25-январ күни явропа комитети франсийиниң страсборг шәһридә өткүзгән омоми йиғинида коммунист мустәбит һакимийитиниң җинайи-қилмишлирини әйибләш қарарини мақуллиған. Қарарда коммунист мустәбит һакимийити астида омумйүзлүк сақланған инсан һәқлирини дәпсәндә қилиш қилмишлирини, йәни қирғин қилиш, түрмә вә әмгәк билән өзгәртиш мәйданлирида җазалап өлтүрүш, қуллардәк ишлитиш, вә башқа шәкилдики тән җазасиға киридиған террорлуқ һәрикәтләрни , шундақла идийә, дини етиқат, сөз әркинлики җәһәттики зиянкәшликини қаттиқ әйиблигән. Қарарниң мақуллиниша түрткә болған тәклип лаһийисини шветсийә парламентидики консерватип партийә һесабланған модерат партийисиниң вәкили йөран линдбиланд оттурға қойған.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, шветсийидики ихтияри мухбиримиз ялқундин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- "Ач әрваһлар - мав зедоң дәвридики чоң ачарчилиқ" (1)
- "Чоң сәкрәп илгириләш" дәвридә хитай бойичә 30 милйон адәм өлгән
- Хитай коммунист партийиси қандақ бәднамлар билән хәлқниң әдипини бәрди?
- "Ач әрваһлар - мав зедоң дәвридики чоң ачарчилиқ" (2)
- Түркийидә түрк қирғинлири вә сүргүнлири тоғрисида илмий йиғин ечилди