Уйғур вәкиллириниң "яшлар һәрикитиниң хәлқарадики вә райондики тәсири" намлиқ йиғиндики паалийәтлири


2005.02.28

яврупа кеңишиниң иқтисадий ярдими билән, 2 - айниң 24 -күни явропадики малта дөлитидә ечилған, яшлар программисини асасий мәқсәт қилған "яшлар һәрикитиниң хәлқарадики вә райондики тәсири" темисидики йиғин 27-феврал күни аяқлашқан.

Йиғинға дуня уйғур қурултийиниң икки нәпәр вәкили - дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди вә маарип бөлүминиң мудири қәйсәр әпәнди рәсмий тәклип билән қатнашқан болуп, уларниң йиғинниң иккинчи вә үчинчи күнидики паалийәтлирини билиш үчүн, йиғинға қатнашқан долқун әйса әпәндини зиярәт қилдуқ.

Бу һәқтики мәлуматларни мухбиримиз әқидәниң шу йиғинға иштирак қилған дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәндидин игилигән мәлуматлар асасида тәйярлиға тәпсили хәвиридин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.