Оттура асиядики уйғурлар- өзбекистан уйғурлириниң тәқдири (1)


2007.02.21

Оттура асиядики қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан вә түркмәнистан җумһурийәтлиридә хели көп санда уйғурлар яшайду. Гәрчә, оттура асия һөкүмәтлири уйғурларниң сани һәққидә түрлүк кәмәйтилгән рәсмий мәлуматларни елан қилған болсиму, бирақ уйғур зиялийлири буларни қобул қилғини йоқ. Әслидә оттура асиядики уйғурларниң асасий қисими өзбекистанға тарқалған болса, бүгүнки күндә бу җумһурийәттики уйғур нопуси ассимилятсийә болуш сәвәбидин азлап оттура асия уйғурлириниң кичик бир тармиқи болуп қалған шуниңдәк йәнә давамлиқ түрдә ассимилятсийә болуш вә ахирида мәвҗутлуқини йоқитишқа йүзләнгән.

Өзбекистанда зади қанчилик уйғур бар?

Өзбекистан анализчиси әзиз камилоп йеқинда оттура асияда чиқидиған "оазис " журнилида " "уйғурларниң мәсилиси мәвҗутму? " дегән мавзуда бир парчә мақалә елан қилди. Аптор өз мақалисидә өзбекистан уйғурлириниң һазирқи сиясий, иҗтимаий вә мәдәнийәт әһваллири һәққидә тохтилиш билән өзбекистан уйғурлириниң бара-бара өзбекләргә сиңип йоқилишқа йүзләнгәнликини оттуриға қойиду. Апторниң пикирлиригә таянғанда, өзбекистандики уйғурларниң сани мәсилиси сабиқ совет иттипақи дәвридин етибарән мурәккәп мәсилә болуп, әзәлдинла һөкүмәт ениқ санлиқ мәлумат бәрмигән.

Апторниң баян қилишичә, өткән әсирниң 50 –йиллирида өзбекистанда 500 миң уйғур яшиған. Бирақ, совет һөкүмитиниң истатистикисида өзбекистандики уйғурлар 1959-йили аран 19 миң дәп елан қилинған. Әмма, 50-60-йилларда уйғурларниң қайтидин уйғур елидин өзбекистанға көчүп келишидин қәтий нәзәр, совет һөкүмити 1979-йили, өзбекистан уйғурлирини 29миң 104, 1989-йили 35миң 762 дәп елан қилған.

Өзбекистан мустәқил болғандин кейин, һөкүмәт уйғурларниң йәнила 35 миң икәнликини көрсәткән. Лекин, өзбекистандики уйғурларниң сани һәққидә уйғур зиялийлириниң көз қарашлири һөкүмәтниң мәлуматидин пәрқлиқ болуп, өзбекистан пәнләр академийисиниң тәтқиқатчиси, профессор әхәт хоҗайев әпәнди илгири зияритимизни қобул қилғанда, уйғурларниң әмәлий саниниң рәсмий мәлуматтин йәни 500 миңдин артуқ икәнликини, өзини өзбек дәп атап йүргәнләр ичидә көп санда уйғур алимлири, сәнәткарлири вә башқиларниң мәвҗутлиқини көрсәткән иди.

Гәрчә, ташкәнт һөкүмити уйғурларниң сани һәққидә кәмәйтилгән һалда мәлумат бәрсиму, бирақ, өзбекистан уйғур мәдәнийәт мәркизиниң сабиқ рәиси доктор шаванам ханим рәсмий тизимға елинған уйғурларниң саниниң йәнила көплүкини, тәхминән 200-250 миң әтрапида уйғур барлиқини оттуриға қойған.

Өзбекистан уйғурларниң асаслиқ тарқилиш мәнбәлиридин бири

Пәрғанә вадиси билән қәшқәрийиниң тарихий мунасивәтлири, пәрғанә вадисида уйғурларниң паалийәт қилишидики муһим амиллардин болуп һесаблиниду. Қәдимки вә оттура әсирләрдики мунасивәтләр техиму зич болған. 18-Әсирдә мәнчиң империйиси уйғур елини бесивалғандин кейин, қәшқәрийә, или тәвәсидики аһалиларниң аммиви йосунда йәттә су вә пәрғанә вадилириға көчүш долқунлири пәйда болди.

19-Әсирдә яшиған қазақ алими чоқан вәлиханопниң мәлуматиға қариғанда 19-әсирниң 50-йиллирида пәрғанә вадисида 350миң әтрапида қәшқәрлик вә доланлиқлар нами билән аталған уйғурлар яшиған болуп, униңдин кейин қәшқәрийәдә тәкшүрүш елип барған рус алимлири кропаткин, пәвсоп, робровский вә башқиларму уйғур хәлқиниң һәр қетимлиқ қозғилиңи бастурулғанда нурғун уйғурларниң пәрғанә вадисиға қечип кәткәнлики һәққидә мәлумат бәргән иди.

Чар русийә түркистан губернаторлуқиниң 1916-йилидики мәлуматида түркистанда 200 миңдин артуқ қәшқәрлик яшиған болуп, совет уйғурлириниң рәһбәрлиридин бири абдулла розибақийев 1920-йиллири оттура асия тәвәсидики уйғурларниң 600миң әтрапида икәнлики, уларниң асаслиқ қисиминиң өзбекистан тәвәсидә яшиғанлиқидин мәлумат бәргән. Әмма совет уйғурлириниң йәнә бир рәһбири, атақлиқ маарипчи исмаил таһиропниң мақалисидә болса, 30-йилларда совет иттипақида 300мигдин көпрәк уйғур яшиғанлиқи мәлум қилинған иди.

Тарихчиларниң йәкүнлишичә, өзбекистандики уйғурларниң келип чиқиши төт хил мәнбәдин тәшкилләнгән болуп, биринчи тәркип ;қәдимдин тартип өзбекистан территорийисидә яшап, өзбек етник тәркибигә қошулуп кәткән уйғурлар болса, уларниң иккинчи тәркиби 18--әсирдин башланған уйғур хәлқиниң мәнчиң империйисгә қарши милли мустәқиллиқ қозғилаңлириниң бастурулуши билән, мәнчиң әскәрлириниң интиқам елишидин қорқуп, пәрғанә вадисиға қечип кәлгәнләр. Үчинчи тәркип 20-әсирниң башлиридин тартип, таки 1937-йиллириғичә болған арилиқта өзбекистанға турмуш тирикчилики билән берип, шу йәрдә туруп қалғанлар. Төтинчи тәркип 1955-йилидин 1962-йилиғичә болған арилиқта көчүп барған уйғурлар.

Демәк өзбекистанда мана мушу гуруппа уйғурларниң әвладлири яшимақта шуниңдәк нөвәттә, һазирқи әвладлар вә кейинки әвладларниң тәқдири әшу өзбекләргә сиңип кәткән уларниң әҗдадлириниң тәқдири билән охшаш болуши мумкинму? буниң уйғурларниң ана вәтинидики сиясий орниниң өзгириши билән қандақ мунасивити болуши мумкин? (үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.