғ туғқанлирини тепишқа, улар билән дидар көрүшүшкә тиришмақта.

Булардин бири түркийиниң шәрқий җәнубидики тарсус вилайитидә туғулуп чоң болған оғуз қузғунбай әпәнди. Оғуз қузғунбай әпәндиниң чоң дадиси сопи нияз һаҗи 1920 - йили қәшқәрдин һәҗ қилиш үчүн сәуди әрәбистанға барған болуп, кейин йоллар тосулуп қелип өз юртиға қайталмай түркийиниң тарсус шәһиригә келип, бир әрәп қизи билән той қилип, бу йәрдә олтурақлишип қалған. Бу әрәп аялидин болған оғлиниң оғли йәни нәвриси оғуз қузғунбай әпәнди, 1 - айниң 14 - күни қәшқәргә берип чоң дадиси туғулуп чоң болған йезини вә туғқанлирини тапқан. Биз бу киши билән бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ.

oghuz-quzghunbay-heytgah-20.jpg
Оғуз қузғунбай әпәнди һейтгаһ алдида. RFA Photo / Erkin Tarim

Әркин тарим: Һөрмәтлик оғуз қузғунбай әпәнди сиз йеқинда уйғур дияриға берип чоң дадиңизниң туғулуп чоң болған йезисини вә туғқанлириңизни тепип келипсиз, қандақ таптиңиз?

Оғуз қузғунбай: Мән 1 - айниң 14 - күни берип 18 күн турдум. Үрүмчидә бир һәптә, қәшқәрдә бир һәптә турдум. Қәшқәрни айланғандин кейин чоң дадамниң юртиға йәни тоққузаққа баридиған йолниң үстидики. Көкериқ дегән йезини издәп тепип у йәргә бардим. Бу көкериқ дегән йәр чоң дадам туғулуп чоң болған йеза икән. У йезидики яшанған кишиләр билән сөзлишип чоң дадамниң туғқанлирини таптим, әмма улар билән узун йил көрүшәлмигән болғачқа, уларниң яки бизниң қолимизда чоң дадам билән биллә чүшкән рәсим яки бу һәқтә материял болмиғачқа бизниң туғқанлиримизму әмәсму бу һәқтә ениқ бир мәлуматқа игә болалмидим.

Әркин тарим: Сизниң чоң дадиңиз у йезидин қачан айрилған икән? бу һәқтә мәлуматиңиз барму?

oghuz-quzghunbayning--tughq.jpg
Оғуз қузғунбай әпәндиниң туққанлиридин бири. RFa Photo / Erkin Tarim

Оғуз қузғунбай: Чоң дадам 1920 - йили түркийигә кәткән икән. Һазирғичә 80 - 90 йил болған гәп, пәқәт өз юртиға қайталмапту. Бәзи яшанған кишиләр билән муңдаштим улар чоң дадамниң укилиридин аңлиғанлирини дәп бәрди. Бу йил қәшқәр бәкла соғуқ иди, көп адәм билән көрүшәлмидим. Пәқәт 5 - 6 ақсақал биләнла сөзлишәлидим. Әмма чоң дадамниң мәһәллисиниң у йәр икәнлики ениқ. Чүнки дадамдин қалған бир хәттә чоң дадам туғулған йәрниң қәшқәрниң йеқинлиридики шорбағ көкериқ һойла ярбеши дегән мәһәллә икәнлики йезилған. Бу йезини таптим, бәзи кишиләр өзлириниң чоң дадамниң туғқанлири икәнликини деди. Улар билән тонушуп наһайити хурсән болдум. Чоң дадамниң вәтинини бәкла яқтурдум. Интайин яхши йәр икән, инсанлири бәкла меһман дост ақ көңүл икән.

Әркин тарим: Һөрмәтлик оғуз қузғунбай әпәнди чоң дадиңиз туғулуп чоң болған тупрақларни көргән вақтиңизда немиләрни һес қилдиңиз?

tughqanlirini-izdewatidu-20.jpg
Оғуз қузғунбай әпәндиниң туққанлиридин бири. RFA Photo / Erkin Tarim

Оғуз қузғунбай: Бәк һаяҗанландим чүнки чоң дадамниң туғқан уруқлирини көрдүм. Уларму туғқан уруқлири көп бир аилә икән. Сейит аббас аилиси дәп атилидикән. У йезидики пүтүн инсанларни рәсимгә тарттим, чүнки уларниң көпи чоң дадамниң туғқанлири икән. яшанған бир бовай чоң дадамға бәкла охшайтти. Мениң чоң дадам у йәрдә туғулған икән, дадам болса түркийидә туғулған, чоң дадам сәуди әрәбистанға һәҗгә берип, қайтиш йолида түркийигә келип, мениң чоң анам билән той қилған икән. Чоң анам болса түркийиниң торус вилайитидә дуняға кәлгән бир әрәп қизи икән. 1964 - Йили мән 6 яш вақтимда чоң дадам вапат болди. Чоң дадамниң чирайи азрақ ядимда. Чоң дадам уйғурчини яхши билидикәнтуқ, әмма мениң дадам уйғурчә билмәйтти. Чүнки тарсуста биз бирла уйғур аилиси бар икәнтуқ. Уйғурчә сөзлишидиған адәм болмиғачқа дадамлар өз тилини өгинәлмигән икән. Мән кичик вақтимда чоң дадамниң уйғур тамақлирини қилип йегәнлири ядимда, дадамниң дейишичә чоң анам уйғур тамиқи қилишни билмәйдикәнтуқ, әмма чоң дадам давамлиқ өзи уйғур тамиқи қилидикәнтуқ.

Әркин тарим: Һөрмәтлик оғуз қузғунбай әпәнди чоң дадиңизниң юрти болған қәшқәрдики кишиләрниң турмуши қандақ икән?

Оғуз қузғунбай: У йәрдики кишиләрниң турмуши бәкла начар икән, уни көрүп көңлүм бәкла йерим болди. Қәшқәр айропилан истансисида җедәл чиқардим. Хитайлар уйғурларни бәкла кәмситидикән. Мән айропилан истансисида өчрәт сақлаватсам, хитайлар өчирәткә кирмәстин яндин келип, чамданлирини өткүзүшкә башлиди. Бу һәқсизлиққа чидап туралмай варқиридим, кейин сақчилар кәлди. Хитайлар уйғурларни адәм қатарида көрмәйдикән. Уйғур хәлқи бәхтлик әмәс икән. Уйғурлар зич олтурақлашқан мәһәллиләрни айландим, уйғурлар йоқсуллуқ ичидә яшимақта. Йеңи есил биналарда туруватқанларниң, яхши йәп, яхши кийинип ойнаватқанларниң һәммиси дегүдәк хитайлар икән. Буларни көрүп көңлүм бәкла йерим болди. Хитайлар уйғур земинини тезла бесип кәткили турупту, хитайлар күндин күнгә көпийиветипту.

Әркин тарим: Бу тәсиратлириңизни радиода аңлатсақ боламду?

Оғуз қузғунбай: Болиду, әлвәттә болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.