Пакистан һөкүмити чәтәллик җәңчиләрни америкиға тапшуруп бәрмәйдиғанлиқини җакарлиди


2004.09.03

9- Айниң 3- күни пакистан һөкүмити, бу дөләттики чәтәллик милитантлардин, пакистан бихәтәрлик даирилиригә тәслим болушни тәләп қилип, уларни қәтий һалда америкиға тапшуруп бәрмәйдиғанлиқини билдүрди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пакистан ахбарат министири шәйх рашит 9- айниң 3- күни ислам абадда мухбирларға бәргән баянатида, пакистанниң йеңи баш министири шәвкәт әзиз һөкүмитиниң, әлқаидә қалдуқлирини тазилаш һәрикитини өзлүксиз давамлаштуридиғанлиқини тәкитләп мундақ диди: “ пакистандики чәтәллик террорчилар тәслим болуши керәк, биз уларни башқа бир дөләткә тапшуруп бәрмәйдиғанлиғимиз тоғрисида вәдә биримиз. Лекин, пакистанниң тәрәққияти вә тинчлиқ үчүн шундақла бизниң хәлқара җамаәтчиликигә қилған вәдилиримиз асасида террорчилиққа қарши көрүшимиз үзлүксиз давамлишиду.

Пакистан хәлқара терорчилиққа қарши урушта америкиниң әң асаслиқ иттипақдиши һесаблиниду. Хәвәрләргә қариғанда, афғанстанда талибанлар һакимийити гумран болғандин бири, пакистан бихәтәрлик даирилири 600 нәпәр әлқаидә әзасини қолға елип, уларниң көпинчисини сотқа тартмай турупла америка һөкүмитигә тапшуруп бәргән. Әмма пакистан ахбарат министири шәйх рашит йеқинда пакистанда қолға илинған әлқаидә әзалириниң һич бириниң башқа бир дөләткә тапшуруп берилмигәнликини билдүрди.

Сиясий вә һәрбй мулаһизичиләр пакистанда һелиму миңлиған чәтәллик җәңчиләрниң мәвҗут икәнликини пәрәз қилмақта. Хәвәрләргә қариғанда, бу җәңчиләрниң көпинчиси пакистан- афғанистан чегра райониға йошурунған болуп, пакистан һөкүмити уларға тақабил туруш үчүн мәзкур районға йүз миң әскәр орунлаштурған. Гәрчә пакистан бу йил ағанстан чегра районида әлқаидә вә талибан қалдуқлириға қарши тазилаш һәрикити илип бирип, нәччә лигән әлқаидә һәрбй лагирлирини пүтүнләй вәйран қиливәткән болсиму, ликин йәнила әлқаидә вә талибан қалдуқлири районда йәрлик аһалиларниң ярдими билән сақлинип қалған.

Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, әлқаидә болупму талибан қалдуқлириниң пакистанда һилиму йошурунуп туралишиниң асаслиқ сәвәби, пакистан дөлитиниң әйни вақитта талибан һакимийитини қоллиған бирдин бир дөләт болушидур. -2001 Йилиниң ахирилириғичә, йәни америка талибан һакимийитигә қарши уруш илан қилғанға қәдәр пакистан, авғанистандики талибанлар һакимийитиниң бир иттипақдиши болуп, дуняда талибан һакимийитини итирап қилған дунядики үч дөләтниң бири иди.

Гәрчә пакистан презденти гинирал пәрвиз мушәррәп, америкиниң хәлқара терорчилиққа а қарши урушини қоллайдиғанлиғини җакарлап, талибанлар һакимйитии билән пүтүн мунасивитини үзгәнликини билдүргән болсиму, лекин пакистанда талибанларға қарши илинған чарә- тәдбирләр дегәндәк нәтиҗә бәрмигән. Чүнки пакистан һөкүмитидә, болупму пакистан бихәтәрлик органлирида һелиму талибанларни қоллайдиған кишиләр мәвҗут.

Талибан һакимийитиниң асаслиқ рәһбәрлири пакистандики мәдрисләрдә йетишкән вә пакистанниң разветка тәшкилати билән зич мунасивити бар кишиләрдин тәшкил тапқан иди. Буниңдин сирт йәнә, талибанлар һакимийитиниң асаслиқ рәһбәрлири һәмдә афғанистан да талибанлар һакимийитини қоллап - қуввәтлигәнләрниң көпинчиси афғанистан дики пәштон қәбилисигә мәнсуп кишиләрдин тәшкил тапқан. Пакистанниң афғанистан ға чегридаш районидики аһалиниң мутләқ көп қисмини пәштонлар тәшкил қилиду. Пакистанниң бу районида талибанларға нисбәтән бир һесдашлиқ мәвҗут. Хәвәрләргә қариғанда, афғанистан да һәрикәтлирини күндин- күнгә күчләндүриватқан талибан қалдуқлири, пакистанниң афғанистан чегра районини өзлириниң асаслиқ паалийәт мәркизи қилип ишләтмәктә.

Асия вақти гезитиниң хәвәр қилишичә, йеқинда америкиниң бесими билән пакистандики әлқаидә вә талибан қалдуқлирини тазилаш үчүн йеңи бир һәрикәт башлиған пакистан һөкүмити, талибанлар һакимийитиниң муавин ташқи ишлар министири мулла җилил вә униң икки ярдәмчисини карачи шәһиридә қолған алған. Молла җилил талибанлар ниң рәһбири молла өмәрниң мәслиһәтчилиридин бири болуп, афғанистан да талибанларниң һәрикитини күчләндүрүш үчүн, пакистанниң карачи қатарлиқ шәһәрлиридә пул ярдими йиғип йүргән икән.

Пакистан һөкүмитиниң бу дөләттики чәтәллик җәңчиләрни тәслим болушқа чақирип, уларни америкиға тапшуруп бәрмәйдиғанлиқини җакарлиғанлиқи, болупму пакистан- афғанистан чегра районидики пәштон қәбилилириниң, талибан қалдуқлириға болған һесдашлиқини азайтишни мәқсәт қилған болуши мумкин. Чүнки бу пәштон қәбилилири пәштон вә ислам диний әнәнилиригә наһайити садиқ болуп, бир мусулман җәңчиниң християн бир дөләткә тапшуруп берилиши улар үчүн илип ейтқанда қобул қилиш мумкин болмиған бир әһвал. Пакистан һөкүмитиниң тәслим болған чәтәллик җәңчиләрни башқа дөләткә тапшуруп бәрмәйдиғанлиғи тоғрисида вәдә бериши, пакистан- афғанистан чегра районидики пәштон қәбилилирини, тәслим болғанларниң християн бир дөләткә тапшурулуп берилмәйдиғанлиқиға ишәндүрүп, уларниң пакистандики чәтәллик җәңчиләрни қандақ бәдәл төләштин қәтийнәзәр қоғдаш керәк дигән чүшәнчисини өзгәртиши мумкин. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.